Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати сәуди һөкүмитини уйғурларниң җазалинишида рол ойнимаслиққа чақирди
2022.01.11
2020-Йили 11-айда сәуди әрәбистанда тутқун қилинған һәмдулла вәли билән нурмуһәммәт розиниң хитайға өткүзүп берилидиғанлиқи һәққидики хәвәрләр хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлирида әндишә қозғиған. Нупузлуқ хәлқара кишилик һоқуқ оргини болған кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати 10-январ баянат елан қилип, сәуди әрәбистан һөкүмитиниң һәмдулла вәли билән нурмуһәммәт розини хитайға қайтуруп бәрмәсликини, сәуди рәһбәрлириниң хитайниң уйғурларни бастурушини очуқ-ашкара қоллиши йетәрлик начарлиқ икәнлики, әмди униң уйғурларни қайтуруп берип, уларниң тутқун қилиниши вә тән җазасиға учришида биваситә рол ойнимаслиқини тәләп қилған.
Бу мәзкур хәлқаралиқ тәшкилатниң 2020-йили ноябирдин бери мәзкур дело тоғрисида 2-қетим бу хил чақириқни елан қилишидур. Униң 10-январ елан қилған чақириқида көрситишичә, сәуди даирилири бир йилдин артуқ вақиттин бери яки әйиблимәй яки сотлимай тутуп туруватқан бу икки уйғурни җиддий рәвиштә тутқун қилиниш вә тән җазасиға учраш хәвпи болған хитайға қайтуруп беришкә тәйярлиқ қилмақтикән.
Сәуди әрәбистандин еришкән учурлиримиздин мәлум болушичә, сәуди даирилири 3-январ күни һәмдулла вәли билән нурмуһәммәт розиға уларниң бир қанчә күн ичидә хитайға қайтурулидиғанлиқи, уларниң идийәдә тәйярлиқ қилип қоюшини ейтқан. Бихәтәрлик түпәйли исмини ашкарилашқа болмайдиған учур мәнбәлириниң хәвиридә йәнә, сәуди сорақчилириниң сорақ обйекти нуқтилиқ һәмдуллаға қаритилғанлиқи, нурмуһәммәт розиниң униң билән болған алақисини сүрүштүргәнлики тәкитләнгән.
Игилишимизчә, нөвәттә һәмдулла вәли билән нурмуһәммәт рози сәуди әрәбистанниң җиддә шәһиридики әл-даһбан түрмисидә тутуп турулмақтикән. Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң шәрқий асия ишлириға мәсул алий дәриҗилик тәтқиқатчиси мая ваң, сәуди әрәбистанниң бу иккийләнни уйғурларни қарита “инсанийәткә қарши җинайәт” садир қиливатқан хитайға қайтурмаслиқ мәсулийити барлиқини билдүрди.
Мая ваң 11-январ бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда мундақ деди: “хитай һөкүмити 2017-йилдин бери уйғур вә башқа түркий мусулманларға қарита бастурушни күчәйтти. Бизниң тәкшүрүшимиз хитай һөкүмитиниң уйғур вә башқа түркий мусулманларға қарита инсанийәткә қарши җинайәт садир қилғанлиқини көрсәтти. Шуңа, сәуди әрәбистан һөкүмитиниң бу икки уйғурни улар тән җазаси вә халиғанчә тутқун қилинишқа учрайдиған шинҗаңға қайтурмаслиқ хәлқара мәсулийити бар. Бу бизниң һазирқи асаслиқ әндишимиз”.
Мая ваң йәнә сәуди һөкүмитиниң уларни һазирға қәдәр яки әйиблимәй яки сотлимай тутуп турғанлиқи, буниң халиғанчә тутқун қилиш һесаблинидиғанлиқи, уларниң дәрһал қоюп берилиши керәкликини билдүрди.
Мая ваң: “уларға адил сот ечилиши керәк. Һазирға қәдәр улар яки әйибләнмиди яки сотланмиди. Уларға қарита һечқандақ қанун тәртип билән иш тутмиди. Һәтта уларниң немә үчүн тутқун қилинғанлиқиғиму қануни рәсмийәт көрситилмиди. Буниң өзи халиғанчә тутқун қилишқа кириду. Чүнки, кишиләр қануни рәсмийәт болмиғучә тутуп турулмаслиқи керәк. Улар һазир халиғанча тутуп турулуватиду. Улар қоюп берилиши керәк” деди.
