Әркин әкрәм: уйғурлар кәлгүсидә сиясий җәһәттин күчлүк болушқа тәйярлиниши керәк
2023.10.04
Әнқәрәдики һаҗәттәпә университети дотсенти доктор әркин әкрәм: “шәрқий түркистан алдимиздики 20 йил ичидә һәм сиясий һәм һәрбий җәһәттә бир күч оттуриға чиқириш үчүн тәйярлиқ қилиш керәк” дәп оттуриға қойди. Доктор әркин әкрәм бу сөзләрни 30-сентәбир шәнбә күни мәркизи истанбулдики шәрқий түркистан вәхписидә ечилған “чәтәлдә шәрқий түркистан дәваси” дегән темидики йиғинда ейтти.
У уйғурларниң кәлгүсидә өзлирини сиясий вә башқа һәр җәһәттин тәрбийәләп күчлүк болуши керәкликини тәкитләп мундақ деди: “шәрқий түркистанлиқлар сиясий җәһәттә күчлүк болуши үчүн чәтәлдә гәвдилик бир һөкүмәт қурулуши керәк. Сиясий йол билән мәсилиләрни һәл қилиш хизмити ишлиши керәк. Әмма һазир шәрқий түркистанлиқлар мәйли сиясий күч болсун мәйли һәрбий күч болсун һәр иккиси җәһәттә тәйяр әмәс. Һәрбий күч дегәндә һаман уйғурларға террорчи дегән қалпақни кийдүриду, йәнила алдимиздики 20 йил ичидә һәм һәрбий җәһәттә һәм сиясий җәһәттә бир күч оттуриға чиқириш үчүн тәйярлиқ қилиш керәк” .
Шәрқий түркистан вәхписи тәшкиллигән бу йиғинға йәнә истанбул университети оқутқучиси доктор өмәр қул, дуня уйғур қурултийиниң сабиқ рәиси әркин алиптекин қатарлиқ кишиләрму қатнишип сөз қилди. Йиғинда алди билән “чәтәлдики шәрқий түркистан дәвасиниң алаһидилики вә қилишқа тегишлик хизмәтләр” темисида сөз қилған доктор әркин әкрәм йәнә йеқин кәлгүсидә хәлқара күчләрниң сүркилишиниң техиму ашидиғанлиқини вә чәтәлләрдики уйғурларниң пурсәтләрдин пайдилиниши үчүн техиму көп тиришчанлиқ көрситиши керәкликини тәкитлиди. У мундақ деди: “шәрқий түркистан мустәқиллиқиға қарита чәтәлләрдики шәрқий түркистанлиқлар тәйяр болуши керәк, буниңға қарита һазирдин башлап бир пилан-лайиһә түзүп чиқиш керәк” .
Йиғинда “чәтәлдә шәрқий түркистан дәваси вә әркин алиптекин” дегән темида сөз қилған истанбул университети дотсенти, доктор өмәр қул, чәтәлдики “шәрқий түркистан дәвасиниң қийин шараитлар астида үнүмлүк нәтиҗиләрни қолға кәлтүргәнлики” ни, болупму “шәрқий түркистан дәвасиниң байрақдари мәрһум әйса йүсүп алиптекинниң оғли әркин алиптекинниң шәрқий түркистан дәвасини чәтәлләрдә тонуштуруш үчүн көп тиришчанлиқ көрсәткәнликини, хусусән явропада тонуштурушта муһим рол ойниғанлиқи” ни тәкитлиди. У йәнә әркин алиптекинниң бир тәрәптин лобийчилиқ паалийити елип бериш билән биргә, йәнә бир тәрәптин дуня уйғур қурултийи, шундақла вакаләтсиз милләтләр тәшкилати дегәндәк муһим тәшкилатларни қуруп чиқип уйғурларниң сиясий күрәшлириниң ғәрбтә орун елишиға йол ачқан муһим шәхс икәнликини билдүрди.
Йиғинда дуня уйғур қурултийиниң сабиқ рәиси әркин алиптекин әпәнди сөз қилип өзиниң ғәрбтә елип барған паалийәтлирини аңлитип өтти вә бу дәваниң кәлгүси үчүн йеңи қәдәмләрниң бесилиши керәкликини тәкитлиди.
Йиғин ахирида сөз қилғучилар йиғин әһлиниң уйғур мәсилиси вә хәлқара вәзийәт тоғрисида сориған соаллириға җаваб бәрди.
