Реал һаяттин музей тамлиридики безәкләргә көчүватқан уйғур мәдәнийити

Вашингтондин мухбиримиз шадийә тәйярлиған
2023.06.05
gheyri-maddiy-medeniyet-sariyi-ul-selish “шинҗаң ғәйри маддий мәдәнийәт сарийи” ға ул селиш мурасими, 2023-йили 31-май, үрүмчи
chinanews.com.cn

Хитайниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқиниң давамлишишиға әгишип, уйғурларға тәвә болған барлиқ мәдәнийәт мираслириниң йоқитиш обйекти болуватқанлиқи яки аталмиш “җуңхуа мәдәнийити” ниң бир қисми сүпитидә қайта изаһлиниватқанлиқи мәлум. Йеқинқи бирқанчә йилдин буян, хитай һөкүмити уйғурларни асас қилған йәрлик милләтләрниң тарихий вә мәдәнийәт мираслирини өзгәртиш яки қайта қуруп чиқиш үчүн, “шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш” қурулуши елип берип, тәңри теғиниң җәнуб вә шималида йүзләрчә музей, көргәзмихана, қизил ген тәрбийә базииси, “инқилабий қурбанлар хатирә сарийи” дегәндәк намлардики қурулушларни қурушқа башлиған. Шуларниң әң типик мисаллиридин бири, 31-май күни ул селиш вә иш башлаш мурасими өткүзүлгән “шинҗаң ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслири сарийи” дур.

“шинҗаң ғәйри маддий мәдәнийәт сарийи” ниң үнүм рәсими
“шинҗаң ғәйри маддий мәдәнийәт сарийи” ниң үнүм рәсими
chinanews.com.cn

“тәңритағ тори” ниң 31-майдики хәвиридә ейтилишичә, уйғур районидики тунҗи универсал ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслири көргәзмә сарийи- “шинҗаң ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслири сарийи” ниң ул селиш вә қурулуш башлаш мурасими үрүмчидә өткүзүлгән.

Үрүмчи шәһириниң булақтағ (шүймого) районидин орун алған бу зор қурулушниң көлими тәхминән 13000 квадрат метир болуп, асаслиқ қурулуш бу йилниң ахирида тамамлинидикән. Хәвәрдә дейилишичә, бу қурулушниң бинакарлиқ лайиһәси үчүн хитайниң мәшһур мемарчилиқ мутәхәссислири тәклип қилинған икән. Униңда қоюқ хитай қурулуш услуби әкс әттүрүлидикән, шундақла хитайдики 56 милләткә символ қилинған 56 асаслиқ түврүк орун алидикән.

Ғәйри маддий мәдәнийәт мираслири көргәзмисидә артислар уйғур он икки муқамдин арийә орунлаватиду. 2021-Йили 14-өктәбир
Ғәйри маддий мәдәнийәт мираслири көргәзмисидә артислар уйғур он икки муқамдин арийә орунлаватиду. 2021-Йили 14-өктәбир
gov.cn

Хитайниң “шинхуа тори” ниң 18-май күни мәхсус хәвәр берип, “шинҗаңни музей ичигә қачилаш” дәйдиған сиясий характерлик шоарни оттуриға қойған иди. Аридин узун өтмәйла үрүмчидә “шинҗаң ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслири сарийи” ниң қурулуш башлиғанлиқи, чәт әлләрдики бир қисим уйғуршунаслар, уйғур фолклор мәдәнийити тәтқиқатчилири вә вәзийәт анализчилириниң күчлүк диққитини қозғиди.

Радийомизниң зияритини қобул қилған германийәдики уйғур мәдәнийәт тәтқиқатчиси доктор руне ситенберг Rune Stenberg) ) әпәнди бу һәқтә пикир баян қилди. У, хитай даирилириниң йеқинқи икки үч йил мабәйнидә уйғур мәдәнийитигә қаратқан қирғинчилиқини күнсайин күчәйтип, уйғур районида музей вә көргәзмихана қурушқа нурғун мәбләғ салғанлиқини, аталмиш “йеңи һекайә” , “йеңи тарих” бәрпа қилиш тәшвиқатини күчәйтиватқанлиқини, бу арқилиқ уйғур кимликини вә уйғурларниң райондики асаслиқ йәрлик милләтлик орнини йоқ қилишқа урунуватқанлиқини илгири сүрди.

Доктор руне ситенберг әпәнди йәнә хитайниң нөвәттә уйғур тарихини уйғурларниң өз ейтимидин әмәс, бәлки хитай компартийәси тикләп бәргән рамка вә қелип бойичә изаһлиниватқанлиқини тилға алди. У, хитайниң йеңи музейханиларни қуруш, конилирини кеңәйтиш вә көпәйтиш, уларниң ичини хитайниң сиясий тәшвиқат еһтияҗи бойичә толдуруш арқилиқ, уйғурларға аит мәдәнийәт мираслирини хитай мәдәнийитиниң бир қисми қилип көрситиш яки йоқитиш сигналини бериватқанлиқини тәкитлиди.

