Ши җинпиңниң йеңи тәбири: “биңтуән-муқимлиқ сақлаш қорали, милләтләрни еритидиған чоң печ”
2022.06.29
28-Июн күни хитайниң шинхуа тори мәхсус синлиқ хәвәр елан қилип, ши җинпиңниң 18-қурултайдин буянқи “шинҗаңниң муқимлиқи вә тәрәққияти тоғрисидики истратегийә” лиригә мәдһийә оқуған.
Хәвәрдә мундақ дейилгән: “шинҗаң хизмити партийә вә дөләтниң муһим ишлирида алаһидә истиратегийәлик орун тутиду. Партийәниң 18-қурултийидин кейин, баш секритар ши җинпиң шинҗаңда чоңқур тәкшүрүш елип барди. У мәркәзниң икки қетимлиқ ‛шинҗаң хизмити йиғини‚ да муһим йолйоруқларни бәрди. Шуниңдин башлап, омумий җәһәттин партийәниң йеңи дәврдики шинҗаңни идарә қилиш истратегийәси бәлгиләнди.”
Хәвәрдә йәнә ши җиңпиңниң 2014-йили 4-айдики “шинҗаң зиярити” мәзгилидә, қәшқәрдә “шинҗаңниң муқимлиқини сақлашта биңтуәнниң истиратегийәлик ролини җари қилдуруш” тоғрилиқ мәхсус йолйоруқ бәргәнлики алаһидә тилға елинған.
Хәвәрдә ши җинпиңниң 2014-йили 4-айда қәшқәрни зиярәт қилғанда, биңтуәнниң роли һәққидә бәргән йеңи тәбири алаһидә нәқил кәлтүрүлгән. Ши җинпиң шу қетим қәшқәрдә сөзлигән нутуқида: “биңтуән шинҗаңниң муқимлиқини сақлаштики қорал, милләтләрни юғуруп еритиветиштики чоң печ (очақ)” дегән.
Чәт әлләрдики мутәхәссисләр, ши җинпиңниң биңтуән һәққидә бәргән йеңи тәбири вә униң маһийити һәққидә җиддий инкас қайтурди. Түркийә һаҗитәпә университетиниң дотсенти, истратегийә илми мутәхәсиси, “уйғур тәтқиқат иниститути” ниң мудири доктор әркин әкрәм әпәнди радийомиз зияритини қобул қилип, ши җинпиңниң биңтуән тоғрилиқ ейтқан йоқуриқи сөзлириниң маһийити тоғрисида өз қарашлирини баян қилди.
Униң қаришичә, ши җинпиңниң биңтуән тоғрисида бәргән бу тәбири һәқиқәтәнму биңтуәнниң маһийити вә ич йүзини ечип көрсәткән. Әркин әкрәмниң тәкитлишичә, биңтуән қурулған йиллардин буян, болупму йеқинқи нәччә он йилдин буян, йерим һәрбий характердики бу ғәйрий-рәсмий орган хитайниң шәрқий түркистанни идарә қилишидики “муқимлиқ сақлаш қурали”, шундақла райондики уйғурларни асас қилған йәрлик милләтләрни еритип түгитидиған “чоң печ”, йәни “очақ” ролини ойнап кәлмәктикән.
Дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң муавин рәиси елшат һәсән әпәндиму зияритимизни қобул қилип, ши җинпиңниң уйғур районини хитайлаштуруш сиясити вә биңтуәнниң “муқимлиқ сақлаш” вәзипилири һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойди.
Елшат һәсән әпәндиниң тәкитлишичә, нөвәттә америка башчилиқидики ғәрб демократик дөләтлири парламентлири бириниң кәйнидин бири хитайниң уйғурларға йүргүзиватқан йоқури бесимлиқ зулумлирини “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп елан қилмақта. Шу сәвәбтин америка қатарлиқ бир қисим ғәрб әллири хитайниң уйғурларни бастуруш сияситидә муһим рол ойниған биңтуән вә униң бир қисим әмәлдарлириға җаза елан қилди. Биңтуән қаримиқидики завутлар вә карханилар уйғур мәҗбурий әмгики арқилиқ ишләпчиқарған мәһсулатларға имбарго қойди. Мушундақ бир мәзгилдә, уйғур ирқий қирғинчилиқниң баш пиланлиғучиси болған ши җиңпиңниң биңтуән тоғрисидики тәбирлириниң хитай таратқулирида арқа-арқидин көрүлүши, хәлқара җәмийәтниң җиддий диққитини қозғиши, шундақла биңтуәнгә болған җаза тәдбирлириниң күчәйтилиши интайин зөрүр икән.
Хәвәрдә йәнә хитайниң қәшқәр, хотән, ақсу, қизилсу қатарлиқ җәнубий уйғур районидики 3 вилайәт бир областта қолға кәлтүрүлгән аталмиш “муқим тәрәққият вәзийити”, бир қисим уйғур деһқанлири вә кадирлириниң баянлиридин тәшвиқ қилинған, уларниң ши җинпиңға оқуған мәдһийә сөзлири кириштүрүлгән.
Елшат һәсән әпәндиниң билдүрүшичә, хитай һөкүмитиниң бу мәхсус синлиқ хәвәрдә аталмиш “уйғур вәкиллири” ни сөзлитиши әмәлийәттә сиясий еһтияҗдин болған болуп, хитай һөкүмити бу арқилиқ уйғурларға йүргүзиватқан ирқий қирғинчилиқи вә инсанийәткә қарши җинайәтлирини йошурушқа урунмақта икән.