Хитай өктичи ву хоңда: биңтуән билән йәрлик хәлқниң биргә яшиши мумкин әмәс

Мухбиримиз әркин
2013.05.30
xitay-herbiy-urumchi-kocha-charlash-305.jpg Шәһәр кочилирида чарлап йүргән қораллиқ күчләр. 2010-Йили 5-июл, үрүмчи.
AFP

Йеқинда әнглийәниң дуняға даңлиқ “иқтисадшунас” журнили “шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтуәни” тоғрилиқ бир мақалә елан қилди. Мақалида көрситишичә, миллий зиддийәткә петип қалған уйғур аптоном районида биңтуәнниң күчәйтилип, хитай көчмәнлирини көпләп көчүрүп келиш сиясити, райондики ихтилапни илгириләп күчәйтивәткән. Америкида турушлуқ бәзи хитай өктичилириниң қаришичә, хитай һөкүмити биңтуән арқилиқ муқимлиқни сақлайдиғанлиқини илгири сүрсиму, бирақ биңтуәнниң өзи райондики әң зор муқимсизлиқ амилиға айланған.

“иқтисадшунас” журнилида елан қилинған мақалида илгири сүрүшичә, бу йил 23‏- апрел қәшқәрдә сақчилар билән аталмиш бөлгүнчи уйғурлар оттурисида йүз берип, 21 адәм өлтүрүлгән тоқунуш, 2009 ‏- йили үрүмчидә 200 дәк адәм өлгән миллий тоқунушлар миллий бөлүнүшни күчәйтипла қалмай, хитай көчмән нуқтилириниң давамлиқ кеңиши, хитай-уйғур оттурисидики бу хил бөлүнүшни илгириләп күчәйтип кәлгән.

Мақалида райондики йәрлик уйғурлар билән көчмән хитайлар арисидики бөлүнүшниң қанчилик еғир вә хәтәрлик икәнликигә мисал қилип, ишләпчиқириш қурулуш биңтуәниниң 2004‏- йили хотән шәһири әтрапиға қурған 224‏- полки, 2010‏- йили йәнә шу хотәнгә қурған 38 полкини өрнәк қилип көрсәткән.

Биңтуәнниң өз алдиға мәктәп, дохтурхана, гезит-журналлириниң барлиқи, униң сот, сақчи, түрмә қатарлиқ органларни вә 120 миң кишилик хәлқ әскәрләр қошунини идарә қилидиғанлиқи алаһидә әскәртилип, биңтуән игиләп ятқан земин тәйвәнниң икки һәссисигә тәң икәнлики, уйғур ели омуми ишләпчиқириш дарамитиниң 6 дән бир қисмини, пахтиниң 40% ни, дуня пәмидур қиями мәһсулатиниң 17% ни биңтуән игиләйдиғанлиқи, биңтуәнниң йәнә асиядики әң чоң шараб ишләпчиқарғучи орун икәнлики қәйт қилинған.

Бирақ, мақалида бу хил қудрәтлик сиясий вә иқтисадий күчниң уйғурларни биарам қиливатқанлиқини билдүрүп: нурғун уйғурлар шинҗаңдики уйғурларға интайин аз орун берилгән, иқтисадий күчлүк, сиясий аптономийигә игә бу хил зор гәвдиниң мәвҗут болуп турушиға нарази. Мәсилини еғирлаштурувәткән йәнә бир амил шуки, биңтуәнниң мәвҗутлуқи шинҗаңда муқимлиқни қоғдаш үчүн зөрүр, дәп қарилиши. Биңтуәнниң партийә уйғурларни җимиқтуридиған қоралға айлинип қелишидур, дәп көрсәткән.

Йәрлик билән биңтуәнниң мунасивити изчил кәскин болуп, у уйғурларниң наразилиқи һәрикәтлирини бастурушта актип рол ойнап кәлгән. Хитай һөкүмити 1962‏- йили или “ 29‏- май вәқәси” ни, 1990‏- йили “барин вәқәси” вә 1997‏- йили ғулҗа “5‏-феврал вәқәси” бастурушта биңтуән қораллиқ күчлирини сәпәрвәр қилған.

Америкида турушлуқ хитай өктичи зат харрий ву әпәнди, биңтуән уйғурлар дуч келиватқан нөвәттики әң зор мәсилиләрниң бири, дәп көрсәтти. Униң қаришичә, биңтуән мәсилисини һәл қилмай туруп, уйғур мәсилиси һәл болмайду.

