Көзәткүчиләр америка һөкүмитини хитайниң уйғурларни бастурушиға янтаяқ болуп қалмаслиқ һәққидә агаһландурди

Мухбиримиз ирадә
2014.08.26
qeshqer-saqchi-herbiy-uyghur-qarshiliq.jpg Коча чарлаватқан хитай қораллиқ күчлири. 2014-Йили 3-март, қәшқәр.
Imaginechina


Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, дуняда йеңидин йүкселиватқан күч болған хитай билән кона қудрәтлик дөләт америкиниң дипломатик мунасивәтлири йиллардин бери давалғуш ичидә илгирилиди. Обама тәхткә чиққандин кейин икки тәрәпниң иқтисадий һәмкарлиқлирини күчәйтиш һәмкарлиқлири күпийип, мунасивәтләрдә бир мәзгил илгириләш көрүлгән болсиму, бирақ америкиниң асия тенч окяндики мәвҗутлуқини күчәйтиш сиясити вә райондики хитайға хошна дөләтләр билән һәрбий һәмкарлиқлирини күчәйтиши вә шундақла хитайниң кишилик һоқуқ хатирисигә аит вәқәләр йәнила бу икки дөләт һәмкарлиқида соғуқчилиқларни кәлтүрүп чиқарди.

Америка һөкүмити өзиниң дипломатийисидә асиядики зор дөләт хитай билән иҗабий мунасивәт орнитишни, бу икки дөләтниң һәмкарлиқиниң дуня тинчлиқи үчүн вә дуняниң параванлиқи үчүн интайин муһимлиқини, шуңа америкиниң хитай билән иҗабий мунасивәт орнитишни халайдиғанлиқини тәкитләп кәлди. Шуңа америка хитай билән истратегийә вә иқтисад сөһбити, кишилик һоқуқ сөһбити вә башқа түрлүк дипломатик учришиш йоллири арқилиқ өз - ара чүшиниш вә һәмкарлиқни илгири сүрүшни нишан қилмақта.

Бирақ, бәзи көзәткүчиләр америкиниң хитай билән болған мунасивәтлирини тәңшәштә интайин сәзгүр болуши керәкликини, хитай билән яхши мунасивәт орнитимән дәпла униң депиға усул ойнап қалмаслиқи керәкликини әскәртмәктә. Уларниң қаришичә, хитай һөкүмити америкиниң хитай билән яхши мунасивәт орнитиш арзусини суйистимал қилип, америкиниң райондики шерик дөләтлири алдидики инавитигә тәсир йәткүзмәктә, тәңпуңсиз һәмкарлиқни һимайә қилмақта вә америкиниң диққитини бураш арқилиқ муһим мәсилиләрни бир чәткә қайрип қоймақта. Америкида чиқидиған “дөләт мәнпәәти” журнилида елан қилинған “америка хитайға яқ дейәләмду?” мавзулуқ мулаһизидә америка - хитай мунасивәтлиридә америка садир қиливатқан хаталиқлар оттуриға қоюлған болуп, бу, җәнубий деңизниң игилик һоқуқи күришигә қарита америкиниң позитсйиси, асия тинч окян райондики шерик дөләтлири билән болған мунасивити, хитай билән һәрбий саһәдики алақилири вә террорлуққа қарши һәмкарлиқ қатарлиқ саһәләрни өз ичигә алиду.

Мақалидики диққәт қозғайдиған бир нуқта, униң уйғурларға мунасивәтлик қисми болуп, мулаһизидә америка хитай билән террорлуққа қарши күрәштә һәмкарлашқанда хитай һөкүмитиниң уйғурларниң кишилик һоқуқ һәрикәтлирини бастурушиға янтаяқ болуп қалмаслиқ һәққидә агаһландурулған. Униңда мундақ дейилгән :

