Шәндоң биринчи түрмигә соланған уйғурлардин 4 кишиниң исми ашкариланди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2019.03.15
Shandong-Turme.jpg Уйғур районидин мәһбусларниң йөткәп келингәнлики мәлум болған шандоң өлкисидики түрмиләрдин бири.
Social Media

Уйғур районидин хитай өлкилиригә йөткәлгән мәһбуслар һәққидики ениқлашлиримиз давамида шәндоң биринчи түрмисидә йетиватқан мәһбуслардин 4 нәпириниң исимлири ашкариланди. Мухбиримизға қолидики мәһбуслар тизимликидин иляр, қасимҗан, ели вә мәмтиминдин ибарәт 4 кишиниң исмини оқуп бәргән түрмә хадими уйғур мәһбусларниң исминиң узунлуқи вә саниниң көплүкини сәвәб қилип көрситип, мухбиримизниң мәһбуслар һәққидики башқа соаллириға җаваб беришни рәт қилди.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, өткән һәптиләрдики ениқлашлиримиз давамида шәндоңдики бирқанчилиған түрмидә уйғур районидин йөткәлгән мәһбусларниң барлиқи түрмә хадимлири тәрипидин дәлилләнгән иди. Биз бу һәптә шәндоң биринчи түрмисигә уйғур районидин йөткәлгән мәһбусларниң кимликлири вә сани һәққидә мәлумат елишқа тириштуқ. Телефонимизни қобул қилған түрмә хадими бу түрмидә уйғурларниң барлиқини инкар қилмиди. У биздин сүрүштә қилмақчи болған кишиләрниң исмини сориди. Биз арзугүл исимлик бир мәһбусни сориғинимизда у бу түрминиң әрләр түрмиси икәнликини билдүрүп, бундақ бир мәһбус һәққидә мәлумат берәлмәйдиғанлиқини ейтти. Биз андин униңдин абдувәли исимлик бир мәһбусни соридуқ. Қолидики тизимликкә әстайидил қарап чиққан бу хадим бундақ бир исимниң тизимликтә йоқлуқини баян қилди. Биз арқидин алимҗан исимлик йәнә бир кишини соридуқ. У тизимликтә бундақ бир исимниңму йоқлуқини билдүрди. Биз алимҗан исимлик бир кишини сориғинимизда у тизимликтә исимларниң көплүкини сәвәб қилип көрситип, соаллиримизға бу шәкилдә бир-бирләп җаваб берип болалмайдиғанлиқини ейтти. Биз соалимизни давамлаштуруп, таһир исимлик йәнә бир кишини соридуқ. У бу чағда тизимликтики исимларниң узунлуқидин шикайәт қилип, соаллиримизға җаваб бериштин чарчиғанлиқини билдүрди. Биз ахирида униңдин өзи билидиған яки қолидики тизимликтә мәвҗут болған исимлардин бир қанчини дәп беришини соридуқ. У бу соалимизға мундақ җаваб бәрди: 

Түрмә хадими: қасимҗан, ели, мәмәт, иляр. . . . . .

Биз униңдин бу кишиләрниң қайси түрмә районида икәнликини соридуқ. У тизимликкә қараватқанлиқини баян қилған пурсәттә биз униңдин бу тизимликтә җәмий қанчә кишиниң барлиқини соридуқ. Бу чағда у соаллиримизға җаваб бериштин ваз кәчти. Биз униңдин у өзи тилға алған иляр исимлик мәһбусниң фамилисини соридуқ:

Мухбир: илярниң фамилиси немә? иляр шавкәтму? 

Бу түрмә хадими бу һәқтә тегишлик җаваб берип болғанлиқини билдүрүп, бу һәқтә буниңдин артуқ җаваб берәлмәйдиғанлиқини ейтти. Биз ахирида униңдин қолидики тизимликтики мәһбуслар саниниң 100, 1000 яки 10 миң икәнликини сориғинимизда у бу соалларға җаваб берәлмәйдиғанлиқини билдүрүп, телефонимизни қоювәтти.
Хитай даирилири уйғур районида йиғивелиш лагерлириниң мәвҗутлуқини дәсләптә инкар қилип, ахирида “кәспий тәрбийиләш орни” дейиш арқилиқ лагерларниң мәвҗутлуқини васитилик етирап қилған болсиму, әмма бу лагерлардин хитай өлкилиригә йөткигән уйғур мәһбуслар һәққидә һазирғичә һечқандақ бир рәсмий мәлумат бәрмиди. Гәрчә үрүмчидики даириләр алдинқи йили 10‏-айда үрүмчидин хитай өлкилиригә маңидиған йолучилар пойизиға биләт сетишниң бир айчә тохтайдиғанлиқини “үрүмчи кәчлик гезити” дә елан қилиш арқилиқ бу мәзгилдә пойиз йолида хупиянә бир зор йөткилишниң йүз беридиғанлиқидин ишарәт берип қойған болсиму, лекин лагер яки түрмиләрдин қанчилик кишиниң хитай өлкилиригә йөткилидиғанлиқи һәққидә һечқандақ учур бәрмигән иди. Пәқәт италийәдики “зимистан” хәвәр тори хитай өлкилиридики йәр асти мухбирлири арқилиқ игилигән учурлириға асасән 500 миңчә уйғурниң хитай өлкилиригә йөткәлгәнликини илгири сүргән болсиму, әмма йетәрлик тәпсилатлирини көрситип берәлмигән иди. Биз өткән йили язда қәшқәрдин игилигән учурлиримизда бир сақчи хадими өзиниң қәшқәрдин 2000 чә кишиниң хитай өлкилиригә йөткәп кетилгәнликидин хәвири барлиқини ейтқан вә бу йөткәштә қайси сақчи хадимлириниң вәзипә өтигәнликиниму ашкарилиған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.