Уйғур дияридики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики америка-хитай сода мунасивити вә хәвпсизлик сөһбитидә тилға елинди
2018.11.12
Хитайниң уйғур дияридики уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләргә йүргүзүватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичилики вә башқа сиясий бастурушлири хәлқарада илгирики йилларға қариғанда көпләп инкасларни қозғимақта.
Нәччә күн аввал б д т да ечилған хитайниң 2018-йиллиқ кишилик һоқуқ вәзийитигә қарап чиқиш йиғини мәзгилидә, хитай даирилири өзиниң кишилик һоқуқ “әвзәл” ликлири һәққидә лап урған шундақла хитай һөкүмәт таратқулирида өзлирини махтап “биз тонуштурған кишилик һоқуқ вәзийити һәққидики пикирлиримиз хәлқара җәмийәтниң қизғин қоллишиға еришти” дәп тәшвиқ қилған болсиму, әмма аридин узақ өтмәйла хәлқара таратқуларда хитайниң бу қилмишиға рәддийә берилгән инкаслар вә мақалиләр елан қилинған иди.
Мушу қатарда америка ташқи ишлар министирлиқида ечилған америка-хитай сода мунасивити вә хәвпсизлик сөһбитидә уйғурлар мәсилисини алаһидә тилға елинған. Мәзкур сөһбәт 9-ноябир күни ечилған болуп, сөһбәткә америка ташқи ишлар министири майк помпийо, дөләт мудапиә министири җим мәттис вә хитай компартийәси мәркизи комитети ташқи ишлар ишханисиниң мудири яң җйечи, дөләт мудапиә министири вей феңхелар қатнашқан. Сөһбәттә икки дөләт әмәлдарлири оттурисида дипломатийә вә дөләт хәвпсизлики мәсилилири бойичә диялоглар елип берилған.
Мәзкур сөһбәттә әң аввал америка-хитай мунасивәтлири темиси тилға елинған. Буниңда америка тәрәп америка президенти трампниң икки дөләт арисидики иҗабий вә әмәлий нәтиҗини асас қилидиған көз-қаришини тәкитләп, бу хил мунасивәтниң адиллиқ вә өз-ара мәнпәәт йәткүзүшни асас қилиш тәшәббусини оттуриға қойған. Бу тәшәббусқа икки тәрәп бирдәк икки дөләт арисидики пәрқләрни азайтип, ортақ нишан үчүн бирлишишни тәкитлигән.
Униңдин башқа йәнә җәнубий деңиз мәсилисиму оттуриға қоюлған. Бу нуқтида америка вә хитай тәрәп хәлқара қанунға асасән җәнубий деңиз райониниң тинчлиқиға капаләтлик қилишқа, талаш-тартишларни тинчлиқ билән һәл қилип, җәнубий деңиз районида әркин қатнашқа капаләтлик қилишқа вәдиләшкән. Америка ташқи ишлар министири майк помпийо мунуларни тәкитлигән: “биз хитайниң җәнубий деңиз районидики һәрбий һәрикитигә диққәт қилимиз вә хитайниң бу районға қарита бәргән бурунқи вәдисигә әмәл қилишини үмид қилимиз.”
Сөһбәттики муһим темиларниң бири уйғурларниң тилға елиниши болған. Майк помпийо бу мәсилини алаһидә оттуриға қойған болуп, буниңда америка һөкүмитиниң хитайниң хәлқара қанунда бәлгиләнгән мәсулийитини яхши ада қилмиғанлиқини, кишилик һоқуқ вә диний әркинлик җәһәттә бәргән вәдилиригә әмәл қилмиғанлиқини әскәртип өткән. Униңдин башқа йәнә хитайниң уйғур дияридики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики мәсилисиниму алаһидә тәкитлигән.
У мундақ дегән: “америка һөкүмити вә хәлқаралиқ тәшкилатлар хитайниң дөләт ичидики христиан, буддист вә 800 миңдин бир милйонғичә болған мусулманларниң диний әркинликиниң дәпсәндә болуш мәсилисигә һәр вақит диққәт қилип туриду.”
Өткән һәптә германийә парламентида хитайниң уйғурларға қаратқан һәддидин ашқан бастуруш сияситини тохтитиш һәққидә баянат елан қилинди. Униңдин бурун әнглийә парламент әзаси әлстәйр кармишәл әнглийә ташқи ишлар министири җеремий хантқа уйғур дияридики “қайта тәрбийә лагерлири” ни әйибләп хәт язған иди. Шуниңға әгишип австралийә ташқи ишлар министири хитайда елип барған зиярити давамида җаза лагерлири һәққидики әндишисиниму оттуриға қойған иди.
Көзәткүчиләрниң баянлиридин мәлум болушичә, америка башчилиқида нурғун дөләтләр уйғурларниң нөвәттики вәзийитини хәлқара сәһниләргә елип чиқип, бу мәсилиниң пүтүн дуняниң диққәт етибарини тартидиған бир мәсилигә айлиниши үчүн күч чиқармақтикән. Ундақта, муһаҗирәттики уйғур җамаити бу мәсилидә қандақ тиришчанлиқларни көрситиш керәк? дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң рәиси өмәр қанат әпәнди бу һәқтә тохтилип, мундақ деди: “һазир муһаҗирәттики уйғурлар өзиниң баштин кәчүргән күлпәтлирини очуқ-ашкара сөзләп, хәлқара җәмийәткә аңлитишқа башлиди. Мениңчә, тәшкилатларниң йүз еғиз сөзлигинидин шу шараитни өз-көзи билән көргән шаһитларниң бир еғиз гуваһлиқи чоң тәсир қозғайду. Шуңа муһаҗирәттики уйғурлар өзи туруватқан дөләтләрдики һөкүмәтләр, сиясәтчиләр, парламент әзалири вә хәлқара тәшкилатларға мураҗиәт қилишни давамлаштуруши керәк.”