“әркин асия радийоси” ниң оттура асиядики сабиқ мухбири, язғучи алимҗан бавудуноф аләмдин өтти

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2021.08.31
“әркин асия радийоси” ниң оттура асиядики сабиқ мухбири, язғучи алимҗан бавудуноф аләмдин өтти Тонулған язғучи, журналист, “әркин асия радийоси” ниң қазақистандики сабиқ мухбири алимҗан бавудуноф әпәнди.
RFA/Oyghan

30-Авғуст күни қазақистанниң алмута шәһиридә тонулған язғучи, журналист, “әркин асия радийоси” ниң қазақистандики сабиқ мухбири алимҗан бавудуноф 73 йешида аләмдин өтти.

Униң вапати қазақистан қатарлиқ оттура асиядики уйғур җамаити арисида қайғулуқ хәвәр болди.

Алимҗан бавудуноф көп йиллар әркин асия радийосиниң оттура асия бойичә мухбири сүпитидә, “абдулла” нами билән бу райондики әһвалларни, җүмлидин қазақистандики уйғурларниң әһвали һәққидики учурларни вақти-вақтида хәвәр қилип, радийо аңлиғучилири арисида иҗабий инкасларни қозғиғаниди. Һәтта у ихтияри мухбирлар арисида тунҗи болуп, әркин асия радийоси тәрипидин америкаға чақиртилип мухбирлиқ кәспи бойичә тәрбийәләнгәниди. Алимҗан бавудуноф оттура асиядики уйғурлар арисида тонулған язғучи, көплигән роман вә һекайиләрниң аптори иди.

Мәлумки, өткән әсирниң болупму 70-80-йиллири қазақистан уйғур әдәбияти өз тәрәққиятиниң әң егиз чоққисиға йәткәниди. Бу вақитта уйғур тилида чиқидиған гезит-журналлар, нәшр қилиниватқан әдәбий әсәрләр омумән уйғурларниң өтмүш тарихини, мәдәнийитини, өрп-адәтлирини, шу вақиттики турмуш-тирикчиликини һәртәрәплимә йорутуп кәлгәниди. Қазақистандики уйғурларниң миллий маарипини, мәтбуатини, әдәбиятини раваҗландурушта әнә шу шаир вә язғучилар муһим рол ойниди. Улар қазақистан язғучилар иттипақи йениға мәркәзлишип, бир пүтүн уйғур әдәбиятиниң тәрәққиятиға вәкиллик қилди һәм әдәбиятниң әдәбият сүпитидә сақлинип қелишида муһим рол ойниди. Шу дәврдә яшиған зия сәмәди, һезмәт абдуллин, җамалидин босақоф, илия бәхтия, қурбан тохтәмоф, долқун ясин охшаш қазақистан уйғур әдәбиятиниң йирик вәкиллири көп милләтлик қазақистан әдәбиятиниң ярқин, көпчиликкә тонулған әдиблиригә айланди.

Алимҗан бавудуноф әнә шу пешқәдәмләрдин кейин уларниң изини давамлаштуруп, қазақистан уйғур әдәбиятиниң проза жанирида, йәни романчилиқта көрүнәрлик төһпә яратқан язғучи иди.

Қазақистан язғучилар иттипақи қармиқидики уйғур әдәбияти кеңишиниң башлиқи, филологийә пәнлириниң кандидат доктори, шаирә патигүл мәхсәтова ханим радийомиз зияритини қобул қилип, бүгүн пүткүл қазақистан уйғур әдәбиятиниң еғир җудалиққа учриғанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “бүгүн қазақистан язғучилар иттипақиниң әзаси, проза жанириниң тәрәққиятиға бибаһа баһа, һәссә қошқан көрүнәрлик язғучи алимҗан бавудуноф мәңгүлүк сәпәргә атланди. Алимҗан бавудуноф 70-йилларниң башлирида 70-йилларда уйғур әдәбиятиға дадил киргән иҗадкар иди. У дәсләпки һекайилири биләнла китабхан қәлбигә йол тапқан. Кейинки дәврдә алимҗан бавудуноф роман жанриниң тәрәққиятиға зор үлүш қошти. Әдәбиятимизға қошқан йәнә бир чоң төһписи ‛қәшқәрдә мәшәл‚ драмисини, сәһнидә қоюлғаниди. Әпсус, алимҗан бавудуноф қәлими тавлинип, талай әсәрләрни язидиған вақитта өмүрдин өтти”.

