Муһаҗирәттики уйғурларниң хитайға тутқун болуши: реаллиқ вә үмидләр
Хитай һөкүмитиниң муһаҗирәттики уйғурларни, болупму иқтисадий җәһәттә хитай һөкүмитигә тайинип қеливатқан аҗиз дөләтләрдики уйғурларни “ов нишани” қиливатқанлиқи мәлум.
-
Мухбиримиз әзиз
2021-08-18 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
Хитай һөкүмитиниң чәт әлләргә созулған “қара қоллири” ниң муһаҗирәттики уйғурларни, болупму иқтисадий җәһәттә хитай һөкүмитигә тайинип қеливатқан аҗиз дөләтләрдики уйғурларни “ов нишани” қиливатқанлиқи йеқинда “аму дәряси җәмийити” билән уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилати бирлишип тәйярлиған “асманда тор, йәрдә қапқан: хитайниң пакистандики уйғурларни тутқун қилиши” сәрләвһилик доклатта алаһидә шәрһиләнди. Буниңда апторлар пакистанни хас мисал қилған һалда бу реаллиқниң нөвәттики әһвалини тәпсилий баян қилди.
Доклат апторлириниң бири, вашингтон шәһридики “вилсон мәркизи” ниң тәтқиқатчиси брадлей җардин бу һәқтики зияритимз җәрянида пакистанниң уйғур муһаҗирлирини тутқун қилишиға бағлинишлиқ әң муһим сәвәбләр тоғрисида тохтилип мундақ деди: “пакистанни биз хитайниң әң кона вә әң күчлүк иттипақдиши десәкму болиду. Уларниң бу хил қошналарчә достлуқи нәччә он йиллиқ тарихқа игә. Йәнә бир яқтин алғанда, пакистанниң изчил һиндистан билән пурчиқи пишмай келиватиду. Хитай билән һиндистанниң оттурисидики тарихий сүркилишләр болса тәбиий һалда пакистан билән хитайниң достлуқ риштини техиму чиңитиш ролини ойнаватиду. Буниң ипадиси хитайниң пакистанни һәрбий әслиһәләр билән қоралландурушида әң ениқ әкс етиватиду. Шуңа бу мәнидин алғанда пакистанниң хитай билән достлуқ орнитишиму зор истратегийәлик әһмийәткә игә. Шундақ болғанлиқи үчүн пакистан һөкүмити хитай дөлитигә қарши болған муһаҗирәттики уйғурларни бастурушта актип һәмкарлашқучи ролини ойниди. Буниң һәққигә пакистан наһайити көп иқтисадий мәнпәәткә еришиватиду. Йеқинқи мәзгилләрдә хитай һөкүмити ғайәт зор мәбләғ селип ‛бир бәлвағ бир йол‚ қурулушини пакистанда кеңәйтиватиду. Бундақ әһвалда хитай һөкүмитиниң пакистан дөлитигә йәткүзгән иқтисадий ярдимигә миннәтдарлиқ билдүрүштә пакистандики уйғурлар қурбанлиқ қилиниватиду. Йәнә келип пакистан һөкүмити хитайни хошал қилиш үчүн бу уйғурларниң терорлуқ гуруһлири билән һечқандақ алақиси болмисиму уларни ‛тәһдитни йоқитиш‚ намида тутуп хитайға йоллап бериватиду.”
Сөһбәт җәрянида бир қисим уйғурларниң пакистанни “бундақ бир ислам дөлити шүбһисиз бизгә пашпанаһ болиду” дәп ойлиғанлириниң әксичә ақивәткә учриши һәққдә сөз болди. Шуниңдәк пакистанниң бу хилдики “икки йүзлимилики” ниң “кәң мәнидики ислам дуняси үчүн бир сәлбий үлгә болуп қелиш еһтимали барму?” дегән мәсилигә қарита брадлей әпәнди буниң һазир аллиқачан еһтималлиқтин реаллиққа айлинип болған һадисә икәнликини көрсәтти.
