Уйғурлар дияридики “аманлиқ” тәдбирлири вә зорийиватқан вәһимә

Мухбиримиз әзиз
2017.11.15
amanliq-tedbirliri-we-uning-aqiwiti.jpg Уйғурлар дияридики аманлиқ тәдбирлири вә униң ақивити һәққидики мақалә. (Шу тор бәттин рәсимгә елинған)
Photo: RFA

“террорлуқ” вә “әсәбийлик” кә қарши туруш намида уйғурлар диярида җиддий кеңийиватқан “аманлиқ” тәдбирлириниң уйғурлар дияридики кишиләрниң әқәллий күндилик һаятиғиму “сиясий” лиқниң тамғисини бесиватқанлиқи кишиләрниң диққитини қозғашқа башлиди. Чәтәл мухбирлириниң әмәлий тәкшүрүш паалийәтлири асасида йезилған мәлуматлар болса бу әһвални охшаш болмиған нуқтилардин йорутмақта. “пул-муамилә вақти” гезитидә елан қилинған емилий фең имзасидики мақалә әнә шу хил язмиларниң бири һесаблиниду.

Тарихшунасларниң язмилирида қәйт қилинишичә, қәдимдин буян шәрқ билән ғәрб оттурисидики мәдәнийәт алақисидә көврүклүк ролини ойнап кәлгән “йипәк йоли” ниң уйғурлар дияридин өтидиған бөлики һәрқачан ташқи дуняға өзиниң һәммила саһәдә ечиветилгән алаһидилики билән тонулуп кәлгән. Һалбуки, бүгүнки күндә мәзкур районниң хитай һөкүмити иҗра қиливатқан қаттиқ қоллуқ “аманлиқ” тәдбирлири ичидә қатму-қат искәнҗидә типирлаватқанлиқи мәлум болушқа башлиди.

“пул-муамилә вақти” гезитиниң мухбири емилий фең өзиниң қәшқәрдә көргән вә аңлиғанлирини 13-ноябир күни мақалә шәклидә елан қилди. У мақалисидә хитай даирилири “террорлуқ тәһдитлириниң алдини елиш” дегән намда омумлаштуруватқан “аманлиқ” тәдбирлириниң бу җайдики хәлқниң турмушини қайси дәриҗидә паләч һаләткә чүшүрүп қойғанлиқини тәпсилий баян қилди.

Мақалида көрситилишичә, уйғурлар дияриға чен чуәнго партийә секретари болуп йөткилип кәлгәндин буян оттуриға чиққан әң зор өзгириш сақчилар қошуниниң шиддәт билән зорийиши һәмдә “аманлиқ” үчүн көзитиш аппаратлириниң көпләп орнитилиши болған. Мәлум болушичә уйғурлар дияриниң һәрқайси җайлирида бирнәччә йүз метирда бирдин селинған сақчи понкитлириниң сани 7300 дин ашқан, җай-җайларға орнитилған көзитиш аппаратлириниң сани болса һазир пүткүл әнглийә тәвәсидики көзитиш аппаратлириниң омуми саниниң йәттә һәссисигә йәткән. Австралийәдики латроб университетиниң профессори җеймис лейболд бу һәқтә зияритимизни қобул қилип бу һални уштумтут башланған, дейиштин көрә уни илгирики сиясәтләрниң давами дәп қарашниң бираз мәнтиқлиқ болидиғанлиқини көрсәтти. У бу һәқтә мундақ деди: “мениңчә бу сиясәтләр әмәлийәттә җаң чүншйән дәвридила башлинип болған, әмдиликтә болса чен чуәнгониң башламчилиқида техиму юқири пәллигә чиқмақта. Мениң бу йәрдә алаһидә тәкитлимәкчи болғиним бу сиясәтләрниң һазир изчил давам қиливатқанлиқидур. Мениңчә илгирики сиясәтләрни өзгиришкә йүз тутти дегәндин көрә уларни һазир техиму сиҗил давамлишиватиду, дейиш бираз ақиланирақ болса керәк. Чүнки һазирқи көплигән реаллиқ чен чуәнгониң бар зеһнини йиғип ‛аманлиқ‚ хизмитини пүткүл шинҗаң җәмийитидики әң рошән һадисигә айландуруватқанлиқини көрсәтмәктә.”

