Алмутада 5-феврал ғулҗа паҗиәси хатириләнди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2019.02.04
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
almutada-5-fewral-xatire-1.jpg

5-Феврал ғулҗа паҗиәсигә беғишланған хатириләш паалийитидин бир көрүнүш. 2019-Йил 3-феврал, алмута. RFA/Oyghan

almutada-5-fewral-xatire-2.jpg

5-Феврал ғулҗа паҗиәсигә беғишланған хатириләш паалийитидин бир көрүнүш. 2019-Йил 3-феврал, алмута. RFA/Oyghan

almutada-5-fewral-xatire-3.jpg

5-Феврал ғулҗа паҗиәсигә беғишланған хатириләш паалийитидин бир көрүнүш. 2019-Йил 3-феврал, алмута. RFA/Oyghan

almutada-5-fewral-xatire-4.jpg

5-Феврал ғулҗа паҗиәсигә беғишланған хатириләш паалийитидин бир көрүнүш. 2019-Йил 3-феврал, алмута. RFA/Oyghan

almutada-5-fewral-xatire-5.jpg

5-Феврал ғулҗа паҗиәсигә беғишланған хатириләш паалийитидин бир көрүнүш. 2019-Йил 3-феврал, алмута. RFA/Oyghan

3-Феврал күни алмута шәһириниң султанқорған мәһәллисигә орунлашқан “қорған” ресторанида 1997-йили 5-феврал күни ғулҗида йүз бәргән уйғур яшлириниң тинч намайишиниң оққа тутулуш вәқәсиниң 22 йиллиқиға беғишланған хатириләш мурасими болуп өтти. Мурасимни дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитети рәисиниң орунбасари әркин әхмәтоф вә қазақистан уйғур яшлири бирлики уюштурди. Униңға алмута шәһири вә наһийәләрниң юрт-җамаәтчилики, иҗтимаий бирләшмиләр вәкиллири, зиялийлар, яшлар болуп 500 гә йеқин адәм қатнашти. Мурасимға шундақла әзәр, башқурт, ноғай хәлқлириниң вәкиллириму иштирак қилди.

Хатириләш паалийитигә риясәтчилик қилған дуня уйғур қурултийиниң оттура асиядики диний ишлар бойичә мәсули сәдирдин аюпоф мурасимниң мәқситини чүшәндүрди.

Алди билән ғулҗа қанлиқ вәқәсидә һәмдә мустәқиллиқ, әркинлик, өзлириниң кишилик һоқуқлири үчүн қурбан болғанларға атап қуран тилавәт қилинди. Андин сөзгә чиққан қазақистан уйғур яшлири бирликиниң әзаси адиләм мәсүмҗан “5-феврал ғулҗа қанлиқ вәқәсиниң келип чиқиши вә униң ақивәтлири” темисида доклат қилди.

Дуня уйғур қурултийиниң мәслиһәтчиси, сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди диктатор хитай коммунистик һакимийитиниң уйғур елидә уйғур, қазақ, қирғиз қатарлиқ түрк-мусулман хәлқлиригә қаратқан бастуруш сияситиниң қурбанлирини хатириләш паалийитини уюштурған әркин әхмәтоф башлиқ яшларға өз миннәтдарлиқини билдүрди. Қәһриман ғоҗамбәрди дуня уйғур қурултийиниң паалийити вә уйғур вәзийити һәққидә тәпсилий тохталди.

Хатириләш мурасимида сөзгә чиққан әзәрләрниң “туран” қурултийиниң президенти мусейиб норузоф, алмута шәһәрлик әзәрбәйҗан мәдәнийәт мәркизиниң рәиси ғериб мәмәтоф, “агидел” башқурт мәдәнийәт мәркизиниң рәиси азамат рискелдин, алмута шәһәрлик ноғай мәдәнийәт мәркизиниң рәиси әнвәр қурманақайефлар уйғур хәлқиниң бүгүнки паҗиәлик тәқдиригә ечинип, өзлириниң һесдашлиқини билдүрди һәм уйғурларға яхшилиқлар тилиди.

