Австралийә-хитай мунасивәтлири вә уйғур мәсилиси
2016.08.31
Хитай, австралийәниң әң чоң сода шерики болсиму әмма йеқинқи йиллардин буян икки дөләт мунасивәтлири җәнубий җуңго деңиздики игилик һоқуқ күришигә охшаш район характерлик мәсилиләр һәм шундақла австралийәниң хитай ширкәтлирини австралийәдики муһим секторларға мәбләғ селиш имканийитини чәклимә астиға алидиған тәдбирлири, хитайларниң австралийәдики өй-мүлк базириға көрситиватқан сәлбий тәсири вә шуниңға охшайдиған бир қатар сәвәбләр түпәйлидин җиддийлишип кәткән иди. Икки дөләтниң мурәккәплишиватқан вәзийити хәлқара мәтбуатларниңму диққитини қозғимақта. Б б с агентлиқи бу һәқтики хәвиридә, икки дөләт мунасивәтлириниң тарихтики әң соғуқ мәзгилини баштин өткүзүватқанлиқини илгири сүргән.
Униңда ейтилишичә, хитай австралийәниң әң чоң сода шерики болсиму, әмма у охшаш вақитта австралийә үчүн бир һәрбий тәһдит һесаблинидикән. Хитайниң зорийиватқан һәрбий күчи, австралийәдики зорийиватқан хитай нопуси, тәсир даириси қатарлиқлар һәммиси австралийә хәлқини һәм шундақла һөкүмитини биарам қиливатиду. Б б с ниң хәвиридә йәнә мундақ дейилгән :
“австралийә бир яқтин 2-дуня урушидин буян асия-тинч окян районидики һәрбий шерики америка билән болған мунасивитини, йәнә бир яқтин дөләтниң иқтисадиниң мәркизидики дөләт болған хитай билән болған мунасивәтлирини һәм шундақла америка-хитай мунасивәтлириниму интайин яхши тәңшәп кәлгән болсиму, әмма йеқиндин буян америкиниң асия-тинч окян райониға диққитини мәркәзләштүрүши һәм шуниң билән бир вақитта хитайниң җәнубий җуңго деңизиниң игилик һоқуқ мәсилисидики позитсийисини қаттиқлаштуруши сәвәблик мурәккәплишип кәтти.”
Әмма, йәнә бәзи мәтбуатлар болса икки дөләт мунасивәтлирини мурәккәпләштүрүватқан амиллар ичидә уйғур мәсилисиниңму барлиқини илгири сүрди. “австралийә малийә обзори” гезитидә елан қилинған “австралийә вә хитайниң мурәккәп хәвпсизлик мунасивәтлири” намлиқ мақалидә мана бу идийә алға сүрүлгән. юқиридики мақалисидә ейтишичә, йеқинда канберрада “австралийә билән хитайниң террорлуққа қарши туруш һәмкарлиқини күчәйтиши” һәққидә бир илмий йиғин чақирилған. Бу йиғин австралийә дөләтлик университетиға қарашлиқ дөләт хәвпсизлик институти тәрипидин уюштурулған болуп, униңда хитайниң ғәрбидики уйғурлар муһим тема болған. Мақалиниң апториниң ейтишичә, бу йиғинға австралийә вә хитай һәр иккила тәрәп йүксәк дәриҗидә әһмийәт бәргән болуп, йиғинниң мәзмуни биваситә һалда хитай компартийиси мәркизи комитети сиясий бюросиға доклат қилинған. Мәзкур йиғинни уюштурғучи орган болған австралийә дөләт хәвпсизлик институтиниң профессори шундақла мәзкур йиғинниң риясәтчиси майкил кларк әпәндиниң мақалә апториға ейтип беришичә, канберрада өткүзүлгән илмий йиғиндики муһим нуқтиларниң бири “хитайниң ғәрбидә һәқиқәтән бир терроризм мәсилиси мәвҗут” дегән сөзгә мәркәзләшкән.
Австралийә-хитай арисида ечилған бу йиғин уйғур көзәткүчиләрниңму диққитини тартти. Австралийәдики доктор мәмтимин әла әпәнди бу йиғинниң австралийә-хитай мунасивәтлири қаттиқ йирикләшкән мәзгилдә ечилишиниң диққәт қилишқа тегишлик бир нуқта икәнликини әскәртти. У сөзидә мундақ деди:
“бу йиғинни башқурған майкил кларк әпәнди уйғур мәсилисини наһайити яхши билидиған шундақла өзиниң докторлуқ тезисиниму уйғурлар үстидә язған бир шәхс. У илгири бизниң бир йиғинимизғиму қатнишип уйғур мәсилиси үстидә сөз қилған. Әмди мушундақ бир йиғинда майкил кларк әпәндиниң австралийә хитайниң ғәрбидә һәқиқәтән террорлуқ мәвҗут, дәп қобул қилиду, дейиши диққәт қозғайду. Бу австралийә худди уйғурларни террорлуққа бағлашқа тәрәддудлиниватқандәк көрүниду. Бу диққәт қозғайду. Иккинчиси, бу йиғинда мәйли австралийәдә мәйли хитайда туғулған вә сүрийә, ирақтики террорлуқ тәшкилатлириға әза болған уйғурлар һәққидики учурларни хитай билән ортақлишиш мәсилиси тилға елинған. Бу диққәт қилишқа тегишлик мәсилә. Австралийәниң туюқсиз һалда уйғур картини көтүрүп чиқиши диққәт қозғайду.”