Қазақистан язғучилар иттипақиниң әзаси, балилар язғучиси авут мәсимоф әпәнди алимҗан бавудуноф билән алий оқушқа киргән йиллири тонушқанлиқини билдүрди.

У мундақ деди: “алимҗан ака әрәб йезиқи асасидики уйғур йезиқини яхши билгәчкә, у ‛йеңи һаят‚ гезитигә мухбир қилип тәклип қилинип, наһийәлик гезиттин шәһәргә йөткәлгән”.

Авут мәсимоф йәнә алимҗан бавудунофниң журналистика саһәсигә чин берилиштин ташқири йәнә радийо журналистикисиниму тәң елип маңғанлиқини оттуриға қойди. Униң ейтишичә, алимҗан бавудуноф “әркин асия радийоси” ниң мухбири болуп узақ вақит ишләп, әдәбий иҗадийәттинму қол үзмигәникән. У йүзлигән мақалә вә очеркларни йезип қалдуруп, өмриниң ахириғичә милләтпәрвәр язғучи, ақкөңүл инсан болуп қалғаникән.

Мухтәр әвезоф намидики әдәбият вә сәнәт институтиниң профессори, филологийә пәнлириниң доктори алимҗан һәмрайеф мәрһумниң сабиқ совет уйғур әдәбиятиниң ахирқи вәкиллириниң бири икәнликини илгири сүрүп, мундақ деди: “у совет дәвридә уйғур әдәбияти наһайити җушқун, раваҗланған пәйттә қолиға қәдәм алған әдиб. Дәсләпки һекайилири билән көрүнгән болсиму, әмма уйғур әдәбиятидики даңқи повестларда болуп, дәрру шөһрәт қазанған иди. У чағларда уйғур язғучилири көпрәк уруш мавзусиға мураҗиәт қилатти. я болмиса миллий-азадлиқ күрәш бойичә әсәр йезиливатқан, чоң романчилиқ раваҗлиниватқан вақит иди. Алимҗан акиниң бәдиий маһаритини уйғур зиялийлири бирдинла етирап қилған”.

Алимҗан һәмрайефниң ейтишичә, язғучи әсәрлиридә шу вақиттики җәмийәттә йүз бериватқан әхлақий мәсилиләр, ярқин характерләр ипадиләнгән болуп, бу китабханниң диққитини бирдинла өзигә җәлп қилалиған. Шуниңдәк униң әсәрлири уйғур әдәбиятида романчилиқ иҗадийитиниң раваҗлинишиға қаттиқ тәсир қилғанкән. язғучи йәнә өзиниң “қәшқәрдики мәшәл” драмиси арқилиқ уйғур драматургийәсиниң мавзу җәһәттин бейишиға төһпә қошқан болса, һәр хил мавзулардики мақалилири билән публистика саһәсиниң тәрәққиятида өзигә хас орун игилигән икән.

Игилишимизчә, алимҗан бавудуноф 1948-йили уйғур елиниң чилпәңзә наһийәсидә дуняға кәлгәникән. Өткән әсирниң 60-йиллири ата-аниси билән қазақистанниң қаратуруқ йезисиға көчүп чиқип, оттура мәктәпни тамамлиған. У 1980-йили қазақ дөләт университетиниң журналистика факултетини пүттүрүп, челәк наһийәлик “әмгәк туғи” гезитидә һәр хил лавазимларда әмгәк қилған. 1973-Йили алимҗан бавудуноф “коммунизм туғи”, йәни һазирқи “уйғур авази” гезитигә ишқа орунлишип, мухбир, бөлүм башлиқи, шу гезит йенидики әрәб уйғур йезиқидики “йеңи һаят” гезитидә җавабкар катип болуп, кейиниәк “бизниң заман” гезитидә хадим болуп ишлигән.

Алимҗан бавудуноф онлиған һекайә вә повестларниң, шуниңдәк “мәһбус”, “җаду”, “өтнә аләм”, “бири кәм дуня” романлириниң, “қәшқәрдә мәшәл” драмисиниң, һәр хил мәтбуатларда елан қилинған көплигән мақалиләрниң, очеркларниң аптори.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.