Биз шу мунасивәт билән 11-январ күни сәуди әрәбистанниң ню-йорктики б д т да турушлуқ вәкили ишханисиниң баянатчиси тюфел ханимға телефон қилип, униңдин сәуди һөкүмитиниң бу мәсилигә болған инкасини сориған болсақму, лекин у соалимизға җаваб бәрмиди. У бүгүн әтигән 1-қетим телефон қилғанда соалимизға бүгүн елхәт арқилиқ җаваб беридиғанлиқини ейтқан. Биз униң җавабини кәчкичә сақлиған болсақму, бирақ җаваб кәлмигән. Шуниң билән биз униңға қайта телефон қилип сүйлисәк у алақидар даирларниң инкас қайтурмиғанлиқи, өзиниң бу мәсилигә җаваб берәлмәйдиғанлиқини билдүрди.
Һәмдулланиң түркийәдә турушлуқ қизи сүмәййә һәмдулла 11-январ радиомизниң зияритини қобул қилғанда ейтишичә, һәмдулла вәли һечқандақ қанунға хилаплиқ қилмиған болуп, сәуди һөкүмити дадисини хитайға қайтурмаслиқи керәк икән. У йәнә түркийә һөкүмитиниң дадисини түркийәгә қайтуруп келишини тәләп қилди.
Һәмдулла вәли билән нурмуһәммәт рози хитайниң уйғурларға қаратқан бастуруш сиясити сәуди һөкүмитиниң қоллишиға еришкән бир вақитта тутқун қилинған. Шинхуа агентлиқиниң ашкарилишичә, сәуди әрәбистанниң вәлиәһд шаһзадиси муһәммәт бин салман 2019-йили 2-айда хитайни зиярәт қилғанда хитайниң уйғурлар районидики сияситини қоллайдиғанлиқини билдүрүп: “биз хитайниң террорлуққа қарши, әсәбийликни түгитиш тәдбирлирини елип, дөләт бихәтәрликини қоғдаш һоқуқиға һөрмәт қилимиз вә қоллаймиз” дегән.
Сәуди әрәбистан йәнә 2019- вә 2020-йиллири б д т да арқа-арқидин хитайниң “шинҗаң сиясити” ни қоллаш тоғрисидики бирләшмә имзалиқ хәткә имза қойғаниди. Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатидики мая ваңниң ейтишичә, сәуди һөкүмити уйғурларни қоғдимайла қалмастин, хитайниң чәтәлдики уйғурларни тутқун қилишиға ярдәмләшмәктикән.
Мая ваң мундақ дәйду: “сәуди әрәбистан даирилири мутләқ көп қисим мусулман һөкүмәтлири билән биллә шинҗаңдики мусулман түркий хәлқлириниң һоқуқи үчүн асасән сөз қилмиди. Бу кишини бәкму үмидсизләндүриду. Әлвәттә барлиқ һөкүмәтләрниң кишилик һоқуқни дәпсәндә қилмаслиқ мәсулийити болуши керәк. Бирақ бу делода сәуди әрәбистан һөкүмити түркий мусулманлирини қоғдимайла қалмай, хитай һөкүмитиниң уйғурларни дуня миқясида мусулман болғанлиқи үчүн қоғлап тутушиға ярдәмләшти”.
Мая ваңниң көрситишичә, өзини исламниң қоғдиғучиси дәватқан вә ислам етиқадини қоғдайдиғанлиқини тәкитләватқан сәуди әрәбистанниң хитайға һәмкарлишиши униң “икки йүзлимичилики” көрситип бәргән.
Сәуди әрәбистан бихәтәрлик даирилири 2020-йили 20-ноябир күни мәккә-мукәррәмниң мисфилә мәһәллисидики бир өйгә бастуруп кирип, бу өйдә турушлуқ нурмуһәммәт рози билән һәмдулла вәлини тутқун қилған. Нурмуһәммәт рози 2006-йилдин бери сәуди әрәбистанда ишләш вә тиҗарәт билән қанунлуқ туруватқан уйғурлардин болуп, һәмдулла вәли шу йили 2-айда түркийәдин сәуди әрәбистанға өмрә һәҗ үчүн кәлгән. Лекин корона вируси юқуми сәвәблик түркийәгә қайтип кетәлмәй сәуди әрәбистанда туруп қалған.
Һәмдулла вәли тутқун қилинишниң алдида сәуди әрәбистан аманлиқ даирилири униң из-дерикини қилишқа башлиған. У чеградин чиқишта тутқун қилинишидин вә хитай өткүзүп берилиштин қорқуп сәуди әрәбистанда йошурунуп йүргәниди.