Доктор әркин әкрәм: “әгәр тәйвән билән хитай уруш қилған әһвалда шәрқий түркситанға қандақ тәсири болиду? ” дегән соалға җаваб берип мундақ деди: “иккинчи дуня урушида тинч окян районидики иттипақдаш қисимға қоманданлиқ қилған америка армийәси генерали доглас макартур (Douglas MacArthur) , ‛тәйвән чөкмигән бир уруш парахотиға охшайду‚, дегән. Йәни америка бу йәрни хитайға һеч қачан бәрмәйду, әмма күчи аҗизлишип, хитайға қарши һеч қандақ бир иш қилалмайдиған һалға келип қалса бәлким ташлап бериду, әмма нормал әһвалда бәрмәйду. Әгәр хитай тәйвәнни елишни халиса буниң һәр хил усуллири бар, деңиздин муһасиригә елиш, деңиз астидики линийәлирини кесиш вә сирттин киришни тосуш дегәндәк усуллар билән туюқсиз алалайду, бирақ америка буларни чүшинип йәткәнлики үчүн японийәниң җәнубидики окинава районида һава армийәсини тәйярлиди, филиппинниң тәйвәнгә йеқин тәрипидин 9 данә һәрбий базисини иҗаригә алди, у йәрдә деңиз армийәсиниң қуруқлуқта җәң қилғучи қисимлири вәзипә өтәватиду, у йәрдики деңиз контроллуқи американиң иликидә болуп, мушулар билән хитайниң тәйвәнгә һуҗум қилишини тосуватиду, американиң мәқситини хитай билән уруш қилиш әмәс бәлки урушни тосуш. Шуниң үчүн буларни қиливатиду. Әгәр филиппин вә яки вийетнам хитай билән деңиз чегра ихтилапи сәвәбидин урушуп қалса америка һазир украинани қоллиғанға охшаш уларни қоллайду” .
Әркин әкрәм тәйвән билән хитай оттурисидики мәсилиләрни техиму чоңқурлап анализ қилип мундақ деди: “тәйвән уруш қораллирини тәрәққий қилдуруватиду, су асти уруш парахотлирини вә һуҗумчи айропиланларға зәрбә берәләйдиған ракеталарни ясаватиду, американиң кичик бир һәрбий қисми тәйвәнгә орунлашти вә тәйвән әскәрлиригә һәрбий мәшиқ өгитиватиду, тәйвәнликләр америкаға берип һәрбий мәшиқ өгиниватиду, заманиви техникилиқ қораллар билән қораллиниватиду, тәйвән буниң билән әң аз дегәндә икки үч күн болсиму мудапиәлинип пут тирәп туралайдиған һалға келиватиду, икки үч күн ичидә америка, японийә, җәнубий корейә, филиппин, австралийә қатарлиқ дөләтләрниң һәммиси келиду” .
Доктор әркин әкрәм, тәйвән билән хитай оттурисида уруш башлиништин илгири уйғурларниңму вәзийәткә қарита тәйяр туруши керәкликини тәкитләп мундақ деди: “вәзийәткә қарайдиған болсақ йеқин бир вақит ичидә уруш чиқиш еһтималдин йирақ, шундақтиму һәр еһтималға қарши, уруш чиқиш еһтималлиқни көздә тутуп, шәрқий түркистанлиқлар немә иш қилиши керәк? дегән соалға җаваб издәш керәк. Шәрқий түркистанда хитайниң көп санда әскәрлири бар, биңтүән намидики пуқрачә кийингән әскәрлири мәвҗут, бу күчкә қарши бизниң күчимиз барму? сиясий күч билән елиш еһтималлиқи боламду? шәрқий түркистанлиқлар сиясий җәһәттә күчлүк болуши үчүн чәтәлдә гәвдилик бир һөкүмәт қурулуши керәк. Сиясий йол билән мәсилиләрни һәл қилиш хизмити ишлиши керәк” .
Мәзкур йиғинни истанбулда узун йиллардин буян паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан вәхписи уюштурған болуп, йиғин уйғурларниң хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқи вә униң уйғур елини ишғал қилғанлиқниң 74 йиллиқини әйибләш намайишлири вә һәр хил паалийәтлири өткүзүлүватқан пәйткә тоғра кәлгәниди.