Муһаҗирәттики уйғур сәрхиллири хитайниң ақ ташлиқ китабиға қарши инкас қайтурди (2)

Мухбиримиз меһрибан
2018.11.19
xitay-qoralliq-kuch-manewir.jpg Хитай қораллиқ күчлириниң һәрбий маневир өткүзүватқан көрүнүши. 2017-Йили 8-июл, қумул.
Reuters

Хитай дөләт ишлири мәһкимисиниң ахбарат ишханиси тәрипидин елан қилинған “шинҗаңдики мәдәнийәтләрниң қоғдилиши вә тәрәққияти” намлиқ ақ ташлиқ китабта “уйғур аптоном районидики барлиқ милләтләрниң мәдәнийити җуңхуа мәдәнийитиниң бир қисми” икәнлики вә уларниң яхши қоғдилип тәрәққий қилдурулуватқанлиқини тәкитләнгән.

Хитайниң мәзкур ақ ташлиқ китаби уйғурлар диний етиқади вә мәдәнийәт кимлики сәвәблик қаттиқ бастурулушқа учрап, милйонларчә киши җаза лагерлириға қамалған, коммунизм идийәси билән аталмиш җуңхуа мәдәнийити уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләргә мәҗбурий теңиливатқан, хәлқара җәмийәт бу һәқтә хитайға бесим ишлитиватқан бир шараитта елан қилинди.

Америкида олтурушлуқ йипәк йоли мәдәнийәт тәтқиқатчиси доктор қаһар барат әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, хитай һөкүмитиниң мәзкур ақ ташлиқ китабни елан қилиш арқилиқ өзиниң уйғур дияридики милләтләр сияситини пәрдазлап көрситишкә урунуватқанлиқини илгири сүрди.

Ақ ташлиқ китабниң “районда дин вә мәдәнийәт һөрмәтләнди вә қоғдалди” дегән 3-бөлүмидә “шинҗаңниң тарихтин буян көп хил дин вә мәдәнийәтләр ортақ мәвҗут болуп кәлгәнликидәк алаһидиликигә асасән райондики пуқраларниң көп хил диний етиқади вә мәдәнийәт алаһидилики қоғдалди. Һәр қайси милләтләрниң тил-йезиқида ислам дини, будда дини вә христиан диниға аит китаблар нәшр қилинди. Һәр милләт етиқадчи аммисиниң диний еһтияҗи қандурулди” дейилгән. Қаһар барат әпәнди бу баянларға инкас қайтуруп, “булар хитай компартийәсиниң узундин буян районда давамлаштуруп кәлгән ялғанчилиқ тәшвиқати, халас” деди.

Қаһар барат әпәнди 1980-йилларда муһәммәд салиһ тәрипидин уйғур тилиға тәрҗимә қилинип нәшр қилинған “қуран кәрим” ниң кейинки йилларда хитай компартийәсиниң сиясий хаһиши бойичә өзгәртилип вә қайта сиясий сензордин өткүзүлүп нәшр қилинғанлиқини әскәртип өтти.

Қаһар барат әпәнди йәнә бүгүнки ши җиңпиң дәвридә уйғур диярида “қуран кәрим” гә охшаш муқәддәс диний китабларниң көйдүрүлүп, уни тәрҗимә қилған муһәммәд салиһ дамолламға охшаш диний өлималарниң тутқун қилинип лагерларға вә түрмиләргә қамалғанлиқини, һәтта уларниң лагерларда паҗиәлик өлтүрүлүштәк қисмәтләргә йолуққанлиқини тәкитлиди.

Қаһар барат әпәнди мәзкур ақ ташлиқ китабниң қәшқәрдики һейтгаһ җамәсидәк тарихий мәсчитләрниң яхши қоғдилип келиватқанлиқи һәққидики лаплар билән толғанлиқини, бу баянларниң пүтүнләй ялғанчилиқ икәнликини билдүрди.

У ахирида хитай компартийәси бу земинда өз һөкүмранлиқини тиклигәндин буян райондики ислам диниға етиқад қилидиған йәрлик мусулманларниң мәсчит- җамәлирини чеқип вәйран қилип кәлгәнликини, һәтта бүгүнки күндиму мәсчитләргә кирип намаз оқуған мусулманларниң лагерларға қамиливатқанлиқини, мәсчитләр чеқилип орни хитай тиҗарәтчилиригә берилгәнликини, бәзилириниң кийим тикидиған карханиларға, бәзилириниң болса һәтта көңүл ечиш сорунлириға айландурулғанлиқини баян қилип өтти.

Муһаҗирәттики уйғур көзәткүчиләрдин америка аләм қатниши идарисиниң алий инженери, доктор әркин сидиқ әпәндиму пикир баян қилип, “аталмиш ақ ташлиқ китабтики мәзмунлар уйғур районидики нөвәттики вәзийәтниң пүтүнләй тәтүри,” деди.

Әркин сидиқ әпәнди хитай даирилириниң хәлқара җамаәткә һесаб бериш йүзисидинла “уйғур қатарлиқ райондики йәрлик хәлқләрниң миллий мәдәнийити қоғдиливатиду” дегәндәк ялған тәшвиқатларни елип бериватқанлиқини илгири сүрди. У “хитайниң бу хил ялған тәшвиқатлири мәйли хитай ичидә болсун яки хәлқарада болсун, һечкимни алдиялмайду,” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.