Шәрқий түркистан австралийә җәмийитиниң қурулғиниға 25-йил болди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2017.05.01
Sherqiy-Turkistan-Awustraliye-paaliyet-25-yil.jpg Шәрқий түркистан австралийә җәмийитиниң қурулғанлиқиниң 25-йиллиқини тәбрикләш мурасимида хатирә сүрәт. 2017-Йили 29-апрел.
RFA/Arslan

29-Апрел шәнбә күни шәрқий түркистан австралийә җәмийитиниң қурулғанлиқиниң 25-йиллиқини тәбрикләш мурасими өткүзүлди. Мурасимға австралийә яшаватқан уйғурлардин 500 дин артуқ киши қатнашти. Мурасим қуран кәрим тилавәт қилиш вә дуа оқуш билән башланди. Мурасимда шәрқий түркистан австралийә җәмийитиниң рәиси нурмуһәммәд түркистани ечилиш нутқи сөзлиди. Кейин шәрқий түркистан австралийә җәмийитиниң қурулғанлиқиниң 25-йиллиқиға атап ишләнгән һөҗҗәтлик филим қоюлди.

Биз бу тәбрикләш мурасими тоғрисида толуқ мәлуматқа еришиш үчүн мурасимни уюштурған шәрқий түркистан австралийә җәмийитиниң рәиси нурмуһәммәд түркистани әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Нурмуһәммәд түркистани әпәндиниң билдүрүшичә, мурасимда җәнубий австралийә парламент әзалиридин һон тог нго (Hon Tong Nog), хон зуи бетсон (Hon Zeo Bettison), җоһн гарднер (John Gardner), тони запийә, (Tony Zappia) қатарлиқ әрбаблар сөз қилип, шәрқий түркистан австралийә җәмийити қурулғанлиқиниң 25-йиллиқини тәбриклигән вә яхши тиләклирини ипадилигән.

Мурасимда йәнә, австралийә дөләтлик имамлар кеңишиниң әзаси шундақла шәрқий түркистан австралийә җәмийитиниң диний алими абдусалам алим, уйғурлардин йетишип чиққан актип паалийәтчи, австралийә уйғур җәмийитиниң рәиси доктор мәмитимин әла, мәркизи вашингтонға җайлашқан хәлқара уйғур кишилик һоқуқ программисиниң тәтқиқатчиси зубәйрә шәмшидин ханим, җәнубий австралийә университетиниң профессори муһәммәд абдуллаһ, австралийә әлғәзали мәркизиниң рәиси афроз әли, аделайд университетиниң мудири доктор мартин бәйлей әпәнди, аделайд -анләй шәһәр башлиқи лачлен клийн қатарлиқ кишиләр мунбәргә чиқип сөз қилди вә шәрқий түркистан австралийә җәмийитиниң хизмәт-паалийәтлирини тәбриклиди.

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим бу мурасимни тәбрикләп синалғулуқ тәбрик көрүнүши әвәтти.

Биз йәнә, австралийә шәрқий түркистан җәмийитиниң қурулуш тарихи вә хизмәт-паалийәтлири тоғрисида нурмуһәммәд түркистани әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

1997-Йили ғулҗида йүз бәргән 5-феврал вәқә сәвәбидин нурғун уйғурлар вәтәндин чиқип кетишкә мәҗбур болған вә буларниң бир қисимлири тәқдир қисмәтлири билән австралийәгә келип олтурақлашқан. 1998- Йили җәнубий австралийәгә йәрләшкән уйғурлар австралийә түркистан җәмийити намини рәсмий һалда шәрқий түркистан австралийә җәмийитигә өзгәртип җәмийәтниң йеңи низамини һөкүмәткә сунған вә шу күндин тартип шәрқий түркистан австралийә җәмийити рәсмий намда паалийәт қилип кәлмәктә.

Һазир австралийәдә яшаватқан уйғурларниң омумий нопуси 3000 әтрапида болуп, асасән аделайд, седний, мелборон қатарлиқ 3 шәһәрдә топлишип олтурақлашқан.

Биз бу мурасим паалийәт тоғрисида пикир-қарашлирини елиш үчүн паалийәткә қатнашқан, доктор мәмитимин әла вә зубәйрә шәмсидин ханим билән сөһбәт елип бардуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.