Русийә-украина кризиси билән хитайдики ирқий қирғинчилиқ кризисиға қоюлған қош өлчәм (1)
2022.03.22
![Русийә-украина кризиси билән хитайдики ирқий қирғинчилиқ кризисиға қоюлған қош өлчәм (1) Русийә-украина кризиси билән хитайдики ирқий қирғинчилиқ кризисиға қоюлған қош өлчәм (1)](https://www.rfa.org/uyghur/xewerler/rusiye-ukraina-krizisi-03222022143025.html/@@images/8321a3fe-f5c1-421e-b634-faf7bd175954.jpeg)
Хәлқара олимпик комитети шунчә көп намайиш вә қаршилиқларға қаримай хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқ җинайитигә көз юмуп, 2022-йиллиқ қишлиқ олимпик мусабиқисиниң бейҗиңда өткүзүлүшигә йол қойғаниди; һалбуки бу тәшкилат русийә украинаға һуҗум қилғандин кейин русийәни әйибләп, русийә тәнһәрикәтчилирини хәлқара тәнтәрбийә мусабиқилиригә қатнаштурмайдиғанлиқини елан қилған.
“җәнубий хитай сәһәр почтиси” гезитидә елан қилинған бир мақалидә билдүрүлүшичә, хәлқара олимпик комитети йеқинқи йиллардин буян хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ җинайәтлирини инкар қилғанлиқи үчүн тәнқидлинип кәлгәчкә, бу комитеттики әмәлдарлар бирдәк һалда “ хәлқара олимпик комитети тәрәпсиз орган, тәнтәрбийә чоқум сиясәттин айриветилиши керәк” дәп кәлгән. Хәлқара олимпик комитетиниң рәиси томас бах (Thomas Bach) бейҗиң қишлиқ тәнһәрикәт мусабиқиси һарписида қилған сөзидә “хәлқара олимпик комитети сиясий битәрәплик мәйданида туриду, шуңа биз сиясий мәсилиләргә баһа бәрмәймиз” дегән. Әмма русийә украинаға һуҗум қилғандин кейин улар дәрһал русийәни әйиблигән, русийә президенти путинни олимпик орденидин мәһрум қилидиғанлиқини җакарлиған һәмдә хәлқара тәнтәрбийә органлирини русийә вә беларусийә тәнһәрикәтчилирини қара тизимликкә киргүзүшкә чақирған.
Хәлқара олимпик комитети ишханиси мәзкур комитетниң немишқа хитай билән русийәгә қош өлчәм қоллинидиғанлиқи һәққидә әвәткән соалимизға елхәт арқилиқ җаваб қайтуруп, хәлқара олимпик комитети рәиси томас бахниң 11-март күни украина вәзийити һәққидә елан қилған хетини йоллиди вә униңдин җаваб издәшни тәвсийә қилди. Томас бахниң “тинчлиққа пурсәт бериңлар” намлиқ бу мәктупида хәлқара олимпик комитетиниң йетәкчи принсипиниң тинчлиқ икәнлики, русийәниң бу принсипқа хилаплиқ қилғанлиқи, шуңа русийәни хәлқаралиқ тәнтәрбийә мусабиқилиридин чәклигәнликини баян қилғандин кейин мундақ дегән:“ биз тәнтәрбийәни сиясийлаштуруш сиясий битәрәплик тәләп қилидиған олимпик низамнамисигә хилап дәйдиған пучәк талаш-тартишларниң қилтиқиға чүшәп қалмаймиз. Ким сиясий вә һәтта һәрбий васитиләр билән олимпик келишимигә очуқ-ашкара хилаплиқ қилса, униң кәлтүрүп чиқарған ақивитини сиясий җәһәттин әйблимәслик керәк дәйдиған иш йоқ”.
