“хитай сақчи һөҗҗәтлири” дики уйғур тутқунлар

Мухбиримиз әзиз вә алим сейитоф
2023.02.10
memetjan-jume-saqchi-hojjetliri-1.jpg Мәмәтҗан җүмә(оңдин иккинчи) инилири билән биллә. 2003-Йили.
RFA/Jüme

Уйғур дияридики зор тутқун вә сиясий бастуруш әвҗигә чиқип “қирғинчилиқ” дәп аталғандин кейин бу һални дәлилләйдиған көплигән мәлуматлар оттуриға чиқти. Әнә шуларниң бири 2022-йили майда қолға чүшүрүлгән “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” дәп ‍аталған сақчи архиплири болуп текәс вә қәшқәр конашәһәр наһийәлиридики тутқунларниң әһвалини тәпсилий әкс әттүргән. Йеқинда вашингтон шәһиридики “коммунизм қурбанлири хатирә фонди” доктур адрян зенз башчилиқида мәхсус адәм күчи аҗритип бу архиплардики тутқунларни издәш қорали арқилиқ издәшкә болидиған шәкилдә рәтләп чиқти. Аммиға ечиветилгән бу издәш көзники уйғур дияридики қорқунчлуқ қабаһәтни техиму тәпсилий ашкарилап, хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастурушидики вәһшийликини йәнә бир қетим көрситип бәрди.

Хитай һөкүмити уйғур дияридики қирғинчилиқ һәққидә сөз болғанда һәрқачан еғизидин чүшүрмәйдиған нәзәрийәләрниң бири “террорлуқ вә ашқунлуққа қарши күрәш қилиш” һесаблиниду. Һалбуки, бу сақчи һөҗҗәтлиридики тәпсилий мәлуматлар, болупму ген әвришкиси, аваз әвришкиси қатарлиқ биологийәлик учурлар һәмдә тутқунларниң қамилишиға сәвәб болған “җинайәт” ләр милйонларчә инсанниң қандақ болуп “тәрбийәләш мәркизи” намидики лагерларға қамилишиниң “террорлуқ вә ашқунлуқ” билән әмәс, әксичә “уйғур болуш” билән қанчилик бағлинишлиқ икәнликини биваситә һалда намаян қилиду.

Мәмәтҗан җүмә мәрһум дадиси җүмә қадир вә иниси әхмәтҗан җүмә билән биллә. 2006-Йили.
Мәмәтҗан җүмә мәрһум дадиси җүмә қадир вә иниси әхмәтҗан җүмә билән биллә. 2006-Йили.
RFA/Jüme

Бу қетим қайта рәтләп чиқилған һөҗҗәтләрдики шәхсләр икки наһийәдики лагерларға қамалған 830 миң кишини көрситидиған болуп, бу һәқтики он нәччә миң парчә архип һөҗҗити вә үч миң парчидин артуқ сүрәтниму өз ичигә алиду. Мәзкур издәш көзники арқилиқ ашу икки наһийәдики қәдирданлириниң из-дерикини билмәйватқан муһаҗирәттики уйғурлардин 22 киши тездин өзлириниң лагердики уруқ-туғқанлириниң әһвалидин хәвәрдар болған. Бу тоғрисида сөз болғанда мәзкур сақчи архиплирини рәтләп чиққанлардин доктур адрян зенз бу һәқтики бәзи әһвалларни тонуштуруп өтти.

“бу қетимқи шәхсләрни издәш көзники арқилиқ ‛шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири‚дики бәш милйон парчә учурни издәшкә болиду. Өткән йили биз бу һөҗҗәтләр арисидики үч миң парчидин артуқ фото сүрәтни көздин кәчүрүп чиққандин кейин биз бу үч миң кишиниң учури биләнла чәклинип қалмаслиқ лазимлиқини һес қилдуқ. Чүнки ‛шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири‚дики нәччә миң парчә учурлар шәхсләргә аит болуп, буларниң мутләқ көп қисми уйғурлар вә бир қисим қазақлар билән мунасивәтлик. Мушу хилдики бәш милйон парчә учурни рәткә турғузуш арқилиқ йәттә йүзмиңдин артуқ шәхсниң архипини турғузуп чиқтуқ. Әмма булар пәқәт конашәһәр вә текәс наһийәлирила болуп, башқа тоққуз наһийәдики он миңдин әллик миңғичә болған кишигә даир испатларму қолға чүшти. Мундақчә ейтқанда һазир биздә шинҗаңдики 50 наһийәдә яшаватқан кишиләрниң учури бар. Буларниң бәзилири яшинип қалған мойсипитлар болса йәнә бәзилири кичик балилар”.

