27-январ дуня ирқий қирғинчилиқни хатириләш күни мунасивити билән лондонда өткүзүлгән паалийәттә уйғур ирқий қирғинчилиқи тәсвирләнгән шеирлар кишиләрни чоңқур тәсирләндүргән. бу шеирлар 1-айниң 31-күни лондондики "муһаҗирәттики язғучилар қәлими" намидики аммиви тәшкилат тәрипидин уюштурулған "ирқий қирғинчилиқниң иккинчи әвлад аман қалғучилири билән бирликтә уйғур вә иранлиқ шаирларниң ялқунлуқ әслимиси" дәп аталған паалийәттә оқулғаниди.
мәзкур паалийәт 1-айниң 27-күни дуня ирқий қирғинчилиқни хатириләш күни мунасивити билән өткүзүлгән болуп, паалийәттә йәһудий қирғинчилиқидин сақ қалған шаирә җәннифәр лангәр (Jennifer Lan’ger) ханим билән уйғур шаир вә паалийәтчи әзиз әйса әлкүн әпәнди уйғур қирғинчилиқи тоғрисида язған шеирлирини оқуп кишиләрниң диққитини тартқан.
бу йиғин тоғрисида техиму тәпсилий мәлумат игиләш үчүн язғучи журналист рутһ инграм (Ruth Ýngram) вә уйғур шаир вә паалийәтчи әзиз әйса әлкүн әпәндиләр билән телефон сөһбити елип бардуқ.
әзиз әйса әлкүн әпәнди, алди билән паалийәт һәққидә мәлумат берип мундақ деди: "бу паалийәтни лондондики›муһаҗирәттики язғучилар қәлими‹намидики аммиви тәшкилат орунлаштурди. җәннифер лангәр 2-дуня урушида йәһудийлар германийәдә ирқий қирғинчилиққа учриғандин кейин һаят қалған бир йәһудий аилисиниң қизи болуп, у, лондонда бу тәшкилатни қурғаникән. бу тәшкилат пүтүн дунядики ирқий қирғинчилиққа учриған милләтләрниң шаирлириниң китаблирини нәшр қилиш вә шу милләтләрниң авазини дуняға йәткүзүшни асас мәқсәт қилидикән".
әзиз әйса әлкүн әпәнди бу паалийәтни уюштуруштики мәқсәт вә тәпсилат һәққидә тохтилип мундақ деди: "һәммимизгә мәлум болғинидәк һәр йили 1-айниң 27-күни дуня ирқий қирғинчилиқни хатириләш күни дәп атилиду. бу күн мунасивити билән кечиктүрүлүп болсиму тәшкилатниң мәркизидә бу паалийәт өткүзүлди. бу паалийәткә 4 шаир тәклип қилинған болуп, буларниң иккиси йәһудий ирқий қирғинчилиқидин аман қалғанларниң әвладлири, йәнә иккиси болса иранлиқ вә уйғур ирқий қирғинчилиқиға учраватқанларниң әвладлиридур. буларниң һәммиси ирқий қирғинчилиқ тоғрисида язған шеирлирини оқуп өтти. бир йерим саәт әтрапида давамлашқан паалийәткә шаирлар, паалийәтчиләр вә мухбирлар болуп 60 әтрапида киши иштирак қилди. йиғин наһайити әһмийәтлик вә һаяҗан иликидә өтти".
әзиз әйса әлкүн әпәнди бу паалийәттә өзиниң уйғур қирғинчилиқи тоғрисида 6 шеирини декламатсийә қилғанлиқини, йиғин әһлиниң алқишиға еришкәнликини баян қилди. у, мундақ деди: "шеирлиримда уйғур ирқий қирғинчилиқи, вәтәнгә болған сеғиниш, вәтәндики қериндашлиримизни әсләш, уйғурлар дучар болуватқан адаләтсизлик баян қилинған. буниң тәсири наһайити яхши болди дәп ойлаймән. чүнки нурғун соаллар соралди. болупму 2017-йили җаза лагерлири қурулғандин кейинки уйғурларниң әһвали, һазирқи еғир вәзийити вә немә үчүн бүгүнки күнгә қалғанлиқи қатарлиқларниң тарихий вә сиясий арқа көрүнүшини баян қилған болдум".
мәзкур йиғинға иштирак қилған язғучи журналист рутһ инграм (Ruth Ýngram) ханим телефон зияритимизни қобул қилип, тәсиратини баян қилип мундақ деди: "бу йиғин мени бәк тәсирләндүрди. әмәлийәттә бу йәһудийларниң ирқий қирғинчилиқини әсләш күни иди. бирақ уларға қарита ирқий қирғинчилиқ йүз бәргәндин кейин, һазирғичә дуняда йәнә нурғунлиған ирқий қирғинчилиқ болған. уйғур ирқий қирғинчилиқиму буниң ичидә.
маңа әң көп тәсир қилған нәрсә, муһаҗирәттә сәргәрдан болуп яшаштур. бу, наһайити қейин. муһаҗирәттә ялғузлуқ бар, сеғиниш бар, қайғу-һәсрәт бар, виҗдан азабиму бар. қарашқа нормал турмуш көчүрүватқандәк көрүнсиму, ичи давамлиқ дәрд-әләмдә болиду. әзиз әйса әлкүнниң шеирлирида буларниң һәммиси мәвҗут.
муһаҗирәттики уйғурлар үчүн әң қейин болған нәрсә вәтинигә қайталмаслиқ, ата-анилири билән көрүшәлмәслик. бу шеирлар аз болсиму шаирниң сеғинишини йәңгиллитиши мумкин. әмма униң каллисида мән һаман бир күни бу азабидин қутуламдим? яки мән йәнила азаблинип өлимәнму? дегән соал мәңгү бар болиду".
1-айниң 31-күнидики мәзкур паалийәттә җәннифәр лангәр декламатсийә қилған "аялларниң чечи" мавзулуқ шеир кишиләрни қаттиқ тәсирләндүргән. әзиз әйса әлкүн әпәнди бу һәқтә мәлумат берип мундақ деди: "мени әң көп тәсирләндүргән нәрсә, җәннифәр лангәр ханим өткән йили уйғур аяллириға атап язған ‹аялларниң чечи› намлиқ шеирини елан қилинғаниди. бу шеирда лагерларда уйғур аяллириниң чачлири кесилип, базарларда сетилғанлиқи тәсвирләнгән. бу шеирни аңлиған кишиләр көз яшлирини туталмай қалди. уйғурлар үчүн немиләрни қилип берәләймиз? дәп җиддий соалларни сорашти. мән бу хил сәрхил кишиләргә қарита өткүзүлгән паалийәтләрниң тәсири бәкла күчлүк болиду дәп ойлаймән".
"муһаҗирәттики язғучилар қәлими" тәшкилати өткән йили "қаршилиқ көрситиш" намлиқ бир шеирлар топлими нәшр қилғаниди. бу шеирлар топлимиға уйғур шаирлиридин әзиз әйса әлкүн әпәнди билән түркийәдики шаирә хәндан ханимниң шеирлири киргүзүлгәниди.