Қирғизистанлиқ уйғур рәссам сабитҗан бабаҗан 83 йешидиму рәсим сизишни давам қилмақта

Вашингтондин мухбиримиз меһрибан тәйярлиди
2024.06.28
ressam-sabitjan-babajan-1

Қирғизистанлиқ уйғур рәссам сабитҗан бабаҗанниң 83 йешида көргәзмигә қоюлған әсәрлири. Oqurmen teminligen

ressam-sabitjan-babajan-2

Қирғизистанлиқ уйғур рәссам сабитҗан бабаҗанниң 83 йешида көргәзмигә қоюлған әсәрлири. Oqurmen teminligen

ressam-sabitjan-babajan-3

Қирғизистанлиқ уйғур рәссам сабитҗан бабаҗанниң 83 йешида көргәзмигә қоюлған әсәрлири. Oqurmen teminligen

ressam-sabitjan-babajan-4

Қирғизистанлиқ уйғур рәссам сабитҗан бабаҗанниң 83 йешида көргәзмигә қоюлған әсәрлири. Oqurmen teminligen

ressam-sabitjan-babajan-5

Қирғизистанлиқ уйғур рәссам сабитҗан бабаҗанниң 83 йешида көргәзмигә қоюлған әсәрлири. Oqurmen teminligen

ressam-sabitjan-babajan-6

Қирғизистанлиқ уйғур рәссам сабитҗан бабаҗанниң 83 йешида көргәзмигә қоюлған әсәрлири. Oqurmen teminligen

ressam-sabitjan-babajan-7

Қирғизистанлиқ уйғур рәссам сабитҗан бабаҗанниң 83 йешида көргәзмигә қоюлған әсәрлири. Oqurmen teminligen

ressam-sabitjan-babajan-8

Қирғизистанлиқ уйғур рәссам сабитҗан бабаҗанниң 83 йешида көргәзмигә қоюлған әсәрлири. Oqurmen teminligen

ressam-sabitjan-babajan-9

Қирғизистанлиқ уйғур рәссам сабитҗан бабаҗанниң 83 йешида көргәзмигә қоюлған әсәрлири. Oqurmen teminligen

Қирғизистанниң бишкәк шәһиридин зияритимизни қобул қилған уйғур рәссам Сабитҗан камал бабаҗанниң Билдүрүшичә, өткән әсирниң 90-йиллиридин буян, униң рәсим албомлири нәшр қилинишқа башлиған. Сабитҗан бабаҗан йеқинқи йилларда һәр йили дегүдәк рәсим көргәзмиси өткүзүп келиватқан болуп, 2024-йили 6-июндин 27-июнғичә, униң йәнә бир қетимлиқ рәсим көргәзмиси бишкәктә өткүзүлмәктикән.

Сабитҗан бабаҗан әпәнди бу қетимқи рәсим көргәзмисигә өзиниң 100 парчидин артуқ әсириниң қоюлғанлиқини билдүрди.

Рәссам сабитҗан бабаҗанниң билдүрүшичә, у 1941-йили ғулҗа шәһири әтрапидики дадамту йезисида туғулған икән. Униң бовиси салиҗанбай бабаҗан, дадиси камал бабаҗан вә тағилири җалалидин нурдун қатарлиқлар 1944-йили илида партлиған миллий инқилабқа актиплиқ билән қатнашқан, шәрқий түркистан җумһурийити қурулған мәзгилдә һөкүмәт оргинида түрлүк мәмурий хизмәтләрдә болған икән. Кейинчә униң бовиси салиҗанбай коммунист хитай һөкүмити тәрипидин тутқун қилинип, 1954-йили 84 йешида түрмидә вапат болған икән. Дадиси билән тағилириму коммунист хитай һөкүмитиниң бастуруш нишаниға айланған болғачқа, 1955-йили авғустта, йәни у 14 яшқа киргән йили ғулҗадин сабиқ совет иттипақиға көчүп чиқишқа мәҗбур болған вә қирғизистанда олтурақлашқан икән.

Рәссам сабитҗан бабаҗан әпәнди сөһбитимиз җәрянида өзиниң рәсим иҗадийити һәққидә мәлумат бәрди.