“уйғурлар мәсилисигә четишлиқ бирнәччә түрлүк әһвалда алди билән диққитимизни тартидиғии буниң ялғуз пакистан биләнла чәкләнмәйдиғанлиқи, кәң мәнидики ислам дунясида, җүмлидин оттура шәрқ районидиму бу реаллиқниң мәвҗутлуқидур. Буниңға йәнә түркийә, сәуди әрәбистани, әрәб бирләшмә хәлипилики, мисир қатарлиқларниму қошушқа болиду. Бу районлар вә униңдики һәрқайси мусулман әллири уйғурлар дуч келиватқан бастурушларға қарита сүкүт қилип кәлди. Шуниң билән биргә уларниң һәммиси бирләшкән дөләтләр тәшкилатида елан қилинған хитай һөкүмитини әйибләш мәзмунидики бирләшмә мәктупқа қарши мәзмундики мәктупқа имза қойди. Буниңда уларниң һәммиси өзлириниң хитай билән болған мунасивитиниң бихәтәр вә сағлам раваҗлинишини, шуниңдәк тегишлик иқтисадий мәнпәәткә еришишни көзлимәктә. Бу җәһәттин алғанда уйғурларни уларму қурбанлиқ қиливатиду. Шуңа бу мәсилидә ялғуз пакистанла әмәс, пүткүл ислам дунясидики һакимийәтләрниң көп қисми шундақ қиливатиду. Қарайдиған болсақ баятин сиз алаһидә тилға алған пакистан һөкүмитиниң уйғурларни хитайға өткүзүп бериш қилмишини мисирму охшаш шәкилдә қилди. Мисирдики бу уйғурларниң көп қисми терорлуқ билән һечқандақ алақиси йоқ уйғур оқуғучилар иди. Сәуди әрәбистандин өткүзүп берилгән уйғурларниң әһвалиму мушуниңға охшап кетиду. Йеқинқи бирнәччә күндә болса маракәш һөкүмитиниңму бу сәпкә қетилип айрудурумда бир уйғур балини тутқун қилғанлиқини аңлаватимиз. Шуңа қарайдиған болсақ хитайниң тәсири кеңәйгәнчә уларниң бу ислам ‛иттипақдашлири‚ ға чүшүргән бесими ешип меңиватиду, уйғурларниң қурбанлиқ қилинишиму ешип бериватиду.”
Нөвәттә хитай һөкүмитиниң чәт әлләрдики уйғурларни тутқун қилиши иқтисадий җәһәттә хитайға беқинип қалған намрат вә аҗиз дөләтләрдә давам қиливатқан болуп, ғәрп дунясидики демократик дөләтләрдә яшаватқан уйғурлар бундақ қисмәткә учримиған. Әмма бу һал хитай һөкүмити явропа вә америкада яшаватқан уйғурларға чеқилмайду, дегәнликтин бишарәт бәрмәйдикән.
У бу һәқтә мундақ деди: “мән һазир дәл ашундақ мәзмундики йеңи бир доклатқа ишләватимән. Бу доклат тәхминән бир йерим айдин кейин елан қилиниду. Буниңда хитай һөкүмитиниң демократик әлләрдә яшаватқан уйғурларға, болупму америка, явропа, австралийә қатарлиқ җайлардики уйғур сиясий паалийәтчилиригә қандақ шәкилләрдә тәһдит селиватқанлиқи, уларға қарши тор хаккерлиқини қандақ иҗра қиливатқанлиқи, бу паалийәтчиләрниң шинҗаңдики уруқ-туғқанлирини қандақ соруқчилиқларға селиватқанлиқи, уйғурларни худди мюнхендики паш болған делоларға охшаш җасус болушқа қисташ қилмишлири баян қилиниду. Буларниң һәммиси бирла ишни мәқсәд қилған. У болсиму бу паалийәтчиләрниң ағзини юмдуруш. Хитай һөкүмити өзлириниң бирликсәп бөлүмлири, әлчиханилар вә консулханилар, шуниңдәк сақчи тәшкилатларниң зич иш һәмкарлиқида буни давам қиливатиду. Һалбуки, бу әмилийәттә әркин дунядики уйғурларға хирис қилғанлиқ болупла қалмастин йәнә кишилик һоқуқ вә әркинлик қануний асасқа игә қилинған ғәрп дунясини аста-аста чиритиш һесаплиниду.”
Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилатиниң директори өмәр қанат әпәнди бу мәсилиниң башқа тәрәплириниму диққәттин сақит қилмаслиқни алаһидә тәкитләйду. Униң қаришичә, уйғурларниң ят әлләрдә сәрсан-сәргәрдан болушиға һәмдә тутқун қилинип хитайға өткүзүп берилишигә үзел-кесил хатимә бериш үчүн алди билән уйғурларни мушундақ вәйранчилиққа салған уйғур қирғинчилиқи вә хитайниң зулумлириға хатимә бериш лазим икән. Йәнә бири болса һәрқайси дөләтләр уйғурларни йеңи һаятлиқ маканиға игә қилидиған хас қанунларни түзүп чиқиши лазим икән. Нөвәттә муһаҗирәттики бәзи уйғур шәхслириниң явропа яки америка тәвәсигә йетип бериш арқилиқ әркинликкә еришиш урунишида болуватқанлиқи, әмма буларни оттура йолда чәтәл һөкүмәтлириниң қолға елип хитайға өткүзүп бериши һәққидә сөз болғанда өмәт қанат әпәнди бу мәсилини икки тәрәптин көзитиш лазимлиқини тәкитләйду.
Нөвәттә бу хилдики уйғурлар мәсилисигә беғишланған доклатлар көпләп елан қилиниватқан болуп, буларниң һәмиси нөвәттики уйғур қирғинчилиқиға қарши паалийәтләрдә иҗабий рол ойнайду, дәп қаралмақта икән.