Мәмтимин әла әпәнди юқирида тилға алған икки дөләт арисида террорчиларға аит учурларни ортақлишиш мәсилиси “австралийә малийә обзори” дики мақалидиму тилға елинған. Униңда бу һәқтә мундақ дәп йезилған:
“хитай даирилири бир қанчә йилдин буян түркий милләт болған уйғурларниң ирақ вә сүрийәгә берип ислам дөлити тәшкилати вә шуниңдәк башқа террорлуқ тәшкилатлириға қатнашқанлиқини илгири сүрүп кәлди. Улар бу арқилиқ хитайда өктичи авазларни бастурушқа қаритилған қаттиқ қол сиясәтлирини ақлиди. Әлвәттә бу йәрдә хитайниң қаттиқ қоллуқ тәдбирлириниң бир қисим уйғур қораллиқ күчлирини хитайниң җәнубидики чегралири арқилиқ малайшия, һиндонезийә, филиппин вә тайланд қатарлиқ дөләтләргә беришиға йол ачқанлиқи австралийә бихәтәрлик органлири тәрипидинму қәйт қилинған. Әмма һазирғичә австралийә истихбарат органлириниң буниңға охшаш сәзгүр учурни хитай билән ортақлашқанлиқиға даир бир ишарәт йоқ. Әгәр шундақлики бирәр иш болуп қалса у һалда у чоқум зор наразилиқ намайишлирини кәлтүрүп чиқириши мумкин”.
Хәвәрдә ейтилишичә йәнә, хитай билән австралийә даирилири бу йил 3-айда бейҗиңда террорлуққа қарши туруш һәққидә сөһбәт өткүзгән. Сөһбәтниң темиси асаслиқ районлуқ вә хәлқаралиқ террор еқимлири, йәрлик терроризм тәһдити вә зораван радикаллиқ һәрикәтлиригә мәркәзләшкән икән.
Мәмтимин әла әпәнди болса австралийәниң уйғур мәсилисини көтүрүп чиқишиға төвәндики икки нуқтиниң сәвәб болған болуши мумкинликини илгири сүрди.
Буниң бири, австралийәниң уйғур картиси арқилиқ хитай билән йирикләшкән мунасивәтлирини азрақ болсиму юмшитиш. Йәнә бири диққәтни икки дөләт арисида мәвҗут болуватқан тиҗарәт, игилик һоқуқ мәсилилиридики ихтилаплардин йөткәш.
Мәлум болушичә, австралийә ташқи ишлар министири җули бишоп мәзкур гезитигә бу йиғинниң тәпсилати һәққидә учур беришни рәт қилип, истихбаратқа даир учурларни ашкарилашқа болмайду, дегән. “австралийә малийә обзори гезити” мақалидә, җулий бишоп ханимниң бу һәқтә тәпсилий тохтилишни рәт қилишидики сәвәб үстидә тохтилип мундақ дәп баян қилған :
“бу бәлким хитайдики террорлуқниң наһайити назук мәсилә болуши вә сиясий сәзгүрлүккә игә болуши билән мунасивәтлик болуши һәм шундақла униң хитайниң ғәрбидики аптономийә һәтта мустәқиллиқ тәләп қиливатқан районға мунасивәтлик болуши билән бағлинишлиқ болуши мумкин. Йәни,бу вәзийәтни мундақ бир еғиз гәпкә йиғинчақлаш мумкин ‛бири үчүн террорист һесабланған, йәнә бири үчүн әркинлик җәңчиси‚ һесаблиниду”.
Гезитниң ейтишичә, юқиридики йиғинниң риясәтчиси доктор майкил кларк әпәнди болса гезиткә қилған сөзидә австралийә һөкүмитини агаһландуруп “хитай дегән бир партийилик дөләт, улар үчүн бөлгүнчилик билән террорлуқ оттурисида рәсмий пәрқ йоқ. Шуңа австралийәгә охшаш дөләтләр бесимдин келип чиққан вәқәләр билән алдин пиланланған һуҗумларни пәрқләндүрүши керәк. Биз наһайити сәзгүр болушимиз керәк, чүнки бу йеңи тоқунуш әмәс бәлки әсирләрдин бери давамлишип кәлгән бир тоқунуш” дегән.
Ундақта, австралийә һөкүмити һазирғичә уйғур мәсилисигә қандақ муамилә қилған иди? австралийә-хитай арисидики бу йиғин йеңи бир йүзлиништин дерәк берәмду? буниң уйғурларға көрситидиған тәсирлири немиләрдин ибарәт болиду? биз кейинки программилиримизда бу соалларға җаваб тепишқа тиришимиз.