Ши җинпиң хитайниң ташқий тәшвиқат машинилириниң карға кәлмигәнликидин нарази болған

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2021.06.02
Ши җинпиң хитайниң ташқий тәшвиқат машинилириниң карға кәлмигәнликидин нарази болған Хитай рәиси ши җинпиң хитай армийисиниң америка армийисигә қарши туруп шималий корейәгә ярдәм бериш үчүншималий корейәгә киргәнликиниң 70 йиллиқини хатириләш йиғинида сөзлимәктә. 2020-Йили 23-өктәбир, бейҗиң.
AP

Хитайниң чәт әлләрдики қанчә милйонлиған дөләт тәшвиқатчилири хитай һөкүмити салған мәбләғқә лайиқ иш қилалмиған.

31-Май күни хитай компартийәси мәркизи комитети сиясий бюроси мәхсус хитайниң хәлқаралиқ тәшвиқат қурулуши иқтидарини һәссиләп күчәйтиш тоғрисида 30-нөвәтлик “коллектип йиғин” өткүзгән. Йиғинда ши җинпиң сөз қилип, өзлириниң ташқий тәшвиқат қурулмисиниң хитайниң универсал дөләт күчигә вә хәлқарадики орниға лайиқ болған “хәлқаралиқ тил қуввитигә мас” иқтидарға игә болушини тәләп қилған. Йиғинға фудән университетиниң профессори җаң вейвий пикир бәргүчи сүпитидә тәклип қилинған.

“франсийә авази” радийосиниң 2-июн бу хусуста елан қилған “ши җинпиң бүйүк ташқий тәшвиқат системисиниң хитайчә қайил қилиш иқтидарини өстүрмигәнликидин нарази болди” намлиқ хәвири мундақ җүмлә билән башланған: “хитай коммунистик партийәсиниң баш секритари ши җинпиң дүшәнбә күни хитайниң чәт әлдики тәшвиқат системисиға алаһидә нутуқ сөзләп, улардин ‛яхши тәләппузни игиләш‚ ни, ‛кәмтәр, йеқимлиқ болуш‚ ни, ‛җамаәт пикри күришиниң истратегийәси вә сәнитини яхши билиш‚ ни, ‛хитайчә қайил қилиш күчини өстүрүшни‚ тәләп қилди. Анализчилар ‛ши җинпиң чәт әлдики бүйүк ташқий тәшвиқат системисиниң тәшвиқатлирини яхши елип баралмиғанлиқидин, депломатлириниң депломатик вәзипилирини яхши орундиялмиғанлиқидин, уларниң хитайниң орнини өстүрүш түгүл, әксичә қутратқулуқ апитигә сәвәб болғанлиқидин нарази болди, ‚ дәп көрсәтти.”

Хәвәрдә баян қилинишичә, хитай һакимийити 2009-йилидин башлапла ташқий тәшвиқат системиси үчүн йилиға бир қанчә 10 милярд доллардин мәбләғ селип кәлгән болуп, нәтиҗә итибари билән күткән арзулири әмәлгә ашмиған. Җаң вейвий йиғинда мундақ дегән: “ташқий тәшвиқатниң үнүми яхши болмиди, һәтта зор көләмлик тәшвиқат системисиға тәвә көп хиллиқму әмәлгә ашмиди. Ташқий тәшвиқат үчүн салған мәбләғқә лайиқ иш болмайла қалмастин, ташқий тәшвиқатниң нәтиҗиси кишини хиҗил қилидиған дәриҗигә йәтти. Хәлқарада җуңгони тәнқидләш бесиқмайла қалмай, бәлки йил бойи әйибләш, мәсхирә қилишлар кесәл кәби давамлашти. Ташқий тәшвиқатларниң җуңгониң хәлқарада баш көтүрүшигә ярдими тәгмигәнни тилға алмайла қояйли, хәлқара җәмийәтниң җуңгоға болған тонушини өстүрүш вә илгири сүрүшму қанаәтлинәрлик әмәс.”