“җәнубий хитай сәһәр почтиси” гезитидики мақалидә қәйт қилинишичә, америка дөләт мәҗлиси әзаси кирс симит (Chris Smith): “хәлқара олимпик комитетиниң русийәни тездин чәклиши тоғра бир қәдәм болсиму, әмма ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқан хитайни олимпик мусабиқиси өткүзүштин чәклимәслики учиға чиққан икки йүзлимичиликтур. Бу тәшкилат әхлақ җәһәттин түгәшкән бир тәшкилат болуп, қилған ишлири тутуруқсиз” дегән. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң хитай ишлири мәсули софийә речардсон ханим: “мәнчә, бу тәшкилат мушундақ қилип йүрүп, өз принсипини көплигән кишиләргә техиму яхши ишлитишкә мувәппәқ болалмиди, бәлки кишилик һоқуқни еғир дәпсәндә қиливатқан хитай һөкүмити рәиси ши җинпиңдәк диктаторларниң өз җинайитини тәнтәрбийә арқилиқ ақлаштәк қилмишиға ярдәм бәрди” дегән.
Софийә речардсон ханим зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “хәлқара олимпик комитети хитайда өткүзүлгән икки қетимлиқ олимпик мусабиқисиниң һәммисидә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә, җүмлидин инсанийәткә қарши җинайәткә көз юмди. Хитай бу икки қетимлиқ олимпик мусабиқиси арқилиқ өзиниң кишилик һоқуқ җинайитини йошурушқа тиришип кәлди, бу җинайәткә маслашқанлар яхши нәп алди. Бәш чәмбәрлик олимпик маркисидики мәһсулатлар бәлким қул әмгикиниң мәһсули болуши мумкин. Хәлқара олимпик комитетиниң бәзи әһвалдики инкаси күлкилик, гәплириниң алди-кәйнидики зиддийәтләр уларниң кишилик һоқуқ, әркинлик вә инсаний қәдир-қиммәтни қоғдаш җәһәттики растчиллиқиға нурғун гуман туғдуриду”.
Америка германийә маршал фондиниң асия ишлири алий тәтқиқатчиси, доктор мәрик олберг (Mareike Ohlberg) зияритимизни қобул қилип, хәлқара олимпик комитетиниң қош өлчәм қоллиниш мәсилисигә баһа берип мундақ деди: “хәлқара олимпик комитетиниң битәрәп мәйданда туруш дегини ақмас гәп. Уларниң бу қетим украина кризисиға қаратқан баянати буни чүшәндүриду. Хитай уларниң сиясәттә битәрәп туруш мәйданидин пайдилинип, хәлқарада өзини көрсәтти. 2-Айниң 4-күни, хитай билән русийә тәңла бу усулдин пайдилинип өзлириниң баянатини елан қилди. Бу әмәлийәттә русийә билән хитайниң мустәбит йеңи дуня тәртипи қурушқа йетәкчилик қилишта қоллиниватқан йеңи усулидур. Америкиға диққәт қиливатқан һәр қандақ адәмгә аянки, сиясәттә битәрәп мәйданда туруш мумкин әмәс. Кишилик һоқуқ дәпсәндичилики мәсилисидә сүкүт қилиш залимлар билән бир сәптә туруш дегәнликтур. Украина мәсилисидә хәлқара олимпик комитети өзиниң сиясий мәйданини ипадилиди, бу мәйданини (хитайғиму) бурунрақ көрсәткән болса яхши болатти”.
Анализчиларниң қаришичә, хәлқара олимпеик комитетиниң бу икки кризисқа тутқан муамилисиниң пәрқлиқ болушидики сәвәб, улар русийәниң украинаға һуҗум қилишидики хәтәрни кишилик һоқуқ дәпсәндичиликидинму еғир дәп қариған болуши мумкин икән.