Мәмәтҗан җүмәниң иниси әйсаҗан җүмә. 2012-Йили.
Мәмәтҗан җүмәниң иниси әйсаҗан җүмә. 2012-Йили.
RFA/Jüme

CNN Ниң 9-февралда елан қилинған бу һәқтики обзорида ейтилишичә, бу қетим аммиға ечиветилгән тор бети уйғур дияри һәққидики әң чоң сандан һесаблиниду. Буниңда қәшқәр конашәһәр вә текәс наһийәлиридики туғқанлириниң кимлик номури яки хитайчә исмини билидиғанлар яки қизиққучилар миңлиған кишиниң тәпсилий учурини тезла издәп тапалайду. Хитай һөкүмити елан қилған санлиқ мәлуматларда уйғурларниң омуми нопуси 11 милйондин ашиду, дейилиду. Әмма мушу икки наһийәдинла сәккиз йүз миң кишиниң лагерға елип берилғанлиқидәк пакит уйғур дияри һәққидә ташқи дуняға мәлум болған учурларниң әмәлийәттә пәқәт “тәклимаканниң бир тал қуми” икәнликини ишәнчлик һалда тәққаслайду. Бу һөҗҗәтләрдики тутқунлар 2016-йилидин 2018-йилиғичә болған арилиқта лагерға елип берилған болуп, вақит җәһәттә ши җинпиңниң биваситә қоманданлиқидики “террорлуққа қаттиқ зәрбә бериш” һәрикити уйғур диярида юқири пәллигә чиққан мәзгилгә тоғра келиду. Һазирғичә бу хил тутқунларниң сани икки милйондин ‍үч милйонғичә, дәп тәхмин қилиниватқан болуп, бу қетимқи рәтләштин кейин бу санниң тоғрилиқи һәққидә йеңи гуманлар оттуриға чиқишқа башлиди.

Обзорда ейтилишичә, мәзкур һөҗҗәтләр паш болғандин кейин хитай һөкүмити бу архипларда исми тилға елинған яки сүрити берилгән кишиләрниң нормал һаят кәчүрүватқанлиқини тәкитлигән. Шу қатарда сүрити билән мәлум болған бир уйғур аял тутқун “мән һечқачан тутқун қилинмидим” дәп ашкара баянат бәргән. Әмма баянатиниң ахирида “мән кәспий тәрбийәләш мәктипидин 2022-йили оқуш пүттүрдүм” дәйду. Әмма мутләқ көп сандики тутқунларниң әһвали намәлум болуп, хитай һөкүмити бу һәқтә һечқандақ чүшәнчә бәрмигән. Әнә шундақ әһвалда муһаҗирәттики уйғурлардин мәмәтҗан җүмә, абдувәли аюп вә мәрһаба яқуп сәләй қатарлиқ үчәйлән мәзкур издәш көзники арқилиқ өзлириниң ғайиб болған туғқанлириниң нөвәттики әһвалидин хәвәрдар болған. Шу қатарда әркин асия радийосида хизмәт қиливатқиниға 16 йил болған мәмәтҗан җүмә қовм-қериндашлири вә уруқ-туғқанлиридин 29 кишиниң тутқун қилинип лагерға елип кетилгәнликини, бәзилириниң еғир қамаққа һөкүм қилинғанлиқини дәл мушу издәш көзники арқилиқ җәзмләштүргән. Бу көзнәк арқилиқ иниси әйсаҗан җүмәниң сақчиханида тартилған сүритини көргән мәмәтҗан буниң шәкли өзгәргән “интиқам елиш” икәнликини тәкитләш билән биргә инисиниң сүритидин роһи вуҗудидин аҗрап кәткән бир инсанни көргәндәк болғанлиқини тилға алиду.

