Атақлиқ рәссам сабитҗанниң иҗадийәтлири язлиқ көргәзмидә алаһидә орун алди
17-Июн күни қирғизистан пайтәхти бишкәк шәһиридики “галерейә м” намлиқ сәнәт оргининиң “язлиқ рәсимләр көргәзмиси” башланди.
-
Ихтиярий мухбиримиз ферузә
2021-06-18 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
17-Июн күни қирғизистан пайтәхти бишкәк шәһиридики “галерейә м” намлиқ сәнәт оргининиң “язлиқ рәсимләр көргәзмиси” башланди. Көргәзмигә қирғизистанниң мәшһур иҗаткарлириниң әсәрлири қоюлди, уларниң қатарида: сабитҗан бабаҗаноф, алексей каменский, таалай усубалийеф, жиликчи жакипоф, момун астар, константин шкурпела, алапай абдиқасимоф вә башқилар бар.
Мәзкур көргәзминиң ечилиш мурасимиға қирғизистан рәссамлар бирләшмисиниң рәиси таалйбек усубалийеф, қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийитиниң рәиси әсқәр қасимоф, “иттипақ” гезитиниң муһәррирлири, уйғур җамаитиниң паалийәтчилири, қирғизистандики сәнәт һәвәскарлири вә бирқисим зиялийлар қатнашти.
Рәссамлар бирләшмисиниң рәиси таалйбек усубалийеф нутуқ сөзләп, сабитҗан бабаҗанофни җанкөйәр, меһнәткәш вә маһир рәссам дәп атап, униң әсәрлирини юқири баһалиди. Бу көргәзмигә сабитҗан бабаҗанофниң көп сандики иҗадий әсәрлири қоюлғаниди.
Сабитҗан бабаҗаноф 1941-йили ғулҗа шәһиридә туғулған. Бовиси салиҗанбай бабаҗаноф шәрқий түркистан миллий инқилабиға қатнишип, шәрқий түркистан җумһурийити йәр-су назаритиниң назири болуп хизмәт көрсәткәниди. Сабитҗан бабаҗаноф 1955-йили ата-бовилири билән биргә қирғизистанниң талас областиға көчүп чиқип кироф райониға орунлашқан.
Сабитҗан бабаҗаноф бу көргәзмигә 40 дин ошуқ йеңи рәсимлирини тәқдим қилған болуп, у мәзкур көргәзмидики алаһидә орунни игилигән. Зияритимизни қобул қилған сабитҗан әпәнди, өз әсәрлиридә вәтинини сеғиниш туйғулирини тәсвирләп яш әвладларни вәтәнпәрвәрлик роһида тәрбийәләшни мәқсәт қилғанлиқини билдүрди.
Сабитҗан бабаҗаноф вә униң иҗадийитигә өз шеирлирини беғишлиған рус шаири геннадий смирноф зияритимизни қобул қилип, “сабитҗан бабаҗаноф өз әсәрлири билән уйғур хәлқини улуғлиди” дәп ейтти. У мундақ деди : “мениңчә у улуғ бир адәм, чүнки у өз вақтида биринчиләрдин болуп чиңгиз айтматофниң язғучи талантини көрүп, униң әсәрлирини өз рәсимлиридә җанландурди. У язғучини улуғлап, әйни вақитта өзиниң вәтинини вә уйғур хәлқини улуғлиди, биз буни унтуп қалмаслиқимиз керәк. Мениң тиликим бөликимиздә бундақ кишиләр көп болсикән!”
Адәттә сабитҗан бабаҗаноф график рәссам дәп қариливатқан болсиму, лекин униң йәнә май бояқ вә башқа түрләрдиму сизиш техникиси юқири һесаблиниду.
Униң иҗадийитидә тәбиәт вә вәтән темилири муһим рол ойнайду. Мәзкур көргәзмигә қатнашқан архитектор вә җамаәт әрбаби әнвәр һашимоф, зияритимизни қобул қилип, рәссамниң әсәрлириниң чоңқур мәнигә игә икәнликини билдүрди.
Сабитҗан камал оғли бабаҗаноф қирғизистан җумһурийитиниң мәдәнийитигә зор һәссә қошқан шәхс. У, 1993-йили қирғизистан җумһурийитиниң “хизмәт көрсәткән рәссами” дегән намға еришкән. У һазир қирғизистан рәссамлар иттипақиниң әң һөрмәтлик рәссамлириниң бири болуп қариливатиду. Униң әсәрлири москва шәһиридики шәрқ хәлқлири дөләт музейида, қазақистан, қирғизистан җумһурийәтлириниң сәнәт музейлирида шуниңдәк йәнә қирғизистан җумһурийитиниң тарих музейида сақланмақта. Униң бирқисим рәсим иҗадийәтлири йәнә германийә, америка, канада, италийә, японийә, әнглийә вә башқа дөләттә чиққан рәсимләр топламлиридин орун алған.