Роттердам шәһиридә уйғур қирғинчилиқи тонуштурулди

Берндин ихтиярий мухбиримиз һәбибулла изчи тәйярлиди
2024.12.30
exmetjan-qasim-1024 Әхмәтҗан қасим түрк яшлириға, мәмтили тәвпиқниң “сеғиниш” дегән шеирини тәқдим қилмақта. 2024-Йили 27-декабир, роттердам
RFA/Hebibulla Izchi

27-Декабир “голландийә уйғур кишилик һоқуқ фонди” ниң орунлаштурушида фондниң сиясий ишлар мәсули, голландийәдики йетиливатқан яш язғучи әхмәтҗан қасим роттирдам (Rotterdam) шәһиридики “түрк ислам мәдәнийәт мәркизи” дә түрк яшлириға “шәрқий түркистан вә уйғур ирқий қирғинчилиқи” темисида лексийә бәрди. Лексийәдә әхмәтҗан уйғурларниң қәдимки вә бүгүнки тарихи, шуниңдәк нөвәттики ечинишлиқ вәзийити тоғрисида сөз қилип, түрк яшлириға уйғур ирқий қирғинчилиқиниң келип чиқиши вә уйғурларниң мәвҗут вәзийити һәққидә тәпсилий чүшәнчә бәрди. Биз бу мунасивәт әхмәтҗан қасимни зиярәт қилғанда у радийомиз арқилиқ бу қетимқи паалийәт һәққидики бәзи тәпсилатларни радийо аңлиғучилар билән ортақлашти.

Паалийәт ахирида фондниң хадимлири вә бир қисим түркләр биллә хатирә сүрәткә чүшкән. 2024-Йили 27-декабир, роттердам
Паалийәт ахирида фондниң хадимлири вә бир қисим түркләр биллә хатирә сүрәткә чүшкән. 2024-Йили 27-декабир, роттердам
RFA/Hebibulla Izchi

Бу паалийәткә асаслиқи роттердам вә униң әтрапида яшайдиған түрк яшлири қатнашқан болуп, паалийәт орунлаштурулған зал лексийә аңлиғучилар билән лиқ толған иди. Паалийәткә түркләрдин башқа йәнә “голландийә уйғур кишилик һоқуқ фонди” ниң бир қисим әзалириму қатнашқан болуп, фондниң әзаси маһмутҗан бу қетимқи паалийәт һәққидики тәпсилатларни радийо аңлиғучилар билән ортақлашти. Шуниңдәк бир саәт давам қилған лексийә наһайити әһмийәтлик болди” деди.

Әхмәтҗан қасим лексийәдә мәмтили тәвпиқниң “сеғиниш” мавзулуқ шеирини тәқдим қилған. Униң билдүрүшичә, көпинчиси голландийәдә туғулуп чоң болған бу яшлар “уйғурлар вә шәрқий түркистан” темисидики учур вә хәвәрләрни иҗтимаий таратқуларда көргән. Әмма ашу маканда туғулуп, шу муһитни баштин кәчүргән кишиләр билән биваситә учришип бақмиғанлиқи үчүн бу қетим роттердам шәһиридә әхмәтҗан вә униң билән биргә кәлгән уйғурлардин “шәрқий түркистан вә уйғурлар” темисидики учурларни уларниң ағзидин биваситә аңлап һәйран қалған. Әхмәтҗан бу һәқтә сөз болғанда “лексийәгә қатнашқан түрк яшлири бу учурлардин бәкму һәйран болди” дәйду.

Паалийәт ахирида түрк тәшкилати әхмәтҗан қасимға шәрқий түркистан вә түркийә байриқиниң бирләштүрүлгән қериндашлиқ ләвһәси тәқдим қилған. 2024-Йили 27-декабир, роттердам
Паалийәт ахирида түрк тәшкилати әхмәтҗан қасимға шәрқий түркистан вә түркийә байриқиниң бирләштүрүлгән қериндашлиқ ләвһәси тәқдим қилған. 2024-Йили 27-декабир, роттердам
RFA/Hebibulla Izchi

Мәлуматларда көрситилишичә, голландийәдики әң чоң көчмән хәлқләрниң бири түркләр болуп, голландийәдики түркләр вә түрк тәшкилатлири изчил охшимиған шәкилләрдә уйғурларниң сиясий паалийәтлирини қоллап кәлмәктә. Улар голландийәдә туғулуп чоң болған иккинчи әвлад түрк яшлириға түрк қовминиң қәдимки ана маканлириниң һазирқи әһвалини тонуштуруш мәқситидә мушундақ лексийәләрни пат-пат орунлаштуруп келиватқанлиқи мәлум. Биз бу мунасивәт билән бу қетимқи паалийәтни тәшкиллигүчи саһибхана тәшкилатқа бу һәқтики соаллиримизни әвәткинимиздә улардинму җаваб кәлди.

Әхмәтҗан уйғур ирқий қирғинчилиқни тонуштурмақта. 2024-Йили 27-декабир, роттердам
Әхмәтҗан уйғур ирқий қирғинчилиқни тонуштурмақта. 2024-Йили 27-декабир, роттердам
RFA/Hebibulla Izchi

Уларниң язмичә җавабида мундақ дейилиду: “хитай һөкүмити һазир шәрқий түркистанда уйғурларниң әқәллий һоқуқи вә диний әркинликини еғир дәриҗидә дәпсәндә қиливатиду. Уларниң миллий кимлики тәһдит астида; у йәрдики кишиләр ана тилидики маарип пурситидин мәһрум қалдурулди. Мән көргән син көрүнүшлиридә хитай һөкүмити у йәрдә нурғун тәкшүрүш понкитлири, түрмә вә лагерларни қуруп чиққан болуп, камера назарәтчилики арқилиқ хәлқниң әркинликини чәкләйдиған тәдбирләрни йолға қойған. Шундақла бу районниң уйғур түрклиригә тәвә икәнликигә писәнт қилмай, көпләп хитай нопусини районға йөткәш арқилиқ шәрқий түркистанниң етник тәркибини өзгәртишкә, шу арқилиқ райондики түркий хәлқләрниң мәвҗутлуқини йоқитишқа урунмақта. Бу реаллиқни бу йәрдики, җүмлидин пүтүн дунядики кишиләргә билдүрүш вә бу давада уйғурлар билән бир сәптә туруш қериндашлиқ нуқтисидинму, миллий вә инсаний нуқтидин алғандиму бизниң баш тартип болмайдиған мәҗбурийитимиз”.

Йеқинқи мәзгилләрдә мушу хилдики паалийәтләр явропадики һәрқайси дөләтләрдә охшимиған шәкилләрдә өткүзүлүватқан болуп, уйғур қирғинчилиқини техиму кәң авам хәлққә билдүрүштә иҗабий рол ойнайду, дәп қаралмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.