Мәрһаба яқуп сәләй болса 2017-йили әмдила 12 яш вә 15 яшқа киргән икки җийәниниң “бихәтәрлик вә террорлуқ” саһәсигә хас “иккинчи категорийә: интайин гуманлиқ шерикләр” дегән намда тизимға елинғанлиқини байқиған. У бу әһвал тоғрисида сөз қилип “йүрикимдин зәрдаб еқиватиду. Сақчилар әмди ашу җийәнлиримни 18 яшқа толғанда елип кәткән болғиймиди, дәп азабтин тепирлап кетиватимән” дегән.

Уйғур дияридики бу хил “бағланма шәкилдә җазалаш” усули миңлиған, онмиңлиған уйғурни һечнемидин һечнемә йоқла “җинайәтчи” гә айландуруп қойған. Доктур адрян зенз болса буниң әмәлийәттә ши җинпиң вә башқа юғури дәриҗилик хитай әмәлдарлириниң “қәтий мәхпий” нутуқлирида тилға елинған “ислам дини дәл ашу кишиләрниң идийәсигә тәсир көрситиватқан вирусқа охшишип қалған” дегән пикир билән бирдәкликкә игә икәнликини қуввәтләйду. Бу әһвал CNN ниң бу һәқтики обзоридиму алаһидә орун алған болуп, шу вақиттики хитай сақчисидин бирәйлән ейтқан “аввал уйғурларни зор көләмдә тутқун қилимиз, андин уларни қолға елишқа сәвәб тапимиз” дегән баян билән мас келиду. Бу һәқтә радиомизниң зияритини қобул қилған доктур адрян зенз әһвал тонуштуруп мундақ дәйду. .

“буниңда ‛ишәнчсиз кишиләр‚ дәйдиған бир категорийә бар. Бу хилдики ‛ишәнчсиз кишиләр‚ниң тутқун қилинишида бәкла ғәйрий сәвәбләр көзгә челиқиду. Мәсилән, бәзи кишиләрниң мәлум вақитта нәдә болғанлиқини җәзмләштүрүшкә болмиса яки улар ахшими талаға чиққан болса улар тутқун қилиниду. яки болмиса бир аялниң йүрүш-туруши ахшамлири башқичирәк болса һәмдә шу вақитта униң телефони өчүрүветилгән болса уму тутқун қилиниду. Йәнә бәзиләр болса 913 дегән сан түпәйлидин тутқун қилинған. Мән буни мәлум чесла болса керәк, дәп ойлаймән. Ашу күни телефон ширкити телефонларни тәкшүргән. Нәтиҗидә телефонлирида адәттин ташқири һәрикәтләр байқалған яки телефонини өчүрүп қойған кишиләр тутқун қилинған”.

Әнә шу йосунда тутқун қилинған кишиләр икки наһийәдила милйонға йеқинлап қалған болуп, бу пәқәт 2017-йилиға қәдәр архипқа чүшкән кишиләр һесаблиниду. Архипқа чүшмигән кишиләрниң сани қанчилик икәнлики болса һазирғичә йешилмигән сирлар қатарида туруватқанлиқи мәлум. Бу һәқтә сөз болғанда уйғур паалийәтчиләрдин абдувәли аюп аддий қилип “өйму-өй, кәнтму-кәнт, шәһәрму-шәһәр кишиләр тутқун қилинди. Мушуниң өзи инсанийәткә қарши җинайәтниң вә қирғинчилиқниң испатлиридур. Чүнки хитай һөкүмити бир милләтни нишан қилған” дәйду.

Нөвәттә һәр саһә кишилири мәзкур учур амбириниң һәрқайси һөкүмәтләр вә тәшкилатларниң уйғурлар һәққидики чүшәнчисини техиму мустәһкәмлиши, шуниңдәк хитай һөкүмитиниң бу мәсилидики җавабкарлиқини сүрүштә қилиш ғәйритини урғутушини үмид қиливатқанлиқи мәлум. Шуниң билән биргә бу һәқтики обзорларму һәрқайси ахбарат васитилиридин кәң йәр елишқа башлимақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.