Қутадғу билиг институти хитай ишғалийитиниң 71-йили мунасивити билән тор сөһбәт йиғини өткүзди

Ихтиярий мухбиримиз азиғ
2020.10.05
uyghur-mesilisi-tor-yighin-1.jpg Хитайниң уйғур районидики йеңи кеңәймичилик сиясити һәққидә өткүзүлгән әтраплиқ тор сөһбәт йиғинидин көрүнүш. 2020-Йили 30-сентәбир.
RFA/Azigh

30-Сентәбир, йәни хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 71-йили һарписида, дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғурлар түрлүк усулларда намайиш вә паалийәтләр өткүзүп, хитай коммунист һакимийитиниң етник қирғинчилиққа учраватқан уйғур хәлқиниң нөвәттики еғир вәзийитини аңлатти, шундақла хитай коммунист партийәсигә болған күчлүк наразилиқини ипадилиди. Шуниң билән биргә мутәхәссисләр йәнә хитай коммунист һакимийитиниң уйғур дияридики һакимийәт орнитиш тарихини әсләп өтүп, хитайниң йеңи кеңәймичилик сиясити һәққидә әтраплиқ тор сөһбәт йиғини илип барди.

“шәрқи түркистанниң ишғали вә хитайниң кеңәймичилик сиясити” намлиқ тор сөһбити паалийити қутадғубилиг институти тәрипидин тәшкилләнгән болуп, йиғин бәйкәнит университетидин доктор мәғпирәт камал ханимниң риясәтчиликидә илип берилди. Йиғинға әгә университетидин профессор алимҗан инайәт, уйғур академийәси хитай тәтқиқат институтиниң мудири доктор пәрһат қурбан тәңритағли, профессор варис чақан қатарлиқлар қатнашти вә сөз қилди.

Зияритимизни қобул қилған доктор мәғпирәт камал ханим мәзкур паалийәтниң әһмийити вә мәқсити һәққидә тохтилип, мундақ деди: “уйғурниң дәрди вә даваси дуняниң күнтәртипигә кәлди. Чоң дөләтләр хитайға җинайәт ишләватисән дейәлиди. Бу басқучта уйғурлар җим йитивалмаслиқи керәк, қолидин келишичә тәшвиқ қилиши керәк. Шуңа биз хитай коммунист партийәсиниң вәтинимизни бесивалғанлиқиниң 71-йилида сөзлийәлигинимиз бойичә бу зулумни аңлитишқа тириштуқ. Қандақ қилип мушу басқучқа кәлдуқ? хитай қандақ қилип вәтинимизни бесивалди? һазир немә қиливатиду ?қатарлиқ нуқтиларни тутуп туруп сөһбәт программисини илип бардуқ. Программини түркийә түркчиси билән ишлидуқ. Бизгә хәлқ һесдашлиқ қилиду. Лекин ишәнгән тағда кейик ятмапту дегәндәк бәзи диндаш, қандаш дәп ишәнгән дөләтлиримиз дөләт сәвийәсидә ениқ позитсийә билдүрмиди. Бу бизниң көңлимизни йерим қилидиған вә азаблайдиған иш. Шуңа қандақла қилип болмисун, буни хәлққә билдүрүшни мәқсәт қилдуқ.”

Паалийәт доктор мәғпирәт камалниң профессор варис чақандин уйғур дияриниң хитай коммунист партийәсиниң қолиға қандақ өткәнлики тоғрилиқ сориған соали билән башланди. Йиғинда мутәхәссисләр уйғур дияриниң 1-вә 2-дуня урушиниң алди-кәйнидики вәзийәтни, хитай һакимийитигә қарши қозғалған уйғур хәлқиниң сиясий күрәшлири, уйғур райониниң хитай коммунист һакимийити ишғалийитигә өтүш җәряни вә хитай коммунист партийәсиниң уйғур диярини ишғал қилғандин кейинки йолға қойған ассимилятсийә сиясәтлириниң күнсери етник қирғинчилиққа қарап тәрәққий қилиши һәққидә тәпсилий тохталди.