Уйғурлар диярида бирнәччә айлиқ нәқ мәйдан тәкшүрүши билән мәшғул болған америкалиқ доктурант дарен бәйлер бу һәқтә сөз қилип, “һазир җәнубий шинҗаң районидики контроллуқ тәдбирлириниң қаттиқлиқидин пүткүл районни үсти очуқ түрмигә айлинип қалғандәк һес қилисиз” дегән. Профессор җеймис лейболд бу һәқтә тохтилип, чен чуәнго уйғурлар диярида партийә секретари болғандин кейин пүтүн зеһнини “аманлиқ” қа қаратқанлиқини тәкитлиди. У бу һәқтә мундақ деди: “шундақ. Бу йәрдә мениң демәкчи болғиним худди сизниң хәвириңиз болғинидәк җаң чүншйән (2009-йилидики) үрүмчи вәқәсидин кейин оттуриға чиққан толиму малиманчилиқ бир вәзийәттә һоқуқни өткүзүвалған. Әмма у өзидин илгирики ваң лечуәнгә қариғанда юмшақрақ болған сиясәтләрни йолға қойди. Бу қаришимниң қайси дәриҗидә тоғра икәнликини һазирчә бир яққа қоюп турайли. Җаң чүншйән һоқуқни қолға алғандин кейин һеч болмиғанда иқтисадий тәрәққият билән муқимлиққа баравәр зеһин қойған, десәк хаталашмаймиз. Әмма чен чуәнго шинҗаңға партийә секретари болуп йөткилип кәлгән биринчи йилила ‛аманлиқ‚ни тәрәққиятниң үстигә қоювалди. У һә десила муқимлиқни тәкитләп ‛муқимлиқ һәммини бесип чүшиду‚ дегәнни алға сүрди. Сизниңму хәвириңиз болғинидәк бу йилниң бешида у (чен чуәнго) мушу мәқсәттә ғайәт зор көләмлик һәрбий парат вә қәсәм бериш паалийитини тәшкиллиди. Шуниң билән биргә торлашқан ‛хәлққә қулайлиқ сақчи понкити‚ системисини қуруп чиқти.”

Емилий феңни қәшқәрдики зиярәт җәрянида һәммидинму бәк һәйран қалдурған бир иш у учратқан уйғурлардин уруқ-туғқанлири тутқун қилинмиған бирму кишиниң болмаслиқи, җай-җайлардики намсиз “өгиниш мәркәзлири” дә бәкму көп сандики уйғурларниң йиғивелинғанлиқи болған. Қәшқәр шәһиридики мәлум “өгиниш мәркизи” дин бирнәччә күнниң алдида қоюп берилгән бир уйғур содигәр емилий феңға бу һәқтә сөз қилип, “һазир һөкүмәт кона мәктәпләрни, бош қалған ишхана биналирини сиясий өгиниш мәркәзлири қиливалди. У җайда бәк җиқ адәм йиғивелинған. Тамақ, ятақ, дәрс дегәнләрниң һәммиси шу җайниң өзидә болиду. Һечким сиртқа чиқалмайду” дегән. Профессор җеймис лейболд бу тоғрилиқ пикир қилип мундақ деди: “бу җәһәттә йеқинқи мәзгилләрдә оттуриға чиққан йәнә бир зор өзгириш (мениңчә сизниң буниңдин обданла хәвириңиз бар) мәҗбурлаш характеридики сиясий тәрбийәләш мәркәзлириниң кеңийиши вә сиясий тәрбийиниң әвҗ елишидур. Бу җәрянда чәтәлләрдики көплигән кишиләр әнә шундақ қилип мәҗбурий йосунда қайтип кәлди, шуниңдәк шинҗаңниң өзидә ашу хил мәркәзләргә йиғивелинған кишиләрни һөкүмәт ‛аманлиқ‚ үчүн йошурун тәһдит, дәп қарап кәлмәктә һәмдә у кишиләрниң радикаллишип кетишидин вайим йемәктә. Бу кишиләр ашу ‛сиясий өгиниш мәркәзлири‚ дә һечқандақ әйибләшсиз тутуп турулмақта. Уларниң қануний һәқлири бир яққа қайрип қоюлмақта. Уларниң қиливатқини немә, дәп сорисиңиз ашу мәркәзләргә йиғивелинған кишиләрниң меңисини ююш уларниң күндилик вәзиписи болуп қалмақта. Шуңа буларни иҗадийәт дегәндин көрә чен чуәнгониң тибәт районида синақтин өткән усуллирини шинҗаңда қайта иҗра қилиши десәк техиму тоғрирақ болиду.”

