Анализчилар шөһрәт закирниң “бинакарлиқ саһәсидә тәрбийәләп ишқа орунлаштуруш” доклатиға инкас қайтурди
2020.06.10
“шинҗаң гезити” ниң 10-июндики санида 8-июн күни ечилған “бинакарлиқ-қурулуш саһәсидики тәрбийәләп ишқа орунлаштуруш” телевизийә-телефон йиғинида уйғур аптоном райониниң рәиси, уйғур аптоном районлуқ парткомниң муавин секретари сөһрәт закирниң пүтүн аптоном районниң бинакарлиқ-қурулуш саһәсидә техникилиқ иш түрлиридә үч йилда 200 миң кишини тәрбийәләп ишқа орунлаштуруш һәрикитини алға силҗитиш тоғрисида сәпәрвәрлик доклати бәргәнлики хәвәр қилинған.
Хәвәрдә шөһрәт закирниң “пүтүн аптоном районниң бинакарлиқ-қурулуш саһәсидә техникилиқ иш түри бойичә үч йилда 200 миң кишини тәрбийәләп ишқа орунлаштурушни әмәлийләштүрүш” ни тәкитлигәнлики, “йезилардики ешинча әмгәк күчлири” ни тәрбийиләшни тезлитип, уларни “деһқандин санаәт ишчисиға айландуруш” ни оттуриға қойғанлиқи тилға елинған.
Шөһрәт закир мундақ дегән: “нөвәттә пүтүн аптоном район бойичә бинакарлиқ-қурулуш саһәсидә ишләватқанлар ишқа орунлашқан нопусниң 10 пирсәнтини игиләйду. Бинакарлиқ-қурулуш саһәсидә техникилиқ иш түри бойичә тәрбийәләп ишқа орунлаштуруш һәрикитини йолға қоюш йезилардики артуқ әмгәк күчлириниң әнәниви деһқандин санаәт ишчисиға айлинишини илгири сүрүп, йеза нопусиниң шәһәр-базарларға йөткилишини тез алға силҗитиду. Бу ишқа орунлаштурушни кеңәйтишни муқимлаштуруш, йеңичә шәһәр-базарлаштуруш қурулушиға түрткә болушқа пайдилиқ болуп, кәсип арқилиқ кишиләрни хатирҗәм қилиш, кәсип арқилиқ кишиләрни муқим қилиш, кәсип арқилиқ намратлиқтин қутулдурушни ишқа ашуруп, шинҗаңниң иҗтимаий муқимлиқ вә әбәдий әминлик баш нишанини ишқа ашурушқа пухта асас салиду.”
Шөһрәт закирниң бу сөзи чәтәлләрдики вәзийәт анализчилириниң җиддий диққитини қозғиди.
Дуня уйғур қурултийи хитай ишлири комитетиниң мудири илшат һәсән әпәнди сөһрәт закир тилға алған “тәрбийәлинип ишқа орунлаштурулмақчи болған 200 миң ешинча әмгәк күчиниң уйғурларни көрситидиғанлиқи” ни, уларниң лагерларға қамилип әслидики йәрлиридин айрилған, йәрлири хитай көчмәнлиригә бөлүп берилгән вә өзлири йәрсиз, ишсиз қалған йезилардики уйғур деһқанлири икәнликини илгири сүрди.
Голландийәдики сиясий паалийәтчи вә анализчи асийә уйғур ханим бу һәқтә тохтилип, хитай һөкүмитиниң асаслиқ йоқитиш нишаниниң уйғурлар икәнликини билдүрди.
Асийә уйғур ханим хитай даирилири тилға алған аталмиш “ешинча әмгәк күчлири” ниң әсли мәнбәсиниң 2017-йилдин буян уйғур диярида елип берилған “қайта тәрбийиләш” намида лагерларға соланған 1 милйондин 3 милйонғичә уйғур қатарлиқ йәрлик хәлқләр икәнликини, уларни мәҗбурий әмгәккә селиниватқан “заманиви қулларға айландурулған уйғурлар” дәп қарашқа болидиғанлиқини тәкитләп өтти.
“шинҗаң гезити” ниң хәвиридә шөһрәт закир мундақ дегән: “бу йил аптоном районимиз қатнаш, сучилиқ, енергийә қатарлиқ муһим, зор қурулушлар вә ул әслиһә қурулушлирини зор күч билән алға силҗитқанлиқтин бинакарлиқ-қурулуш саһәсиниң техникилиқ ишчиларға болған еһтияҗи зорайди. Болупму даимлашқан юқумниң алдини елиш-тизгинләш йеңи вәзийитидә һәрқайси җайлар, һәрқайси алақидар тармақлар сиясий йүксәкликни һәқиқий өстүрүп, йәниму илгирилигән һалда юқири сүпәтлик ишқа орунлаштурушни илгири сүрүшкә пайдилиқ тәрбийәләп ишқа орунлаштуруш механизмини такамуллаштуруп, йезилардики артуқ әмгәк күчлирини йөткәп ишқа орунлаштурушни зор күч билән илгири сүрүп, юқумниң алдини елиш-тизгинләш вә иқтисад, җәмийәт тәрәққиятиниң қош ғәлибисини қолға кәлтүрүш үчүн йеңи төһпә қошуши керәк.”
Илшат һәсән әпәнди хитай даирилириниң бир тәрәптин уйғурларни “қайта тәрбийиләп ишқа орунлаштуруш” намида тарқақлаштуруп, районда хитай һөкүмити арзу қилғандәк муқимлиқ вәзийитини барлиққа кәлтүрүшкә урунуватқанлиқини, йәнә бир тәрәптин уйғурларни ассимилятсийә қилиш вә хитайлаштуруш нишаниға йәтмәкчи болуватқанлиқини билдүрди.
Асийә ханим сөһрәт закир тәкитләватқан “3 йилда 200 миң ешинча әмгәк күчини тәрбийиләп ишқа орунлаштуруш” пиланиниң хитай һөкүмитиниң давалғуш еғир болуватқан иқтисадини әслигә кәлтүрүшни нишан қиливатқанлиқини, шуниң билән бир вақитта йәнә хәлқараниң диққитини лагерларға қамалған уйғурлардин йирақлаштурушни көзләватқанлиқини тәкитлиди.