Муһаҗирәттики уйғур җамаити шөһрәт закирниң германийәдики қериндашлириниң қилмишини қаттиқ әйиблиди
2020.01.15
Дуняниң һәр йәрлиридики уйғурлар күчлүк инкас билдүрүп, уйғур аптоном райониниң рәиси шөһрәт закирниң германийәдики уруқ-туғқанлирини қаттиқ әйиблимәктә.
12-январ мюнхендики бир аммиви сорунда уйғур аптоном райониниң рәиси шөһрәт закирниң сиңлиси меһрибан закир д у қ рәиси долқун әйсаниң алдини тосуп: “сән шөһрәт закирни тилға алғучи болма, униң уруқ-туғқанлирини тилға алғучи болма, шөһрәт закирни хаин дегүчи болма, сән вәтәндики уруқ-туғқанлириңниң һаятини ойлап қой!” дәп тәһдит салған. Арқидин меһрибан закирниң ери ғалип закир шу сорунда долқун әйсани уруш үчүн алдиға етилип кәлгән, әмма сорундики җамаәт тәрипидин тосувелинған.
Долқун әйсаға қилинған бу һуҗум тоғрисидики хәвәр 13-январ күни әркин асия радийоси вә д у қ ниң тор сәһипилиридә елан қилинғандин кейин, муһаҗирәттики уйғур җамаити арисида зор ғулғула қозғиди. Көплигән кишиләр иҗтимаий таратқуларда күчлүк инкас билдүрүп, шөһрәт закирниң уруқ-туғқанлирини қаттиқ әйиблиди һәмдә уларға җиддий рәвиштә чарә көрүш тәләплиридә болушти.
Бу мунасивәт билән биз шөһрәт закирниң чәтәлдики биваситә туғқанлириниң хитай билән параллел мәйданда туруп д у қ ниң рәиси долқун әйсаға қилған һуҗуми тоғрисида һәрқайси әлләрдики бир қисим уйғурларниң көзқарашлирини игиләшкә тириштуқ.
Илишимизчә, қазақистандики уйғурларму бу вәқәдин қаттиқ ғәзәпләнгән. Алмутадики уйғур сиясий паалийәтчилиридин қәһриман ғоҗамбәрди әпәнди бу хусуста зияритимизни қобул қилғанда, “20 милйон уйғур хәлқиниң қатили санилидиған шөһрәт закирни қоғдимақчи болған һәрқандақ кишини қаттиқ әйибләйдиғанлиқи” ни билдүрди.
Норвегийәдики уйғур зиялийлиридин хәлчәм ханимму ипадә билдүрүп, “бу һуҗум муһаҗирәттики мустәқиллиқ һәрикитимизгә қилинған һуҗумдур, чәтәлләрдики хитай ғалчилириға зәрбә бериш-хитайға зәрбә бәргән билән баравәр,” дегәнләрни тилға алди.
Д у қ рәисигә қилинған бу һуҗумдин көп биарам болғанлиқини изһар қилған германийәниң стутгарт шәһиридики уйғур мөтивәрлиридин абдушүкүр һаҗим бу һәқтә тохталғанда уйғур җамаитини әҗдадлири тарихта өткүзгән хаталарни тәкрарлимаслиққа, өз рәһбәрлиригә игә чиқишқа чақирди.
12-январ мюнхенда йүз бәргән бу вәқә уйғурларниң күчлүк диққитини қозғапла қалмастин, бир қисим ғәрб мәтбуатлиридинму орун елишқа башлиди. 13-январ явропа иттипақиниң “явропалиқларниң мәнпәәти” намлиқ тор хәвәрлири бетидә “хитай һөкүмити дуня уйғур қурултийиға вәһимә вә тәһдит салмақта” сәрләвһилик хәвәр елан қилинди. Хәвәрдә д у қ вә униң рәиси долқун әйса әпәндиниң хитай һакимийитиниң зиянкәшлики билән хәлқарада һазирға қәдәр учрап кәлгән қийинчилиқлири, хитайниң түрлүк шәкилләрдики һуҗум вә тәһдитлири баян қилиниш билән биргә 12-январ мюнхенда йүз бәргән вәқәму тилға елинди.
Хәвәрдә шөһрәт закирниң бир туғқан қериндашлириниң долқун әйсаға қилған бу һуҗуми “èғир вәқә” дәп аталған һәмдә закирофлар җәмәтиниң долқун әйсадин шөһрәт закир өткүзүватқан инсанийәткә қарши җинайәтләрни әйибләшни тохтитишни тәләп қилғанлиқи, әкси тәқдирдә долқун әйсаниң шәрқий түркистандики уруқ-туғқанлириниң һаятиниң хәвпкә учрайдиғанлиқини ейтип тәһдит салғанлиқи тәпсилий йезилған.
Мәлум болғинидәк, ахирқи айлардин буян хитай һөкүмити “йәр шари вақит гезити” қатарлиқ һөкүмәт таратқулири арқилиқ д у қ вә униң рәисигә қарши һуҗумни күчәйткән, һәтта долқун әйсаниң һәдиси арзугүлни сөзлитип “апам-дадам қерилиқтин өз әҗили билән өлди. Лагерда өлмиди. . .” дегүзүп, долқун әйсани ялғанчиға чиқиришқа урунуп кәлгән. Һалбуки, долқун әйса әпәнди аписиниң 2 йил илгири лагерда қаза қилғанлиқини билгән болсиму, әмма 90 яшлиқ дадисиниң һаят яки өлгәнликидин һазирғичә һечқандақ мәлуматқа игә болмиған.
Долқун әйса әпәнди йеқинқи бирқанчә айдин буян хитайниң техиму күчлүк һуҗум нишаниға айланғандин кейин бәзи дөләтләрниң дипломатлири вә ахбарат хадимлири униң бихәтәрлик мәсилисигә көңүл бөлүшкә башлиған. Долқун әйса бу һәқтә тохталғанда һәрқандақ һуҗумға идийәви тәйярлиқта икәнликини әскәртти. У сөзидә шөһрәт закирниң германийәдики биваситә уруқ-туғқанлирини сотқа әрз қилип, германийә қануни бойичә уларни тегишлик җазаға тартиш һазирлиқида болуватқанлиқини тәкитлиди.