Җамаәт әрбаби абдуқадир япчан тоғрисида йеңи учурлар

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2016.10.04
abduqadir-yapchan-sozde.jpg Истанбулда яшаватқан җамаәт әрбаби абдуқадир япчан.
RFA/Arslan

12 Йил хитай түрмисигә қамалған 15 йилдин буян истанбулда яшаватқан җамаәт әрбаби абдуқадир япчан түркийә сақчи даирилири тәрипидин тутқун қилинип, бир айдин кейин 10-айниң 1-күни етибари билән йәнә 40 күнлүк назарәткә елинғанлиқи билдүрүлди.

Абдуқадир япчан дәсләпки қәдәмдә 8-айниң 30-күни истанбул сәфакөйдики өйидин сақчи даирилири тәрипидин тутқун қилинип сотқа елип чиққан иди. Аридин бир ай өткәндин кейин 9-айниң 28-күни җүмәдин кейин йәнә сақчилар тутуп кәткән вә сот даирилири қайтидин һөкүм чиқирип 40 күнлүк назарәткә елинғанлиқи билдүрүлгән. Абдуқадир япчан һазир истанбулниң малтәпәдики түрмидә назарәттә икән.

Бу һәқтә түркийәниң “йеңи шәпәқ”, “йеңи акит” қатарлиқ гезитләрдә “шәрқий түркистанлиқ лидер түрмидә”, дегән темида хәвәрләр елан қилинди. Униңдин башқа йәнә, т р т авази, дуня бултени, хәвәр7, уйғур тәтқиқат хәвәр тори, истиқлал тори қатарлиқ көплигән таратқу-гезитләрдиму кәң тарқитилди.

“йеңи шәпәқ” гезити 10-айниң 2-күни елан қилинған хәвәрдә, асаслиқи абдуқадир япчанниң 15 йилдин буян түркийәдә яшаватқанлиқи, наһәқ түрмигә қамалғанлиқи, түркийә дуняниң охшимиған җайлиридики уйғурларниң абдуқадир япчанни қутулдуруш үчүн һәрикәткә өткәнликини, хитайға қайтурулуш еһтималини көздә тутуп әндишә қиливатқанлиқи билдүрүлди.

“йеңи шәпәқ” гезитиниң хәвиридә йәнә, абдуқадир япчан түркийә һөкүмити тәрипидин тутулғандин кейин, анисиниңму хитай даирилири тәрипидин тутулғанлиқини билдүргән.

Хәвәрдә йәнә бу һәқтә дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси сийит тумтүрк вә шәрқий түркситан маарип вә һәмкарлиқ җәмийтиниң рәиси һидайәтуллаһ оғузханниң пикир-қарашлириға йәр берилгән.
Сейит тумтүрк әпәнди, абдулқадир япчан, хитайниң ялған давалириға асасән тутқун қилинғанлиқини билдүргән.

Сейит тумтүрк йәнә мундақ дегән: хитай түркийиниң қийин әһвалини козур қилип қоллиниватиду. Түркийә абдулқадир япчанни хитайға қайтуруп бәрмәйду. Бу қануни әмәс бир сиясий мәсилә дәп қараймән. Җумһур рәисимизгә ишинимиз. Униң мәйданини, мәзлумларниң йенида турғанлиқиға бир қанчә қетим шаһит болдуқ. япчан қериндишимизниң адил сотлинидиғанлиқиға, хитайниң пүтүн бесимлириға түркийиниң көксини кирип туралайду дәп қараймән. Түркийә пүтүн мәзлумларниң көз қарчуғидур.

Һидайәтуллаһ оғузхан хитайниң “шәрқий түркистан мәсилиси” ни начар қилип көрситишкә урунуватқанлиқини, уйғурларниң түркийәгә болған көз қарашлирини өзгәртишни мәқсәт қилидиғанлиқини ипадилиди.

