Уйғур паалийәтчилири америкини хитайниң террорлуққа қарши һәмкарлиқни суйиистемал қилишидин агаһ болушқа чақирди
2016.09.08
Обама билән ши җинпиңниң хаңҗудики учришишида икки тәрәп ортақ пикир һасил қилған әң диққәт қиларлиқ нуқтиларниң бири, икки әлниң террорлуққа қарши һәмкарлиқни күчәйтиш қарариға келишидур.
Шинхуа агентлиқиниң илгири сүрүшичә, икки тәрәп учришишида “хитай, америкиниң шәрқий түркистан ислам һәрикитини 13224-номурлуқ президент буйруқиға асасән террорлуқ тәшкилатлар тизимликигә киргүзгәнлики, б д т 1277-комитетиниң террорлуқ тәшкилатлар тизимликигә киргүзүшни қоллиғанлиқиға рәһмәт ейтқан.”
Америка һөкүмити вә б д т ниң 1267-комитети 2002-йили ш т и һ ни террорлуқ тәшкилатлар тизимликигә киргүзгән. Әмма кейинки йилларда у тизимликтин чүшүп қалған иди. Хитайниң бу қетим америкиниң 2002-йилдики қарариға рәһмәт ейтқанлиқи яки униң ш т и һ ни тәкрар тизимликкә киргүзүшни қобул қилғанлиқиға рәһмәт ейтқанлиқи мәлум әмәс. Америка һөкүмити һазирға қәдәр хитайниң мәзкур хәвиригә ипадә билдүрүп бақмиди.
Әмма, америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән, әгәр америка вә б д т шәрқи түркистан ислам һәрикитини террорлуқ тәшкилатлар тизимликигә киргүзсә, хитай буни қанунлуқ уйғур тәшкилатлириниң паалийитигә тосқунлуқ қилиш үчүн қоллинидиғанлиқини илгири сүрди.
Илшат һәсән мундақ дәйду: “хитай 2001-йилдики сентәбир вәқәсидин кейин, уйғурларға мушу террорлуқ қалпақни кийдүрүп, уларни кәң көләмдә бастуруватиду. Бу асасән вәтән ичидә болди. Әмма, хәлқара сәһнидә уйғур мәсилисини көтүрүп чиқиватқан хәлқара тәшкилатларға бесим боламду, дегәндә, бәлким әгәр америка киргүзсә, б д т өзиниң тизимликигә киргүзсә, тосалғулар болиду. Хитай буни суйиистемал қилип, һәр бир дөләт билән болған сода-сетиқлирида мушуни шәрт қилип, бәзи дөләтләрни үндәккә кәлтүриду. Шуниң билән бизниң тәшкилатлиримизниң нормал паалийәтлиригә азрақ тосалғулар болиду. Шуниң үчүн биз )америкиниң( мушуларда наһайити һошяр болушини тәләп қилимиз. Әлвәттә бу чоң әндишә, чүнки биз көп қурбан болуватимиз.”
Лекин илшат һәсән йәнә, ш т и һ америкиниң террорлуқ тәшкилатлар тизимликигә киргүзүлсиму, униң хәлқара уйғур кишилик паалийәтлиригә тутқан позитсийәсидә өзгириш болмайду, дәп қарайдиғанлиқини көрсәтти.
Илшат һәсән: “у тәшкилатни киргүзүш, униң уйғурларға болған омуми җәһәттики сияситидә һечқандақ өзгириш болмайду. Америка йәнә хитайниң кишилик һоқуқ, диний әркинлик мәсилилиридә уйғурларға ишлитиватқан ишғалийәт сияситини охшашла әйибләйду.
Униңдин кейин хәлқара сәһнидә уйғурларниң авазини йәткүзүватқан д у қ, а у б қатарлиқ тәшкилатларға болған қоллишини һечқачан кемәйткини йоқ яки арқиға чекингини йоқ. Бурун қандақ қоллап келиватқан болса, шундақ қоллаватиду. Чүнки, бу уйғур хәлқиниң һәққаний һоқуқи вә тәлипи, булар америкиниң дөләт қурулушидики қиммәт қариши билән бирдәкликкә игә” деди.
