“асасий қатламға чүшүрүп чениқтуруш” кадирларғиму еғир бесим болмақта

Мухбиримиз гүлчеһрә
2014.03.05
asasiy-qatlam-xizmet-guruppisi.jpg Уйғур аптоном районлуқ идарә-органлардин, 5826 қетимлиқ пойизға олтуруп, хотәнгә асасий қатлам хизмити үчүн кетиватқан хизмәтчиләр. 2014-Йили 3-март, үрүмчи.
www.gov.cn

Хитай һөкүмити уйғур елида бу йилдин башлап 3 йилға қәдәр, аптоном районға биваситә қарашлиқ тармақлар, орунлар вә мәркәзниң уйғур аптоном районда турушлуқ орунлиридин җәмий 200 миң кадир вә хадимни “әл райини игиләш, хәлқ турмушиға етибар бериш, авам көңлини муҗәссәмләш” паалийити намида асасий қатламларға әвәтилидиғанлиқини елан қилип, тунҗи түркүмдә 70 миңға йеқин кадир асасий қатламға әвәтишкә башлиди.

Асасий қатламларға чүшидиған хизмәт гуруппилириниң асасий қатламдики вәзиписи 6 айдин бир йилға қәдәр болуп, гәрчә даириләр бу хил вәзипигә кадирларниң ихтияри һалда тизимға елиниватқанлиқини тәшвиқ қиливатқан болсиму, бу хил кәң көләмлик асасий қатламға чүшүрүш вәзиписи туюқсиз вә буйруқ билән иҗра қилиниватқан икән, инкаслардин даириләрниң кадирларни асасий қатламға чүшүрүш сияситиниң нурғун кишиләргә вә уларниң аилилиригиму зор бесим, хатирҗәмсизлик вә турмуш қолайсизлиқлирини яритиватқанлиқи мәлум. Мухбиримиз гүлчеһрәниң бу һәқтә тәйярлиған программиси диққитиңларда болсун.

Уйғур аптоном районлуқ парткомниң “ислаһат йеңилиқ яритишни чоңқурлаштуруп, күчни муҗәссәмләп әбәди әминликни сақлаш” йүрүшлүк паалийитиниң бири сүпитидә аптоном районға биваситә қарашлиқ органларниң тунҗи түркүмдики 70 миң кадирни асасий қатламға әвәтиш 5-марттин бурун әмәлийлишип болиду.

Хитай даирилири бу нөвәт асасий қатламға тәрбийиләшкә чүшүргән кадирларға асасий қатламларда“...Киши қәлбини иллитидиған ишларни көпрәк қилиш,заманиви мәдәнийәткә башламчи болушни гәвдиләндүрүп, дин билән инақ өтүшни илгири сүрүш,түрлүк муқимлиқни сақлаш тәдбирлириниң әмәлийлишишини чиң тутуп әбәди әмин өтүшниң асасини пухтилаш...” дегәнләрни асаслиқ хизмәт вәзиписи қилип йүклиди.

Хитай даирилири асасий қатламға хизмәт гурупписи әвәтиштики мәқсәт “орган кадирлирини чениқтуруш, муқимлиқни сақлап, һөкүмәтниң рошән көзи болуш ролини җари қилдуруш” дәп тәкитлимәктә.

Аптоном районлуқ мәлум органдин хотәнниң мәлум йезисиға чүшкән исмини ашкарилашни халимиған бир кадирниң мәлумат беришичә, һәр дәриҗилик хизмәт гуруппилири хизмәт нуқтилирида зиярәткә бериш, сөһбәтлишиш, әмәлий тәкшүрүш қатарлиқ шәкилләр арқилиқ деһқанларға сиясәтни тәшвиқ қилип, мәсулийәт районини тәшәббускарлиқ билән тонувелиш, нуқтини көтирә елишни бөләк (коча) ләргичә әмәлийләштүрүшни ишқа ашуруп, аилиләргичә алақилишиш тори бәрпа қилидикән. Кадирларни тәрбийиләш курсида, асасий қатламға чүшкән кадирлар деһқанларниң аилисигә вә етиз-ериқ бойлириға берип, көтирә алған бөләктики аһалиниң асасий әһвали, кирим мәнбәси, иҗтимаий паалийити, шундақла иҗтимаий әһвали билән тонушуп, йезилардики зиддийәт, маҗиралар бойичә “қизиқ нуқта, қийин нуқта” мәсилилирини игиләш, әл райи учур дәптири тутуп, муқимлиқни сақлаш йошурун хәвпи, бихәтәрлик бойичә йошурун хәвп, бих характерлик вәқә қатарлиқ түрлүк зиддийәтләрни һәр һәптидә кәнттә турушлуқ хизмәт гурупписи, кәнт вә йеза-базарларға инкас қилип, асасий қатлам тәшкилатлириниң өз тәвәликидики әһвалларни игиләш вә тизгинләш иқтидарини өстүрүштәк хизмәт тактикилири бойичә тәрбийиләнгән.

Бу кадир гәрчә балиси техи яшқа тошмиған болсиму, аилисини ташлап бу вәзипигә чүшүшкә мәҗбур икәнликини, әгәр вәзипини рәт қилғанда, бундин кейинки истиқбалиниң зор тәсиргә учрайдиғанлиқини, һәтта өзиниң сиясий көз қаришиға гуман пәйда болидиғанлиқини билдүрди.

Униң ейтишичә, үрүмчидә, болупму аптоном район дәриҗилик органлардин бу қетим җәнубқа бир йиллиқ хизмәткә маңған нурғун кадирлар өз ихтиярлиқи билән әмәс, мәҗбур болғанлиқи үчүн аилисини ташлап төвәнгә чүшүватқанлиқини, бу туюқсиз кәлгән вәзипиниң уларға роһий, иқтисадий бесим вә нормал аилә мунасивити, һаятиғиму охшимиған сәлбий тәсир елип келиду дәп қараватқанлиқини ипадә қилди.

Хитай ейтиватқан “инақ җәмийәт” ниң бәрпа болуши, алди билән аилиләрниң инақлиқидин башлиниду әлвәттә, америкидики уйғур зиялий илшат һәсән әпәнди, хитайниң бу қетимлиқ кадирларни қайта тәрбийиләш һәрикитиниң кадирларниң аилә инақлиқи, турмуш хатирҗәмликигиму сәлбий тәсирләрни пәйда қилип, ахирида уйғур җәмийитиниң сағламлиқиғиму еғир бузғунчилиқ яритидиғанлиқини нәзәрдин сақит қилишқа болмайдиғанлиқини агаһландурди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.