Ғәйри маддий мәдәнийәт мираслири көргәзмисидә артислар қизғизларниң манас дастанидин арийә орунлаватиду. 2021-Йили 14-өктәбир
Ғәйри маддий мәдәнийәт мираслири көргәзмисидә артислар қизғизларниң манас дастанидин арийә орунлаватиду. 2021-Йили 14-өктәбир
gov.cn

Хәвәрдә дейилишичә, “шинҗаң ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслири сарийи” пүткәндин кейин, уйғурларниң муқам-мәшрәплири, турмуш мәдәнийәт өрнәклири кариз вә әнәнивий һойла-арам көрүнүшлири, қазақларниң яйлақ мәдәнийити, қирғизларниң “манас” дастани қатарлиқларни өз ичигә алған йәрлик хәлқләрниң барлиқ мәдәнийәт мираслири бу сарайға қачилинидикән, шундақла хитай ичи вә чәт әлләрдин келидиған саяһәтчиләр үчүн ечиветилидикән.

Илгири шинҗаң университетида уйғур фолклори кәспи бойичә оқутқучи болған, нөвәттә америкада яшаватқан меһриай мәмтели ханим бу һәқтә радийомизниң зияритини қобул қилди. У, уйғур районида музейханиларни қуруш вә йеңилаш долқуниниң кеңәйтилиши, хитай даирилириниң уйғурларни асас қилған райондики йәрлик милләтләрниң мәдәнийитини җанлиқ һәм реал һаяттин музей вә көргәзмиханиларға қачилашқа башлиғанлиқиниң бир сигнали икәнликини илгири сүрди.

Дәрвәқә, йеқинқи йиллардин буян хитай һөкүмити уйғурларға аит ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслири, шундақла тарих, археологийә, қәдимки мәдәнийәт излири вә йәрлик әнәниви һүнәр-сәнәт қатарлиқ саһәләрдә кәң көләмлик “қайта қуруш” қурулуши башлиған иди. Шуниң билән бир вақитта йәнә хитай һөкүмәт мутәхәссислирини ишқа селип, уйғурларға тәвә пүткүл тарихий излар вә мәдәнийәт ядикарлиқлирини өзгәртиш, қайта ясаш вә уни хитай мәдәнийитигә бағлап изаһлашқа тутуш қилған иди.

Америкадики туңган анализчи ма җү әпәндиму бу һәқтә зияритимизни қобул қилди. У, хитайниң нөвәттә түрлүк лайиһә-пилан, сиясий тәшвиқат вә зор көләмлик қурулушларни елип бериш арқилиқ, уйғурларға ирқий вә мәдәнийәт қирғинчилиқи елип бериватқанлиқини, дуняниң бу қирғинчилиқни тосуп қалалмиғанлиқини әпсуслуқ ичидә тәкитлиди:

Ғәйри маддий мәдәнийәт мираслири көргәзмисидә бөртала моңғул аптоном областидин кәлгән артислар саз челиватиду орунлаватиду. 2021-Йили 14-өктәбир
Ғәйри маддий мәдәнийәт мираслири көргәзмисидә бөртала моңғул аптоном областидин кәлгән артислар саз челиватиду орунлаватиду. 2021-Йили 14-өктәбир
gov.cn

“дуняниң һеч бир йеридә хитай һөкүмитигә охшаш от билән суни арилаштуруп қиямәт қопуридиған һечқандақ бир дөләт мәвҗут әмәс. Толиму әпсус, хәлқара җәмийәтниң, болупму америка вә бәзи ғәрб дөләтлириниң уйғурлар дуч келиватқан қирғинчилиққа қарши чиқарған қарарлири вә әмәлий тәдбирлири техичә йетәрлик әмәс. Гәрчә уйғур хәлқи аҗайип еғир азабларға, һәқсизликләргә вә чарисизликләргә учраватқан болсиму, әмма мениңчә улар пүтүн күчи билән ахириғичә тиркишиду.”

Ма җү әпәнди сөзиниң ахирида пүткүл хәлқара җәмийәткә чақириқ елан қилип, ирқий вә мәдәнийәт қирғинчилиқиға дуч келиватқан уйғурларниң нөвәттики еғир вәзийити һәққидә кәскин ойлинишни, инсанлиқ виҗдани вә мәсулийити бойичә әмәлий тәдбир елиши керәкликини тәкитләп өтти:

“уйғур хәлқи учраватқан зулум инсанийәт тарихида, болупму 1948-йили елан қилинған б д т ‛кишилик һоқуқ хитабнамиси‚ дин буян йүз бәргән әң ечинишлиқ паҗиә һесаблиниду. Уйғурлар учраватқан бу қирғинчилиқ пүткүл һәқиқәтлири вә дәлил-испатлири билән алдимизда турсиму, лекин буниңға дуня қол қоштуруп қарап туруватиду. Бу пүткүл хәлқара җәмийәт һәм инсанийәт җиддий ойлинишқа тегишлик бир нуқта. Мән мушу программа арқилиқ, ейтқанлиримниң техиму көп кишиләрдә уйғурлар учраватқан зулумға нисбәтән мәлум тонуш пәйда қилишини үмид қилимән. Мән йәнә кишиләрниң 1948-йили елан қилинған “кишилик һоқуқ хитабнамиси” ни қайта нәзәр селишини; әйни заманда түзүлгән хәлқара тәртипниң бүгүнки күндә хитай тәрипидин қандақ дәпсәндә қилиниватқанлиқини; пүтүн дуняниң немә үчүн уйғурлар учраватқан зулумға бундақ сүкүт қилип туруватқанлиқини йәнә бир қетим ойлап көрүшни сораймән! ”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.