Америка һөкүмити ш т и һ ни 2002-йили террорлуқ тизимликигә киргүзгән болсиму, әмма у 2004-йили мәзкур тәшкилатниң “тәшкиллик һуҗумларни елип бериш иқтидари йоқ” дегән сәвәб билән тизимликтин чиқарған.
Әмма хитай һөкүмити, мәзкур тәшкилат хитайда нурғун террорлуқ һуҗумларни пиланлиған вә елип барған, дегән қарашни изчил тәкитләп кәлгән иди.
Бәзи анализчиларниң қаришичә, америкиниң бу қарари сүрийәдики уйғур қораллиқ ғазатчилар вә хитайниң сүрийәгә һәрбий ярдәм бериш пилани билән мунасивәтлик болуши мумкин.
Канадада турушлуқ мустәқил анализчи мәмәт тохти мундақ дәйду: “америкиниң ш т и һ ни террорлуқ тәшкилатлар тизимликигә елиш мәсилиси бир аз йеңилиқ. Бу шу җәһәттин йеңилиқ, йеқинқи бир қанчә һәптиләрдә мушу америкиниң ирақ-шам ислам дөлити террорлуқ тәшкилатиға нисбәтән хәлқара бирләшмә күч тәшкилләш һәққидә елип барған паалийәтлири давам қиливатиду. Әмди хитайму сүрийәгә 5 миңдәк әскәр әвәтиш вә айропиланлирини йөткәш ишлирида қәдәм бесиватиду.
Мушундақ бир әһвалда, хитайниң әскири һәмкарлиқини қолға кәлтүрүш нуқтисидин америка бәлким ш т и һ ни қайтидин террорлуқ тизимликигә киргүзүш арқилиқ хитайниң бу җәһәттики қоллишини қолға кәлтүрүшни ойлашқан болса керәк.”
Әмма мәмәт тохти йәнә, хитайниң ш т и һ террорлуқ тизимликигә киргүзүшни изчил оттуриға қоюшидики сәвәбләрни тәһлил қилип, “өзиниң уйғурларни давамлиқ бастурушиға қануни рәсмийәт қазандуруш” дәп көрсәтти.
Мәмәт тохти мундақ дәйду: “бәлгилик сандики уйғурларниң у йәрдә барлиқи ениқ. Бу уйғурларниң қолида қорал тутуватқанлиқи ениқ. Уларниң бәлгилик уруш тәҗрибиси вә уруш техникисиға еришидиғанлиқи буму ениқ. Шундақ болғачқа бу, уйғурларниң бир күни хитайға чоң баш ағриқи болидиғанлиқини хитайлар узундин буян дәватиду. Шуңа, ш т и һ ни америкиниң тизимликигә қайта киргүзүшни оттуриға етиши, мениңчә буниңдин кейинки бастуруш һәрикәтлирини йәнә мушу ш т и һ, дегән сивәткә қачилап елип бериштур. Америкиға нисбәтән сән террорчи, дәп қобул қилған мушу тәшкилатниң әзалириға зәрбә бериватимән, дәп, уйғурларға қарши елип барған һәрикитини бир қануни вә һәққаний рәсмийитигә игә қилиш. Йәнә бир тәрәптин америка қатарлиқ ғәрб дөләтлириниң әтә-өгүн хитай елип барған бу һәрикәтләргә нисбәтән оттуриға чиқидиған қаршилиқини һазирдин башлап бир тәрәп қилиштур.”
Хитай шинхуа агентлиқиниң хәвиридә қәйт қилишичә, икки тәрәп мәзкур мәсилидә йәнә террорлуққа қарши учур алмаштуруш, террорчиларниң тордики паалийити вә чегра атлап һәрикәт қилишиға қарши туруш, террорчиларға иқтисади ярдәмни тохтитиш, радикаллишишниң алдини елиш қатарлиқ саһәләрдә әмәлий һәмкарлиқ елип баридиғанлиқини билдүргән.