Һидайәтуллаһ оғузханниң билдүрүшичә, җамаәт әрбаби абдуқадир япчан бу йил 58 яшқа киргән болуп, қәшқәрниң йеңишәһәр наһийисиниң япчан йезисида дуняға кәлгән. 16 яш вақтида тәшкилат қуруш вә әза болуш билән 6 йиллиқ түрмигә қамалған. 1990-Йили барин инқилаби йүз бәргәндә йәнә гуман билән тутулуп 3 йиллиқ қамақ җазасиға учриған. 1993-Йили түрмидин чиқип аридин 5 ай өткәндә қағилиқтики дини алим абдулһәким мәхсум вапат болғандин кейин йәнә қолға елинған вә 3 йиллиқ қамақ җазасиға учриған, 1996-йили җаза муддитини пүттүрүп түрмидин чиққандин кейин чәтәлгә чиқип кәткән. Абдуқадир япчан әпәнди 1996-йилидин буян дуняниң охшимиған җайлирини айлинип йүрүп шәрқий түркистан мәсилиси тоғрисида издәнгән 2001-йилидин буян түркийәниң истанбул шәһиридә олтурақлишип яшап келиватқан болуп, бу йәрдә асаслиқи, пикри җәһәттин яшларни вәтәнпәрвәрлик билән йетилдүрүш үчүн хизмәт ишләп кәлгән. Йиғин, мурасимларда нутуқ сөзләп яшларни вәтәнпәрвәрлик еңи билән йетилдүрүшкә тиришқан.

Түркийәниң сабиқ парламент әзаси профессор җалал әрбай 10-айниң 1-күни түркийә парламент мәҗлисигә берип, адаләт министири бәкир боздағ қатарлиқ бир қанчә министирлар билән айрим-айрим учришип абдулқадир япчан мәслисини сөзләшти вә бу тоғрида язған тәләп хетини өз қоли тапшурди.

Бу һәқтә шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәсмий тор сәһиписидә вә истиқлал телевизийиси хәвәрләр торида профессор җалал әрбайниң түркийә адаләт министири бәкри боздағқа сунған мәктупи елан қилинди.
Профессор доктор җалал әрбайниң, адаләт министири бәкир боздағқа җамаәт әрбаби абдуқадир япчан һәққидә тапшурған тәләп хәттә мундақ дейилгән: “һөрмәтлик министир!, 2002-йилидин буян иқамәт рухсәт кинишкиси билән истанбулдики һәмшәһәрлиримизниң һимайиси билән яшаватқан шәрқий түркистанлиқ абдуқадир япчан истанбул бакиркөй әдлийиси тәрипидин тутулди. Тутулғандин кейин хитайға тапшуруп бериш тоғрисидики параңлар тарқап шәрқий түркистанлиқ түркийә вәтәндашлиримизниң әндишә қилишиға вә қаттиқ қайғулинишиға сәвәб болуватиду. Абдуқадир япчан шәрқий түркистан түрклирини әһли сүнний вә һәнәфи мәзһипини асас қилиш вә бу мәзһәптә чиң туруш тоғрисида пикир чүшәнчә бериватқан бир юрт ақсақили вә билимлик киши болуштин сирт террорлуққа киридиған һеч қандақ бир һәрикәтни садир қилған әмәс. У кишини мән әң аз 10 йилдин буян тонуймән....”.
Профессор җалал әрбай, түркийә җумһурийити 23-нөвәтлик һөкүмәтниң парламент әзаси, адаләт комитети әзаси.

Бу мәктуп йәнә түркийә баш министири бинали йилдирим, ташқи ишлар вә ички ишлар министирлиқиғиму тапшурулғанлиқи билдүрүлди.

Биз бу һәқтә йәнә пикир-қарашлирини елиш үчүн мәркизи истанбулға җайлашқан қазақ түрклири тәлим-тәрбийә вә һәмкарлиқ җәмийитиниң пәхри рәиси яқуп җан билән сөһбәт елип бардуқ.

Яқуп җан абдуқадир япчанниң наһәқ тутулғанлиқини, униң һеч қандақ гунаһи йоқлуқини, абдуқадир япчанниң қоюп берилиши үчүн пүтүн тәшкилатлар ара топлишип әнқәрәгә баридиғанлиқини ипадилиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.