Мақалида аптор уйғурлар дияридики қаттиқ контроллуқниң арқа көрүнүши сүпитидә уйғурларниң йеңи туғулған балилириға өзлири халиған диний исимларни қоялмайдиғанлиқи, чәтәлгә чиқай десә паспорт алалмайдиғанлиқи, чәтәлгә чиқип кәткәнләрниң қайтип келишкә мәҗбурлиниватқанлиқи, бу хил йосунда мәҗбурий қайтип кәлгәнләрниң қолға елиниватқанлиқи қатарлиқларни баян қилиду. Шуниң билән биргә бу хил контроллуқниң һазир шәһәрләр арисидиму қаттиқ иҗра болидиғанлиқини тәкитләйду. У зиярәт қилған ясинҗан исимлик уйғур яш “һазир қәшқәрдин үрүмчигә баримиз десәк сақчиханидин йол хети алимиз. Бәзидә бу хәтни алғили болмайду” дәйду. Профессор җеймис лейболд бу хил контроллуқ һәққидә сөз болғанда һазир бәзи юқири пән-техника нәтиҗилириниң уйғурлар дияридики сиясий контроллуқниң васитисигә айлинип қалғанлиқини алаһидә тәкитләйду. У бу һәқтә мундақ деди: “у (чен чуәнго) йәнә һазирқи заман юқири пән-техникисини қоллинип ген әвришикиси йиғиш, машиниларға из қоғлиғуч орнитиш, чирай вә аваз тонуш техникисини омумлаштуруш, һәммила җайға бихәтәрлик көзитиш аппаратлирини орунлаштуруш қатарлиқ түрләргә пул хәҗләп, һәрқандақ малиманчилиқ амиллирини бөшүкидила уҗуқтуруветишкә тиришип кәлмәктә.”

Мақалә аптори қәшқәрдә һес қилған йәнә бир йеңилиқ һазир бу җайдики сода саһәсидә асасий амил болуватқан хитай содигәрлириниңму бу хил һәддидин зиядә қаттиқ контроллуқтин қахшаватқанлиқи болған. Мәлум болушичә, доқмуш-доқмушлардики тосуқларниң көплүкидин сиртқа содилиқ үчүн чиқидиған кишиләрниң сани азийип кәткән; дукандарлар болса дуканға метал тәкшүргүч аппарати вә көзитиш аппарати сетивелишқа, шуниңдәк аманлиқ хадимлири яллашқа буйрулған. Бу амиллар болса айлинип келип дукандарларниң тапавитигә еғир сәлбий тәсир көрсәткән. Гуаңдуң өлкисидин келип қәшқәрдә сода қиливатқан бир хитай содигәр бу һәқтә сөз қилип “һазир террорлуққа қарши тәдбирләр сәвәбидин һәммимизниң содиси касатлишиватиду. Мениңчә һазир қәшқәрдики хитайларниңму буниңға һечқанчә тақити қалмидиғу дәймән” дегән.

Мақалида көрситилишичә, қәшқәрдики қаттиқ контроллуқниң йәнә бир ипадиси йол-йоллардики сақчиларниң кишиләрниң янфонлирини тәкшүрүшидә әң рошән әкс етидикән. Мәлум болушичә, уйғурлар дияридики һәрқандақ янфонға һазир хитай даирилири йеқинда ишләп тарқатқан “тор тазилиғучи” намлиқ юмтални орнитиш шәрт икән. Емилий фең зиярәт қилған ялқун исимлик уйғур йигит бу һәқтә сөз қилип, “һазир һөкүмәт телефонимиздин һәммила нәрсини тапалайдиған болуп кәтти. Һәтта бирнәччә йил бурун қайси торбәтләрдин немиләрни излигәнликимизни, немиләрни юювәткәнликимизниму биливалиду. Мушу сәвәбтин тутулуп кәткән кишиләр бәк җиқ” дегән.

Әмма мақалә аптори бу җәһәттә байқиған бир қизиқарлиқ һадисә қәшқәрдики хитайларниң көпинчисидә икки янфон барлиқикән. Йоллардики телефон тәкшүрүш аваричиликидин қутулуш үчүн бу хитайлар адәттә сиртларға чиққанда һечқандақ әп орнитилмиған биринчи телефонни еливалидикән. “ватс әп”, “фейсбук” (йүздидар) вә башқа мәни қилинған әпләрни орнитивалған телефонлирини болса өйгә ташлап қойидикән һәмдә өйгә қайтип кәлгәндә ишлитидикән.
Мақалә апториниң баянлириға қариғанда нөвәттә уйғурлар дияридики қаттиқ контроллуқ уйғурлардин һалқип, қазақистанниң йешил картисини алған һәмдә “оралман” дәп атиливатқан хитай пуқралиқидики қазақларға йейилмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.