“‛шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири‚ ниң ашкарилиниши, лагерлардики мәвһум рәқәмни адәмгә айландурди”

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.05.30
Тутқундики уйғур өсмүрләрниң “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” дә ашкариланған рәсимлири
Yettesu

Уйғурларға қаритиливатқан ирқий қирғинчилиқниң җанлиқ картиниси болуп қалған “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” бундин икки йил аввал, йәни 2022-йили 24-май күни дуня җамаәтчиликигә ашкариланған иди.

Бу һөҗҗәт, хитай һөкүмити тәрипидин лагерларға қамалған 3000 ға йеқин тутқунниң фото сүрити, кимлик мәлуматлири вә тутқун қилиниш сәвәби қатарлиқлар йәр алған зор көләмлик архип болуп, у йәнә хитай әмәлдарлириниң лагерларни башқурушқа даир бәргән йолйоруқлири, түрмә башқуруш қаидилири, лагерларниң ички көрүнүшлиригә аит сүрәтләр қатарлиқ “мутләқ мәхпий” дәп мөһүрләнгән һөкүмәт һөҗҗәтлириниму өз ичигә алған.

 “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” дәп исим берилгән бу һөҗҗәтлик доклат, 2021-йилиниң ахирида кимлики ашкариланмиған тор хаккерлири қәшқәр вилайити конашәһәр наһийәси вә или областиниң текәс наһийәсидики сақчи идарилириниң компютерлириға һуҗум қозғаш арқилиқ еришилгән һөҗҗәтләр болуп, улар кейинчә уйғур ирқий қирғинчилиқи мәсилидә тонулған тәтқиқатчи болуп қалған доктор адриян зензгә йәткүзүп берилгән. Бу һөҗҗәтләр кейин америка вә явропадики мутәхәссисләр вә журналистларниң бир ариға җәм болуши билән қурулған бир гуруппа тәрипидин тәкшүрүлүп, рәтлинип вә чинлиқи дәлилләнгәндин кейин, рәсмий һалда 2022-йили 5-айда елан қилинған иди.

Биз бу һөҗҗәтниң елан қилинғанлиқиниң икки йиллиқи мунасивити билән униң әһмийити һәм һазирғичә ойниған роли һәққидә мутәхәссисләрниң көз қаришини алдуқ.

Уйғур зиялийси вә ана тил паалийәтчиси абдувәли аюп әпәндиниң дейишичә, бу һөҗҗәт уйғур ирқий қирғинчилиқини испатлашта муһим пакитлиқ рол ойнап, “рәқәмни адәмгә айландурған” .

Абдувәли аюп мундақ дәйду: “ ‛сақчи һөҗҗәтлири‚ чиқиштин илгири лагерға қамалғанлар һәққидә бир милйон, бир милйон 800 миң вә икки милйон дәйдиған санлар бар иди. Бирақ бу һөҗҗәт чиққандин кейин, бу санлар һәқиқий адәмгә айланди. Илгири биз лагерларниң сани вә һәр бир камердики адәм саниға вә яки хитай өзи елан қилған ‛кәспий маһарәт билән тәрбийәләш‚ кә даир хәвәрләрдики рәқәмләргә асасән тутқун қилинғанларни һесаблап чиққан болсақ, бу һөҗҗәтниң ашкарилиниши билән, бу рәқәмләр йүзи бар, өтмүши бар, һекайиси бар, һәтта сорақ хатириси бар адәмләргә айланди” .

 “шинҗаң сақчи һөҗҗити” әйни чағда америка, әнглийә, фирансийә, финландийә, норвегийә, японийә, шиветсийә, испанийә, данийә вә италийә қатарлиқ дөләтләргә аит җәмий 14 хәлқаралиқ таратқуда бирла вақитта елан қилинған иди. Һөҗҗәтләрдә ашкариланғинидәк, бу архипта хатириләнгән әң яш тутқун 15 яш, әң кичик тутқун аран 6 яшлиқ бала, әң чоңи 75 яш иди. Бу тутқунларниң толиси “диний әсәбийлик идийәсидин зәһәрләнгәнләр” дәп қаралғанлар болуп, лагерларға соланғандин кейин идийәси өзгәртилгән, диний етиқадидин ваз кечип, хитай компартийәсигә садиқ болушқа мәҗбурланған.