АмерикадикиRand сиясәт тәтқиқат мәркизиниң хитай ишлири анализчиси, доктор тимәси һит ( Timothy R. Heath) Бу һәқтә сориған соалимизға елхәт арқилиқ җаваб қайтуруп мундақ деди: “бу икки хил муамилә икки ишни әкс әттүриду. Алди билән, хитай бай һәм күчлүк. Русийә ундақ әмәс. Хитай олимпик мусабиқисиниң тәсири русийәдин һалқип кетиду. Иккинчидин, бу икки мәсилә охшимайду. Русийәниң һуҗум қилиши хәлқара мунасивәтләрдики асасий принсипқа хилап, чүнки бу бир дөләтниң йәнә бир дөләткә таҗавуз қилишидур. Әгәр русийәгә йол қоюлса, башқа дөләтләрму йәнә биригә һуҗум қилишқа петиниду. Униңдин башқа, русийә украинаға һуҗум қозғап зор вәйранчилиқ пәйда қилди, нурғун адәмниң җениға замин болди, мал-мүлкини еғир зиянға учратти. Йәнә келип бу уруш күчийип, техиму зор апәт пәйда қилидиған урушқа айлиниши мумкин. Шуңа хәлқара җәмийәтниң русийәниң таҗавузчилиқ урушиға қайтурған инкаси күчлүк болди. Хитай һөкүмити уйғурларға вәһишйлик билән муамилә қилди, әмма шинҗаң йәнила хитайниң бир қисми дәп қарилиду. Хәлқарада бир дөләтниң игилик һоқуқ өлчими билән кишилик һоқуқ өлчими өзара тоқунушуп қалғанда, дөләт ичидики кишилик һоқуқ мәсилисигә болған инкас төвәнрәк болиду. Шуңа хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүп келиватқан ирқий қирғинчилиқини җазалаш керәк дәйдиған ортақ тонуш төвән, йәнә келип хитайниң бу хил бастуруши уруш хәтиригә елип баридиған дәриҗигә көтүрүлмиди”.
Доктор мәрик олберг йәнә русийәгә иқтисадий җаза йүргүзгән дөләтләрниң уйғурлар мәсилисини бир яққа қайрип қоюшиниң тоғра әмәсликини, бәлки русийәниң иттипақдиши болған хитайғиму җаза бериши керәкликини билдүрүп мундақ деди: “мәнчә бу йәрдики әң муһим нуқта, һәр қайси дөләтләр қәдәмни тезлитип, техиму яхши тәминләш линийәси қануни турғузуш арқилиқ өзиниң бу җинайәткә ортақ әмәсликини испатлиши керәк. Хитайда кәң көләмдә кишилик һоқуқ җинайити, инсанийәткә қарши җинайәт вә көпинчиләр дәватқан ирқий қирғинчилиқ йүз бериватиду”.
Өткән йил 12-айда хәлқара олимпик комитетини “кишилик һоқуқ вәдисигә әмәл қилмиған” дәп әйибләш қарари америка дөләт мәҗлиси авам палатасидин өтүп, кеңәш палатасиға сунулғаниди.
Хәвәрләрдин мәлум болушичә, аз сандики олимпик тәнһәрикәтчилири бейҗиңдин қайтип кәлгәндин кейин хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини әйиблигән болсиму, мусабиқидин аввал яки мусабиқә җәрянида ундақ қилалмиған. Буниңға селиштурғанда, көплигән тәнтәрбийә органлири русийәниң украинаға қилған һуҗумини қаттиқ әйиблигән, русийә путбол командисини хәлқара мусабиқисидин чәкләйдиғанлиқини җакарлиған. Тәнтәрбийә саһәсидики бу хил қош өлчәм виҗданлиқ тәнһәрикәтчиләрниң наразилиқини қозғиған. Америка бостон командисиниң сабиқ топчиси әнәс кантәр 8-март күни тивиттерда америка васкетболчилар бирләшмиси ((NBAниң украинаға көңүл бөлүп, хитайға давамлиқ сәл қараватқанлиқини билдүргәниди. Әнглийә арсенал путбол командиси топчиси мәсут өзилму 2020-йил 8-айда хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан җинайитини әйиблимигән арсенал кулубини тәнқидлигәниди, әйни чағда “сиясәткә арилашмаймиз” дегән бу кулуб бүгүнки күндә хәлқара олимпик комитетиниң чақириқиға маслишип, русийә путбол командисини йәкләш һәм чәкләш сепигә қетилған.