Радийомиз зияритини қобул қилған “агидел” башқурт мәдәнийәт мәркизиниң рәиси азамат рискелдин әпәнди мундақ деди: “бу мурасимға тәклип қилинғанлиқтин униңға қатнишишни өзүмниң бурчи дәп қаридим. Йәнә мушу паалийәтни уюштурғучиларға өзүмниң рәһмитини ейтиш билән биргә бу паалийәтниң җумһурийитимизниң шәнигә дағ кәлмәйдиған бир һаләттә очуқ өткүзүлүватқанлиқини тәкитләймән һәмдә шәрқий түркистанда, йәни шинҗаң-уйғур аптоном районида йүз бериватқан адаләтсизликләргә қарши бу күрәшкә өзүмниң пикирдашлиқимни билдүримән. Түркистан бу пәқәт биз туруватқан оттура түркистанла әмәс, бу пәқәт җәнубий түркистан әмәс, бу һәм ғәрбий түркистандур. Бир нәччә миллий дөләтләргә бөлүнгинигә қаримай, буниң барлиқи биз үчүн чоң бир вәтән. Мән шәрқий түркистанда йүз бериватқан вәқәләрниң биваситә гуваһчиси болмисамму, әмма бу һәқтә ахбарат бизгә төмүр ишикләрдинму йетип келиватиду. Бу 20-әсирдин буян келиватқан йиғивелиш лагерлириниң садаси. Йиғивелиш лагерлири дегинимиз һеч қандақ бир шәхсий әркинликкә, аиливи һаятқа һоқуқ йоқ дегән сөздур!”.

Мурасимда йәнә йиғин қатнашқучилири үчүн мушу күндә норвегийәдә сәпәрдә болуватқан дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса вә германийәниң мюнхен шәһиридин дуня уйғур қурултийи рәисиниң орунбасари пәрһад йорунқаш әпәндиләр билән телевизийә сөһбити уюштурулди. Улар мурасим қатнашқучилириниң соаллириға җаваб бәрди.

Алмутада өткән хатириләш мурасимигә яшлар көпләп кәлгән болуп, улар мурасим қатнашқучилириниң 80 пирсәнтини тәшкил қилди. Алмута вилайитиниң әмгәкчиқазақ наһийәсигә қарашлиқ байсейит йезисидин кәлгән яшлар вәкили йефрат насироф зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: “нәзир дуня уйғур қурултийиниң рәһбәрлириниң тор арқилиқ қатнишиши билән өткүзүлди. Улар дуня уйғур қурултийи һәққидә омумий чүшәнчә бәрди. Униңда уйғур бәдили тоғрисида толуқ җаваблар берилди. Долқун әйса, пәрһад муһәммәд, қәһриман ғоҗамбәрди вә башқиму зиялийлиримизниң лексийәлиридин кейин мән алаһидә тәсиратта болдум. Бу мениң юртум, миллитим үчүн җанпида болушумға күч вә ғәйрәт әта қилди. Бу нәзиргә көплигән яшлар кәлди. Улар залға сиғмай кәтти.”

Алмута вилайити талғир наһийәсиниң бесағаш йезисидин кәлгән исмаил розийефниң ейтишичә, уйғур яшлири тәшкиллигән бу қетимқи хатириләш мурасими һәмдә униңға болупму яшларниң көпләп келиши көпчиликни қаттиқ тәврәндүргән. У қәһриман ғоҗамбәрдиниң наһайити һаяҗанлиқ иликидә вә җушқун кәйпият билән дуня уйғур қурултийиниң бүгүнки паалийити һәққидә тәпсилий мәлумат бәргәнликини оттуриға қоюп, мундақ деди: “дуня уйғур қурултийи рәһбәрлири билән залдикиләрниң уттур алақә арқилиқ соал-җаваб тәриқисидә өткән бу йиғин униң қатнашқучилири үчүн бир йеңилиқ болди. Вәтәндики қериндашлиримизниң тартиватқан азаб-оқубәтлири, есил сәрхиллиримизниң түрмиләргә қамилип, өлүватқанлиқи қазақистандики һәр бир уйғурниң йүрикини қан йиғлитип, немә қилсақ шу вәтәндашлиримизға ярдәм қилалаймиз дегән ойда болуватиду.”

Алмутада өткән хатириләш мурасимида шундақла сөзгә чиққан атақлиқ шаир абдуғопур қутлуқоф дуня уйғур қурултийиниң иш-паалийәтлирини қоллайдиғанлиқини, болупму яшларниң ишлиридин көп мәмнун болғанлиқини оттуриға қойди. Мурасимда сөзгә чиққан уйғур яшлири вәтән, ана юрт, әркинлик һәққидә шеирлар оқуди.

Игилишимизчә, қазақистан муһаҗирәттики уйғурлар әң көп олтурақлашқан мәмликәтләрниң бири болуп, нарәсмий мәлуматлар бойичә қазақистанда 500 миңдин көп уйғур яшайдикән. Қазақистанлиқ уйғурлар өзлириниң миллий мәктәплирини, өрп-адәтлирини, мәтбуатлирини, тиятирини сақлап қелиш бойичә һәр хил паалийәтләрни өткүзүштин ташқири йәнә уйғур елидә йүз бериватқан паҗиәләргә беғишланған хатириләш мурасимлириниму уюштуруп кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.