- Америка хитай билән һәмкарлашқанда башқа дөләтләр билән болған мунасивитини бузувелиштин яки өзиниң инавитини чүшүривелиштин еһтият қилиши керәк. 2014 - Йили америка - хитай террорлуққа қарши туруш сөһбити америкиниң хитай билән иҗабий мунасивәт орнитиш үчүн атқан қәдәмлириниң бири. Бирақ, хитай һөкүмитиниң уйғур елида “террорлуқ” қа қарши күрәш дәп туруп йүргүзүватқан қаттиқ қоллуқ сиясити - мәсилән, йеқинда хитайниң 59 “террор гумандари” ни етип өлтүрүши вә 215 адәмни қолға елиштәк һәрикәтлири хәлқаралиқ кишилик һоқуқ актиплириниң вә кишилик һоқуқ органлириниң қаттиқ наразилиқини қозғиған. Шуңа хитай билән террорлуққа қарши күрәш сөһбитигә олтуруш вә сөһбәтниң ечилиш нутқини дөләт ишлири министирлиқиниң кишилик һоқуқ вә җамаәт бихәтәрликигә мәсул муавин министири сара сивални қилғузуш арқилиқ америка шүбһисизки, хитайниң уйғурларға тутқан муамилисигә йешил чирақ йеқип бәргәндәк тәср берип қойиду.

Дәрвәқә бу йил 7 - айниң 15 - күни, вашингтонда өткүзүлгән “америка - хитай террорлуққа қарши туруш сөһбити” дә хитай тәрәп америкидин өзиниң “шәрқий түркистан күчлири” ни бастурушини қоллиши вә чүшинишини тәләп қилғанлиқи ашкариланған иди. Әйни чағда елан қилинған хәвәрләрдин қариғанда, сөһбәттә хитай шәрқий түркистан ислам һәрикитиниң “террорлуқ” тәшкилат икәнликини тәкитләп, өзиниң һазир уйғур елида елип бериватқан қаттиқ бастуруш һәрикәтлирини ақлиған. Улар шундақла америкини террорлуқ мәсилисидә “икки хил өлчәм” қолланмаслиққа чақирип, хитайниң аталмиш “шәрқий түркистан террорчилириға зәрбә бериш һәрикитини қоллаш” қа чақирған. Бирақ хәвәрләрдә, америкиниң сөһбәт җәрянида хитайниң бу тәлипигә қандақ җаваб бәргәнлики ениқ тилға елинмиған иди. “дөләт мәнпәәти” журнилида елан қилинған мулаһизидә бу һәқтә юқиридики сөһбәтниң әслидә хитайни террорлуққа қарши күрәштә қоллиниватқан қаттиқ қоллуқ һәрикәтлирини пәсәйтишкә чақиридиған яхши пурсәт икәнлики, америкиниң хитай билән бу саһәдики һәмкарлиқини униң хитайниң һазирқи һәрикәтлирини қоллайдиғанлиқиниң ипадиси, дәп қарилип қелишиниң алдини елиши керәкликини әскәртип, чүнки америка илгири бундақ бир хаталиқни садир қилди, дегән. Мулаһизидә йәнә мундақ дейилгән :

- 2001 - Йили 11 - синтәбир вәқәси йүз бәргәндин кейин, хитай һөкүмити америкиниң террорлуққа қарши уруштики аҗизлиқидин пайдилинип туруп, өзиниң ичидики миллий вә диний мәсилисини “террорлуқ” мәсилиси дәп елан қиливалди. Нәтиҗидә, буниң билән 2002 - йили шәрқий түркистан ислам һәрикити террорлуқ тәшкилати дәп елан қилинип, хитайниң қаттиқ қоллуқ сиясәтлирини бималал йүргүзүшигә пурсәт яритип бәрди. Бирақ, бир қанчә йилдин кейин америка гәрчә шәрқий түркистан ислам һәрикитини өзиниң террор тизимликидин өчүрүвәткән болсиму вә хитайниң уйғурларға тутқан муамилисини тәнқид қилған болсиму, бирақ хитайниң аталмиш террорлуқни бастуруш һәрикити өзгәрмиди.

Мулаһизидә, америкиниң мушуниңға охшаш хаталиқлириниң америкиға охшаш кишилик һоқуқ вә диний әркинликниң һимайичиси, демократийә вә қанун иҗра қилғучи, дәп қарилидиған бир дөләтниң етибариға интайин чоң зиян беридиғанлиқи әскәртилгән. Америка уйғур бирләшмиси рәиси алим сейитоф әпәнди хитай һөкүмитиниң террорчи дәп бастуруватқанлириниң әмәлийәттә уйғур хәлқи икәнликини әскәртти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.