Абдувәли аюп: “түрмидин чиққинимда юртум аллиқачан үсти очуқ түрмигә айланған икән” (9)

Мухбиримиз қутлан
2016.11.24
abduweli-ayup.JPG Абдувәли аюп әпәндини әркин асия радиосиниң зияритини қобул қилмақта. 2016-Йили 7-январ, әнқәрә.
RFA/Erkin Tarim

Абдувәли аюпниң 2011-йили америкидики оқушини тамамлап вәтәнгә қайтиши вә хусусий мәктәп ечип, кризис ичидә туруватқан уйғур маарипи үчүн йеңи йол ачмақчи болғанлиқи өз хәлқиниң келәчики үчүн қайғуруватқан уйғур сәрхиллириға нисбәтән зор бир синақ болған иди.

Һалбуки, бу еғир синаққа тәвәккүл қилған абдувәли аюп узун өтмәйла даириләрниң тәқиб қилишиға учрап бир йерим йил түрмигә ташланған иди.

Абдувәли аюп 2014-йили 12-айниң ахири түрмидин чиққандин кейин ана юрти қәшқәргә қайтип келиду. Бир йилдин артуқ түрмә һаяти униңға һоқуқсизлиқ вә мәһкумлуқ қисмитигә дучар болған бир милләтниң өз тарихидики әң қараңғу күнлирини һес қилдуриду.

У, өзи қамаққа елинған бир йерим йил мабәйнидә пүткүл уйғурлар вәтининиң шундақла әзизанә қәшқәрниң тамамән башқичә бир вәһимилик кәйпиятқа чөмгәнликини, илгирики адәмләр миғилдап қайнам-ташқинлиққа чөмидиған қәшқәр кочилириниң сақчилар билән тәкшүрүш тосуқлириға толғанлиқини көриду.

Абдувәли аюп қоюп берилип, он нәччә күн өткәндә қәшқәрдики бир кимлик тәкшүрүш понкитида сақчиларниң тәқиб қилишиға учрайду. Униң кимлики тәкшүрүш машинисиға сүркилиши билән тәң сигнал берип, униң нуқтилиқ тәкшүрүлүш обйекти икәнликини әскәртиду. У сақчиға елип берилип, төмүр решаткилиқ қамақханиға солап қоюлиду. Бирқанчә саәттин кейин сақчи уни чақирип сорақ қилиду, әмма сақчилар униң түрмидә ятқанлиқ тарихидин башқа һечқандақ гуманлиқ нәрсә байқиялмайду. Шундақтиму, нөвәтчи сақчи уни сақчиханиниң һаҗәтханисини тазилап, чоткилап ююшқа буйруйду. Абдувәли сақчиға етираз билдүрүп, өзиниң һазир мәһбус әмәсликини, шуңа сақчиханиниң һаҗәтханисини тазилайдиған һечқандақ мәҗбурийитиниң йоқлуқини ейтип закунлишиду. Һалбуки, униң қаршилиқи сақчиниң зораванлиқи вә еғир дәриҗидики хорлуқи билән ахирлишиду.

Иккинчи қетим, у өзи инглиз тилидин дәрс өтүватқан курсқа кетиватқанда сақчиниң йолсизлиқиға учрап қаттиқ таяқ йәйду. Арқидин қәшқәр төшүк дәрваза сақчиханисиға елип берилип қамап қоюлиду. Бу йәрдә бир нәпәр хитай сақчиниң мәсхирә қилиши вә ғурурини дәпсәндә қилишиға учрайду. Ахирида аилисидикиләр бу иштин хәвәр тепип сақчиханиға келип уни елип чиқиду.

Бу иштин қаттиқ ғәзәпләнгән абдувәли қәшқәр вилайәтлик сиясий қанун комитети, җ. Х. Идариси вә алаһидә сақчи орунлириға берип, сақчиларниң зораванлиқи үстидин әрз қилиду. Һалбуки, өз ичидин тор болуп шәкилләнгән сақчилар һәр хил усуллар билән униңға тәһдит селип, уни ахирида әрзини қайтурувелишқа мәҗбур қилиду.

Наһәқ түрмидә йетип ахири қоюп берилгән болсиму, әмма аллиқачан “үсти очуқ түрмә” гә айланған қәшқәрдә абдувәли аюп баш тиққудәк панаһ җай, әркин нәпәс алғудәк бир бошлуқ тапалмайду.

Қандақ қилиш керәк? у өз вақтида хәлқи, юрти вә уйғур пәрзәнтлириниң ана тилидики маарипиға болған виҗданий мәсулийитиниң түрткисидә америкидин қайтип кәлгән иди. Әмдиликтә өзи туғулған ана юртида әркин бир нәпәс алғудәк имканийәтниң қалмиғанлиқини чоңқур һес қилмақта. Бундақ әһвалда у қайси йолға меңиши керәк?!..

Абдувәли аюпниң шәхсий кәчүрмишлиригә беғишланған мәзкур программиниң бүгүнки 9-қисмида униң түрмидин чиққандин кейин қәшқәрдә өткүзгән әң ахирқи риязәтлик күнлири өз еғизидин баян қилиниду.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.