Һөҗҗәттики рәсимләрдә, лагер ичидики қийин-қистақ, соал-сорақ вә қаттиқ назарәт системиси ашкариланған болуп, у бу лагерларниң хитай һөкүмити илгири сүргәндәк кишиләр өзлүкидин берип “кәспий маһарәт” өгинидиған җай әмәсликини йорутуп бәргән иди. Җүмлидин “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” хитай һөкүмитиниң 21-әсирдә уйғурларға ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқанлиқиниң әң җанлиқ испати болуп қалған.

Чәт әлләрдики нурғун уйғурларму бу һөҗҗәтләрдики рәсимләр ичидин өзлиригә тонушлуқ сималарни байқап, өзлири нәччә йилдин бери алақә қилалмайватқан, из-дерикини биләлмигән тонуш-билишлири, уруқ-туғқанлириниң ақивитидин хәвәрдар болған иди. Америкада яшайдиған әнвәр мәмәт әпәндиму шуларниң бири болуп, у рәсимләрдин өзиниң қәшқәр конашәһәрдики нәврә сиңлиси арзугүл абдуреһимниң лагерда икәнликидин хәвәр тапқан иди.

У бүгүн радийомизға қилған сөзидә, һазирғичә өзиниң нәврә сиңлисиниң ақивити һәққидә ишәнчлик хәвәр йоқлуқини ейтти. У йәнә хәлқара җамаәтни тәдбир қоллинип өзиниң нәврә сиңлиси, җүмлидин лагердики барлиқ уйғурларниң әркинликкә чиқиши, уйғурларниң өз ғурури билән яшишиға түрткә болушини арзу қилидиғанлиқи” ни тәкитлиди.

 “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” хәлқара ахбаратларда зор тәсир тәсир қозғап, хәлқара җамаәтниң уйғур ирқий қирғинчилиқи һәққидә толуқ мәлуматқа игә болуши, тәтқиқатчилар, паалийәтчиләр вә тәшкилатларниң йетәрлик пакитқа еришишидә зор рол ойниған болсиму, әмма көзәткүчиләр һөкүмәтләрниң буниңға қайтурған инкасиниң йетәрлик болмиғанлиқини билдүрүшмәктә.

Һөҗҗәтләрниң оттуриға чиқишида һалқилиқ рол ойниған шәхс болған доктор адриян зенз бүгүн радийомизға қилған сөзидә “пакитлар йетәрлик, әмма дуня җамаәтчилики буниңға йетәрлик тәдбир қолланмиди” деди. У бизгә елхәт арқилиқ әвәткән инкасида мундақ дегән:

 “2022-йилдин башлап дуня буниңға қарши тәдбир қоллиништа мәғлуп болди. Бу вәзийәт уйғурларни үмидсизләндүрмәктә. Хитай һөкүмити юқири қатламлардики чирикликтин пайдилинип туруп, бирләшкән дөләтләр тәшкилатини контрол қилди, явропа дөләтлири болса хитайниң бу мәсилисигә сус муамилә қилмақта. 2023-Йили, америка байден һөкүмитиму хитай билән алақә орнитишқа бәкрәк әһмийәт бериватиду.”

Абдувәли аюп әпәндиму сөзидә, уйғур мәсилисиниң һазир тохтимай өзгирип туруватқан дуня күнтәртипи һәм шундақла хитай һөкүмитиниң өз имканини толуқ қоллинип уйғур ирқий қирғинчилиқини инкар қилиштин ибарәт тәшвиқат һәрикәтлириниң хирисиға дуч келиватқанлиқини әскәртти.

У мундақ деди: “узунға созулған бу дава бизниң ирадимизни, виҗданимизни синайду. У пәқәт биз уйғурларнила әмәс, дуняни синайду. Дунядики кишилик һоқуқ, әркинлик дегән уқумларниң раст яки сахтилиқини синайду. Биз әмәлийәттә өзимизниң давайимиз арқилиқ хитайниң алқиниға өтүп кетиватқан дуняни қутқузуватимиз!”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.