Доктор пәрһат қурбан тәңритағли әпәнди хитайниң 1980-йилларда ишикни ичиветиш сияситини йолға қойғандин кийин иқтисадий җәһәттин тәрәққий қилғанлиқи, йеқинқи мәзгилләрдә хитайниң “бир йол бир бәлвағ” қурулуши вә шәрқи деңиз районидики һәрбий һәрикәтлири арқилиқ күчәйгән кеңәймичилик паалийәтлирини “хитай чүши” сиясити нуқтисида туруп, тәпсилий анализ қилди.

Зияритимизни қобул қилған доктор пәрһат қурбан тәңритағли хитайниң кеңәймичилик сияситиниң хитай коммунист партийәси һакимийитиниң һалакитини тезләштүридиғанлиқини билдүрүп, мундақ деди: “хитайниң кеңәймичилик сиясити дуняни чөчүтүшкә башлиди. Бүгүн хитайниң яман нийити вә әпти-бәшириси паш болғансери, хәлқарада ялғуз қилишқа башлиди. Дөләтләр хитайдин узақ турушқа, һәтта қарши турушқа башлиди. Хитайниң кеңәймичилик идийәси тәрәққий қилғансери дуня бу мәсилигә бундин кийин техиму қарши туруши мумкин. Бу нуқтидин қариғанда, хитайниң дуняға болған қара нийити сәвәблик өзиниң бешини йәйдиғини ениқ.”

1-Өктәбир тарих пәнлири доктори шәвкәт насириниң риясәтчиликидә, язғучи вә тәтқиқатчи тургай түфәкчи оғли, илаһийәтшунас, профессор доктор һабип түркәр вә доктор пәрһат қурбан тәңритағли қатарлиқ мутәхәссисләр “коммунист хитай ишғалийитиниң 71-йилида шәрқи түркистан” намида тор сөһбәт йиғини болуп өтти.

Сөһбәт йиғинида коммунист хитай ишғалидин кейинки уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлири, хитайниң уйғурлар қаратқан ассимилятсийә вә етник қирғинчилиқ сиясәтлириниң тарихи җәряни, түркийәниң оттура асия вә уйғур дияри билән болған мунасивәтлири, уйғур райониниң ишғали вә кейинки мәзгилләрдики ислам дунясиниң пассип уйғур сиясити қатарлиқ мәсилиләр әтраплиқ анализ қилинди.

Профессор һабип түркәр уйғур дияриниң түркийә вә түрк дунясиниң тарихи вә мәдәнийәт мәркизи икәнликини тәкитләп, мундақ деди: “биз өзимизниң тили вә мәдәнийитигә аит әң йирик мәнбәләрни шәрқи түркистандин алдуқ. ‛түркий тиллар дивани‚ болмай туруп түрк дунясини тәсәввур қилғини болмайду. Бизниң пәхирлинип саниған тарихий шәхслиримизниң көпинчиси шәрқи түркистанлиқтур. Һазир хитайниң ишғали астида әң вәһший шәкилдә қирғин қилиниватқан кишиләрниң вәтини, дәл бизниң тилимиз вә мәдәнийитимиз қәрздар болған җуғрапийәдур. Бу мана мушундақ бир хәл вә мушундақ бир тупрақ һәққидә тохтиливатимиз.”

Доктор мәғпирәт камал ханим зияритимиз җәрянида бир уйғур зиялийси болуш сүпити билән уйғурларниң дуч келиватқан қирғинчилиқниң характери вә көлимини хуласиләп өтти.

Бу йил 21-март күни түркийә, америка, явропа әллири, оттура асия дөләтлири вә японийә қатарлиқ әлләрдә иҗтимаий пән саһәсидә тәтқиқат билән шуғуллиниватқан 47 нәпәр уйғур, түрк вә чәтәллик тәтқиқатчиниң һәмкарлишиши билән мәркизи истанбулдики уйғур академийәсиниң тәркибидә “қутадғубилиг тәтқиқат институти” қурулған болуп, һәр хил тарих вә мәдәнийәт программилири вә паалийәтлирини уюштуруп кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.