Вашингтон шәһиридә “уйғурларниң пиғани” намлиқ рәсим көргәзмиси ечилди

Мухбиримиз әзиз
2019.03.14
rushen-abbas-amerika-korgezme.jpg Уйғур сиясий паалийәтчи рошән аббас ханим өзи биваситә күч чиқирип, вашингтон шәһиридики дөләтлик ахбарат кулубида өткүзгән рәсим көргәзмисидин көрүнүш. 2019-Йили 14-март.
RFA/Eziz

Иккинчи дуня уруши мәзгилидики йәһудийларниң зор көләмдә қирғинға учраш паҗиәси һәққидә көп қетимлап ейтилған “әмди қайтиланмисун!” шоариниң 21-әсиргә кәлгәндә уйғурларға тәтбиқлиниши нөвәттики уйғурлар мәсилисиниң әң ихчам тәсвири болуп қеливатқанлиқи мәлум. Уйғур җәмийити дуч келиватқан әң паҗиәлик тарихий кризисниң нөвәттики реал әһвалини америкидики техиму көп саһә кишилиригә билдүрүш үчүн 14-март күни америкидики уйғур сиясий паалийәтчи рушән аббасниң биваситә күч чиқириши билән вашингтон шәһиридики дөләтлик ахбарат кулубида “уйғурларниң пиғани: җаза лагерлири қайтидин оттуриға чиқмақта!” темисидики рәсим көргәзмиси ечилди.

Бу қетимқи рәсимләр көргәзмисидә уйғур дияридики сиясий бастурушниң әһвали уйғур сәрхиллириниң тутқун қилиниши, қаранчуқсиз қалған уйғур сәбийлириниң сәрсанчилиқи, һимайисиз қалған уйғур аяллириниң мәҗбурий йосунда хитай көчмәнлири билән тойлишиши, уйғур мәдәнийитини әкс әттүргүчи бинакарлиқ вә сәнәтниң вәйран қилиниши, хитай армийәсиниң пүтүн уйғур диярини һәрбий ишғалийәт һалитидә сақлиши қатарлиқ көплигән һәқиқий рәсимләр арқилиқ ихчам вә җанлиқ ипадиләнгән иди.

Көргәзмә һәққидики билдүргидә бу қетимқи рәсим паалийитиниң “бир аваз бир қәдәм” һәрикитидин кейин вуҗудқа кәлгән йәнә бир қетимлиқ дуняви миқясни көзлигән паалийәт икәнлики, “уйғурларниң пиғани: җаза лагерлири қайтидин оттуриға чиқмақта!” темисидики бу көргәзминиң 15 дөләттики 33 шәһәрдә бир-бирләп өткүзүлидиғанлиқи, буниң тунҗи қетимлиқи бүгүн вашингтон шәһиридә өткүзүлгәнлики ейтилиду.

Көргәзмә башланғандин тартип вашингтон шәһиридики бир қисим уйғур җамаити, шуниңдәк уйғурлар мәсилисигә қизиққучи америкалиқлар, америка һөкүмитидә хизмәт қилғучи бир қисим кишиләр арқиму арқидин залға кирип, рәсимләрни зор қизиқиш ичидә көрүп чиқти. Уларниң бәзилири рәсимләрдики мәнзириләрдин һәйранлиқ һес қилса, йәнә бәзилири мунасивәтлик әһваллар һәққидә көргәзмини тәшкиллигүчи рошән аббастин түрлүк соалларни сорайтти. Шуниң билән бир вақитта һәрқайси ахбарат васитилириниң мухбирлири бәс-бәстә бүгүнки көргәзмә һәққидә рошән аббас вә башқа уйғурларни зиярәт қилмақта иди.

Биз көргәзмә арилиқида бу қетимқи паалийәтни тәшкиллигүчи рошән аббасни айрим зиярәт қилип, униңдин немә үчүн бу қетимқи паалийәтни тәшкиллигәнликини соридуқ. У бу һәқтә җаваб берип, йиғинлардики муһакимә шәклидин башқа рәсим көргәзмиси арқилиқ уйғурлар дуч келиватқан мәсилини техиму җанлиқ әкс әттүргили болидиғанлиқини тәкитлиди.

Бир қисим уйғур яшлириму бу қетимқи көргәзминиң оңушлуқ ечилишиға өз пидакарлиқини айимиған иди. 15 Йиллиқ муддәтлик қамаққа һөкүм қилинғанлиқи илгири сүрүлүватқан уйғур әдиб вә маарипчи ялқун розиниң америкадики оғли камалтүрүкму дадисиниң әһвали вә әмгәклири әкс әттүрүлгән чоң рәсим тахтисини тәйярлап кәлгән иди. Биз униң билән бу тоғрилиқ сөзләшкинимиздә камалтүрүк дадиси вә башқа барлиқ уйғур тутқунлири һөрлүккә чиқмиғучә өзиниң бу йолдин қайтмайдиғанлиқини билдүрди.

Бу қетимқи рәсим көргәзмиси үчүн алаһидә калифорнийәдин кәлгән томарис алмас айрим зияритимизни қобул қилғанда өзиниң бу көргәзмигә тизилған рәсимләрдин худди вәтәндә қалған уруқ-туғқанлириниң сеймасини көргәндәк болуватқанлиқини, бу җәһәттә муһаҗирәттики һәммила уйғурниң өзигә охшаш һессиятта икәнликигә ишинидиғанлиқини сөзләп өтти.

Мәлум болушичә, бу рәсимләр көргәзмиси бир-бирләп һәрқайси дөләтләрдики асаслиқ шәһәрләрдә көрситилидиған болуп, шу арқилиқ уйғурларниң һәқиқий әһвалини техиму көплигән кишиләргә билдүрүш нишан қилинмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.