У: тәбиийки, хәнзулар билән уйғур оттурисидики зиддийәтни һәл қилғили болмайду. Хәнзулар узун йиллардин буян уйғурларни көзгә илмай, езип, бастуруп кәлди. Улар өз вақтида кишиләрни йиғип келип биңтуән қурған. Биңтуәндики бу кишиләрни шаңхәй, бейҗиң қатарлиқ җайларни турғузушни хәтәрлик, дәп қарайтти. Уларни шинҗаңға апирип, йемәк-ичмәк, туралғу билән тәминләп, турмушини капаләтлик игә қилди. Буниң билән улар уйғурлар чиқип қаршилиқ қилса, қораллинип уларни бастуридиған күчкә айланди. Мана бу биңтуәнниң вәзиписи. Биңтуәнниң өзи қанунсиз бир орун. Шуңа биңтуәндики аһалә билән йәрлик уйғурларни яраштурушниң бирла йоли бар. У болсиму, хәнзуларни чекиндүрүп чиқип, уйғурлар өзини өзи мустәқил башқуруш. У йәр хәнзуларниң йери әмәс, хәнзулар бармаслиқи керәк. Чүнки чоң җәһәттин алғанда бу икки тәрәпниң биргә, өзара инақ яшаш еһтималлиқи мәвҗут әмәс. Еһтимал бәзи конкрет шәхсләр өзара алақә қилиши мумкин. Бирақ, бу омуми әһвалға вәкиллик қилмайду, дәп көрсәтти.

“иқтисадшунас” журнилиниң мақалисидә көрситишичә, биңтуән күчини сақлап қелиш үчүн, хитай авам хәлқини өзиниң интайин муһим рол ойнаватқанлиқиға қайил қилиш мәсилисигә дуч кәлгән. Мақалида шихәнзидики биңтуәнгә қарашлиқ музейда биңтуән қораллиқ күчлириниң 1990‏- йили баринда партлиған қозғилаңни бастуруш җәрянидики рәсимләр көргәзмигә қоюлғанлиқи, бу арқилиқ исянни бастурушта муһим рол ойниғанлиқи алға сүрүлгәнликини билдүрүп, бирақ биңтуәнниң һәрбий билән болған алақиси униң хорикини өстүрүвәткәнликини илгири сүргән.

Буниңға мисал қилип, биңтуән тйәнйи ширкити директориниң 2010‏- йили шаңхәй “шәрқ әтигәнлик хәвәрләр” гезитидә елан қилған сөзини нәқил қилип көрсәткән. Шаңхәй “шәрқ әтигәнлик хәвәрләр” гезитиниң хәвиридә тийәнйи гуруһиниң директори бир зиярәтчигә махтинип: мениң қолумда он нәччә тал еғир типлиқ қораллар вә бир топчилар әтрити бар. Сениң қолуңда немә бар, дегән.

Мақалида йәнә, 1991‏- йили совет иттипақи парчиланғандин кейин, хитай йеңи мустәқиллиққа еришкән оттура асия җумһурийәтлириниң шинҗаңда шәрқий түркистан мустәқиллиқини қоллиши, радикал исламниң уйғур елинған тарқилишидин әнсирәп кәлгән болсиму, бирақ бу әндишә биңтуән даирилирини хушал қилған. Мақалида, сабиқ биңтуән қомандани җаң чиңлиниң 2004‏- йили қилған сөзини нәқил кәлтүрүп, униң: шинҗаң миллий бөлгүнчилик мәвҗут болупла туридикән вә диний әсәбийлик ғовға чиқирипла туридикән, биңтуән мәңгү мәвҗут болуп туриду, дегәнликиниму алаһидә тәкитлигән.

Харрий ву әпәндиниң илгири сүрүшичә, хитай һөкүмити биңтуәнниң шинҗаңдики асаслиқ вәзиписи муқимлиқни сақлаш, дәп җар салсиму, бирақ биңтуәнниң өзи муқимсизлиқ пәйда қилидиған амилға айланған. У, бейҗиңниң биңтуәнгә болған контроллуқи барғансери аҗизлишиватқанлиқи, буниң интайин хәтәрлик икәнликини билдүрди.

Харрий ву мундақ дәйду: бу амил мәвҗут. Бирақ бу ноқул биңтуәндила әмәс, башқа җайлардиму мәвҗут. Йүннән, гәнсу, әнхуй қатарлиқ өлкиләрниң һәммисидә мәвҗут әһвал. Кишиләрни синап сорап бақсиңиз нурғун адәм компартийигә ишәнмәйдиғанлиқини дәйду. Бир күни сиясий өзгириш йүз беридиғанлиқи наһайити рошән. Биңтуән уларниң ичидики бири. Униңда чоқум бир күни өзгириш болиду. Һазир биңтуәнни мәркәз контрол қилип турған билән, бир күни мәркизи һөкүмәт ғулап чүшсә, биңтуәндә немә иш болидиғанлиқини тәңри билиду. Һазирниң өзидә мәркизи һөкүмәтниң контроллуқи аҗизлаватиду. Ши җинпиң һәргиз мав зедуңниң орнини басалмайду. Бу мумкин әмәс. Җуңго компартийиси қәдәмму -қәдәм совет компартийисиниң йолиға кетиватиду. Әгәр җуңгода совет иттипақидәк әһвал йүз бәрсә, биңтуән шинҗаңдики әң хәтәрлик орунға айлиниду. Шуңа биңтуәнни дәрһал ичкиригә көчүрүп кетип, хәтәрниң алдини елиш, уйғурларниң мустәқил өз өзини идарә қилишиға йол қоюш лазим.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.