Явропа парламенти берлинда “сахароф мукапати” тоғрисида ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди


2019.12.20
Jewher_Ilham_Berlin_Saxarof.jpg Җәвһәр илһам явропа парламентиниң германийәдики мәркизидә өткүзүлгән “сахароф мукапати” тоғрисидики ахбарат елан қилиш йиғинида. 2019-Йили 20-декабир. Берлин, германийә.
Social Media

20-Декабир күни явропа парламентиниң германийәдики мәркизи “сахароф мукапати” тоғрисида ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

Явропа парламенти 18-декабир франсийәниң страсбург шәһиридики мәркизидә 750 дин артуқ парламент әзалириниң қатнишиши астида 2019-йиллиқ “сахароф мукапати” ни хитай түрмисидики уйғур өктичи зиялийси илһам тохтиға тәқдим қилиш мурасими өткүзүп, бу мукапатни парламент рәиси давид сассоли өз қоли билән илһам тохтиниң қизи җәвһәр илһамға тәқдим қилған иди. 

Явропа парламенти бүгүн йәнә германийә пайтәхти берлиндики мәркизидә алаһидә сорун һазирлап “сахароф мукапати” тоғрисида ахбарат елан қилиш йиғини өткүзгән. Йиғинға германийә парламентиниң бир қисим әзалири, хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң мәсуллири қатнашқан сирт, илһам тохтиниң қизи җәвһәр илһам, д у қ рәиси долқун әйса, “илһам тохти гурупписи” ниң рәиси әнвәрҗан қатарлиқ уйғурларму қатнашқан. 

Берлиндин алған мәлуматлиримизға қариғанда, җәвһәр илһам 18-декабир яропа парламентидики мукапат тарқитиш мурасимида сөзлигинидәк бүгүнки бу йиғиндиму йәнә бир қетим тәсирлик нутуқлар сөзләп, йиғин әһлиниң күчлүк диққитини җәлп қилған. 

Д у қ рәиси долқун әйса әпәндиниң билдүришичә, җәвһәр илһамниң тәсирлик нутуқидин кейин бәзи парламент әзалириму сөз елип, уйғурлар вә җаза лагерлири мәсилисидә, болупму германийәниң хитай билән болған иқтисадий һәмкарлиқ мәсилиси тоғрисида муһим пикирләрни оттуриға қойған. 

“илһам тохти гурупписи” ниң рәиси әнвәрҗан әпәнди җәвһәр илһамниң бүгүнки нутуқидинму йәнә бир қетим қаттиқ тәсирләнгәнликини, “сахароф мукапати” ниң илһам тохти арқилиқ уйғур миллитигә берилгән бир мукапат болғанлиқини әскәртти.
Мәлум болғинидәк, 18-декабир “сахароф мукапати” ниң илһам тохтиға берилиши хитайни қаттиқ биарам қилишиға қаримай пүтүн дуняда уйғурлар мәсилисиниң йәнә бир қетим күнтәртипкә келишигә түрткә болған. “сахароф мукапати” вә илһам тохти мәсилиси арқилиқ нөвәттики уйғур вәзийити, болупму хитайниң җаза лагерлири сиясити һәмдә бу лагерларда тутқунда туруватқан милйонлиған уйғурларниң әһвали дуня җамаитиниң йәнә бир қетим диққәт нәзиригә улашқан. Хәлқара мәтбуатлар бу һәқтә үзүлдүрмәй хәвәр, мақалилар елан қилмақта иди. Буниңға улапла 19-декабир явропа парламенти тәрипидин қобул қилинған уйғурлар вә җаза лагерлириға мунасивәтлик 20 маддилиқ қарар хәлқара таратқуларниң бүгүнки қизиқ темисиға айланған иди. 

Мушундақ бир чағда явропа парламентиниң бүгүн берлинда алаһидә йиғин тәсис қилип, ахбарат саһәсидә “сахароф мукапати” вә илһам тохти арқилиқ уйғурлар мәсилисини йәнә бир қетим көтүрмәкчи болғини көзәткүчиләрниң диққитини тартқан. 

13-Декабир германийәдики даңлиқ путполчи мәсут өзил иҗтимаий таратқуда “шәрқий түркистанға салам” намлиқ чақириқни елан қилғандин тартип явропа парламенти төнүгүн уйғурлар һәққидә қарар қобул қилғучә болған бу бир һәптә җәрянида германийә мәтбуатлирида уйғурлар мәсилисә алаһидә көп вә кәң тәшвиқ қилинған бир мәсилә болуп қалди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.