Хәвәрдә тилға елинишичә, җаң вейвий ши җипиң билән пикир ортақлиқиға игә болуп, у американи әйибләйдиған, ғәрбни тиллайдиған, һечнимигә қаримай хитайниң өзигә болған ишәнчисини йүксәлдүрүшни тәрғип қилидиған адәм икән. У нутуқлирида “шаңхәй, бейҗиң, далийәнгә селиштурғанда, ню-йорк 3-дуняға охшайду”, “җуңгода әзәлдин иқтисадий киризис йүз бәрмәйду, американиң иқтисадий киризисигә җуңго ярдәм қилди, әмди җуңгони издимәсликиңларни үмид қилимиз”, “яхши йери, бизниң җуңгониң рәһбәрлири ‛мәдәнийәт инқилаби‚ ниң қалаймиқанчилиқлирини баштин көчүргән тәҗирбигә игә, биз лүкчәкләргә қандақ тақабил турушни билимиз” дегәндәк американи һақарәтләйдиған, мәсхирә қилидиған сөзләрни сөзләп, кишиләрниң нәзәридин чүшкән бири икән.

Йиғинда уйғурлар мәсилиси, корона вируси мәсилисиниң хитайниң образини сундурушта ойниған роли тилға елинмиған. Германийәдики д у қ тәтқиқат мәркизиниң мудири әнвәр әһмәт әпәндиниң қаришичә, хитайниң тәшвиқатта мәғлубийәткә учришиға сәвәб болған амиллар хитайниң сахтикарлиқидин башқа йәнә җаза лагерлири мәсилиси, хоңкоң мәсилиси, корона вируси мәсилиси, тәңсиз иқтисадий һәмкарлиқ мәсилиси қатарлиқ көп саһәләргә тутушидикән.

“ши җинпиң бүйүк ташқий тәшвиқат системисиниң хитайчә қайил қилиш иқтидарини өстүрмигәнликидин нарази болди” намлиқ хәвәрдә тәкитлишичә, бу қетимқи йиғинниң муһим мәзмунлирини хитайниң зувани болған шинхуа агентлиқи тарқатқан. Униңдики пикирләргә асасланғанда, хитай коммунистик партийәсиниң рәһбәрлири хитайниң хәлқарадики образида мәсилә барлиқини ениқ етирап қилған. Ши җинпиңниң сөзлири болса хитайниң ташқий тәшвиқатиниң үнүмсиз болғанлиқини, хитай депломатлириниң ‛тәнһа бөрә һәрикити‚ ниң сәлбий тәсирләр яратқанлиқини, “ишәнчилик, сөйүмлүк вә һөрмәтлик җуңго образини бәрпа қилиш” арзусиниң суға чилашқанлиқини көрситип беридикән.

Ши җинпиңниң бу қетимқи йиғинда қилған сөзлири хитайниң чәт әлдики барлиқ тәшвиқат системисиға, һөкүмәтниң мәхсус тәшвиқат органлириға, коңзи иниститутлириға, әлчихана вә консулханилириға, чәт әлдики иш беҗириш органлириға қаритилған икән. Хәвәрдә ипадә қилишичә, йеқинқи мәзгилләрдин буян хитай депломатлириниң һәддидин ешип, хәлқарада омумлашқан депломатик назакәтләрдин һалқип хитайни тәнқидлигүчи чәт әлликләрни әйибләштә қолланған қопал ибарилириму хитайниң образини зидиләштә зор рол ойниған.

Д у қ ниң рәис вәкили, “шәрқий түркистан өлималар бирлики” ниң муавин рәиси турғунҗан алавудун әпәнди бу һәқтә тохталғанда, хитайниң образиниң сунушиға вә тәшвиқатта мәғлуп болишиға униң адаләтсиз сияситиниң сәвәб болғанлиқини тилға алди.

Хәвәрдә тәкитлинишичә, ши җинпиңниң бу қетимқи йиғинда күчәп тәшәббус қилғини “партийә вә дөләтниң иззәт-һөрмитини қоғдаш” тин ибарәт болуп, униң чәт әлдики депломатлири партийә вә дөләткә болған садақитини ипадиләп әмилини өстүрүш мәқситидә хәлқара депломатийә саһәсидә иш-һәрикәт, гәп-сөзләрдә һәддидин ашурувәткән. Буниң яман тәсири хитайниң образиға техиму илгирилигән һалда дағ сүрткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.