Сабитҗан әпәндиниң рәсим иҗадийити өз дәвридә ғулҗа шәһиридә башланғуч мәктәптә оқуватқан балилиқ мәзгилидила башланған икән. У 1955-йили 14 йешида ата-аниси билән сабиқ совет иттипақиға көчүп чиқидиған вақитта өзиниң бир қисим рәсимлирини еливалған болуп, улар һазирғичә өзиниң шәхсий йиғмисида сақланмақта икән. У, 1958-йили толуқ оттура мәктәпни қирғизистанда түгәткәндин кейин, ташкәнт вә қирғизистандики университетларда рәссамлиқ кәспидә оқуған. Униң өзигә хас услубта сизған рәсимлири сабиқ совет иттипақи дәвридә вә кейинки мәзгилләрдә мустәқил болған оттура асиядики қирғизистан, қазақистан қатарлиқ җумһурийәтлиридә хели тонулған.

Рәссам сабитҗан бабаҗанниң һазирға қәдәр 5 парчә рәсим албоми нәшр қилинған икән. Бу қетимлиқ көргәзмидин кейин, 6-парчә рәсим албомини нәшр қилдурушни пиланлимақтикән.

Рәссам сабитҗанниң рәсимлири су бояқ, тез сизма, сийдам сизма, май бояқ вә башқа сизиш усулида сизилған икән. У нәшр қилдурған рәсим албомлириға ана юртқа болған сеғиниш, қирғизистандики һаят, уйғурларниң күндилик турмуши вә тарихий шәхсләрниң портретлири қатарлиқ мәзмунлардики рәсимләр киргүзүлгән икән. Униңда йәнә исламийәттин илгирики қизил миң өй там рәсимлиридики уйғур образлири, мәһмуд қәшқәригә охшаш уйғур алимлирини өз ичигә алған уйғур килассик әдиблириниң портретлири вә бүгүнки заман мәдәнийити әкс әттүрүлгән көп хил мәзмунлардики әсәрләр киргүзүлгән икән.

Сабитҗан бабаҗан әпәнди өзиниң рәсимлири һәққидә тохтилип, әсәрлиригә “өзиниң ички дуняси, уйғурлуқ һес-туйғулирини вә уйғурлуқ роһини сиңдүрүвәткәнлики” ни билдүрди.

Сабитҗан бабаҗан әпәнди йәнә оттура асия җумһурийәтлиридики тонулған тарих тәтқиқатчилири вә язғучиларниң әсәрлири үчүнму бир йүрүш қистурма рәсимләрни сизған. У йәнә өзи билән замандаш яшиған мәшһур қирғиз язғучиси чиңгиз айтматофниң әсәрлиригә қистурма рәсим вә бәдиий образларни сизған болуп, улар кейинки мәзгилләрдә мәхсус албом қилип нәшр қилинған. 1993-Йили униңға “қирғизистанда хизмәт көрсәткән сәнәткар” нами берилгән болуп, униң рәсимлири сабиқ совет иттипақи мәзгилидин башлап көплигән шәһәрләрдә көргәзмиләргә қоюлған, һәтта бир қисим рәсимлири москвадики шәрқ музейимда сақланмақтикән.

Рәссам сабитҗан бабаҗанниң рәсимлири оттура асия җумһурийәтлири, түркийә, русийә, явропа әллири, америка вә канада қатарлиқ дөләтләрдики уйғурлар, шундақла оттура асия хәлқлири һаятиға қизиқидиған кишиләр тәрипидин яхши көрүп сетивелинмақта икән.

Зияритимиз ахирида сабитҗан бабаҗан әпәнди өзиниң 83 яшқа киргән бүгүнки күндиму дәм елишниң орниға рәсим сизишни давамлаштуруп келиватқанлиқини билдүрди. У яш әвладларға “бир из қалдуруш” ни алаһидә мәқсәт қилғанлиқини тәкитлиди.

У, нөвәттики рәсим иҗадийитидә тарихий темидики рәсимләрни сизишқа бәкрәк әһмийәт бериватқанлиқини, болупму бовиси салҗанбайға охшаш тарихий шәхсләрниң образини әкс әттүргән рәсимләргә көпрәк қәләм тәвритиватқанлиқини әскәртип өтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.