Җиң, бөртала сақчилири: “йәр тәвриди , әмма муқимлиқни қоғдаш биринчи хизмитимиз”

Мухбиримиз меһрибан
2017.08.11
Bortala-Yer-Tewresh-2017.jpg Җиң наһийисидә йүз бәргән 6.6 Бал йәр тәврәштин кейин, қутқузуш әтритидикиләр толи йезисидики өрүлгән өйләрни тәкшүрмәктә. 2017-Йили 9-авғуст.
South China Morning Post

9-Авғуст бөртала области җиң наһийисидә 6.6 Бал йәр тәвригәндин буян, хитайниң дөләтлик йәр тәврәшни өлчәш идариси, шинхуа агентлиқи, хәлқ тори қатарлиқларда җиңдики йәр тәврәштин кейинки қутқузуш хизмити һәққидә интайин аз сандики мәдһийә хәвәрлири берилди. Әмма, уйғур аптоном райони вә бөртала области қатарлиқ йәрлик һөкүмәт торлирида хитайчә хәвәрләр көчүрүп тәрҗимә қилип берилгәндин башқа, җиң наһийисидики йәр тәврәшниң әмәлий әһвали һәққидә тәпсилий хәвәрләр берилмәслики диққәт қозғиған иди. Җиң наһийиси вә бөртала шәһиригә телефон қилғинимизда, пуқралардин еришкинимиз “сүкүт қилиш” , сақчилардин еришкән җавабимиз “апәттин қутқузуштинму муһим хизмәт ‏-җәмийәтниң тинчлиқиға капаләтлик қилиш, йәрликниң муқимлиқини қоғдаш” дегән сөзләр болди.

Бүгүн йәни 11-авғуст күни хитайниң сичүән өлкиси җю сәйгуда 8-авғуст йүз бәргән 7 бал йәр тәврәшкә 3 күн, 9-авғуст уйғур аптоном райониниң бөртала области җиң наһийисидә йүз бәргән 6.6 Бал йәр тәврәшкә 2 күн болди. 

Хитай вә хәлқара таратқуларда сичүәндики йәр тәврәш апитидин кейинки зиян вә қутқузуш һәққидә хәвәрләр бирқәдәр көп берилди. Әмма, уйғур дияриниң җиң наһийисидә йүз бәргән 6.6 Бал дәриҗидики йәр тәврәш һәққидики хәвәрләр 10-авғуст күни хитай мәркизи һөкүмитигә биваситә қарашлиқ санақлиқ таратқуларда берилгән “9-авғусттики йәр тәврәштә 32 адәм яриланди, 10 миң 500 адәм йөткәп орунлаштурулди, иқтисадий зиян 150 милйон йүән болди” дегән хәвәрдин башқа, апәт кәлтүргән зиян һәққидә башқа йеңи хәвәр берилмиди. Уйғур аптоном райониға қарашлиқ “шинҗаң гезити, тәңритағ тори” қатарлиқларда болса , шинхуа агентлиқи, хәлқ гезити қатарлиқларниң апәттин қутқузуш хизмити һәққидики мәдһийә хәвәрлири тәрҗимә қилинип бериш биләнла чәкләнди.

Һалбуки, йәр тәврәштин кейинки бөртала области җиң наһийисиниң вәзийити һәққидә биваситә әһвал игиләш үчүн , бу қетимқи йәр тәврәшниң мәркизи болған җиң наһийисидики җиң базири, толи йезиси қатарлиқ җайлардики пуқраларниң өйлиригә қилған телефонлиримиз җавабсиз қалди.

Бөртала областлиқ хәлқ һөкүмити, партком вә җиң наһийисидики йезилиқ һөкүмәт ишханилири қатарлиқ җайларға қилған телефонлиримизни алған һөкүмәт хадимлири болса, йәр тәврәшниң әһвали һәққидә учур бериш чәкләнгәнлики тоғрилиқ юқириниң мәхсус буйруқи барлиқини тәкитләп, наһайити қәтийлик билән һәрқандақ зиярәтни қобул қилмайдиғанлиқини билдүрди.

Җиң наһийилик хәлқ һөкүмитиниң аял хадими:“йәр тәврәш һәққидики учурларни әң яхшиси йәр тәврәшни қутқузуш баш қоманданлиқ штабидин сораң, чүнки, бизниң бу һәқтә учур беришимиз чәкләнгән” деди.

Җиң наһийилик парткомниң әр хизмәтчи хадими: “йәр тәврәш әһвали һәққидә учур берәлмәймиз, чүнки бизгә һәрқандақ мухбирниң зияритини қобул қилмаслиқ һәққидә уқтуруш бар. Шуңа сизниң йәр тәврәш апити вә бу җайниң һазирқи вәзийити һәққидә сориған соаллириңизға җаваб берәлмәймиз. Әгәр мухбир болсиңиз , мушу җайға келип мунасивәтлик һөкүмәт органлириниң рухситини елиң” деди.

Җиң наһийиси вә област мәркизи бөртала шәһиридики сақчиханиларға қилған телефонимизни алған сақчиларниң йәр тәврәш апитидин кейин юқириниң уларға тапшурған вәзиписи һәққидә бәргән җаваби, бирдәк “җиң вә бөрталада йәр тәврәш апитидинму муһим хизмәт-җәмийәтниң тинчлиқиға капаләтлик қилиш, йәрликниң муқимлиқини қоғдаш” дегән сөзләр болди.

Җиң наһийилик сақчи идарисидин телефонимизни алған нөвәтчи сақчи мундақ деди: “шундақ, җиң наһийисидә йәр тәвриди, әмма бизгә берилгән асасий вәзипә йәнила муқимлиққа капаләтлик қилиш. Җиң наһийисидә йүз бәргән йәр тәврәш әһвали вә йәр тәврәш районидикиләргә ярдәм тоғрилиқ биз сақчиларға һечқандақ уқтуруш қилинмиди. Биз барлиқ күчимиз билән җиң наһийиси вә бөртала областиниң муқим-тинч вәзийитигә капаләтлик қилишқа тиришиватимиз.”

Бөртала шәһәрлик сақчи идарисидики нөвәтчи сақчиниң йәр тәврәштин кейин сақчиларға чүшүрүлгән вәзипиниң “муқимлиқ сақлаш” икәнлики һәққидики баяни техиму кәскин болди. У немә үчүн районда муқимлиқ тәкитлинидиғанлиқи вә сақчиларниң йәр тәврәш апитигә ярдәм беришкә сәпәрвәр қилинмиғанлиқиниң сәвәби һәққидики соаллиримизға мундақ җаваб бәрди: “әгәр апәт йүз бәргән мушу күнләрдә муқимлиқ хизмити чиң тутулмиса, у чағда бөртала областиға охшаш тинч-муқим җай дәп тәриплиниватқан шималий шинҗаңниң тинч вәзийити бузулуп, бу җайларму җәнубтики хотәнгә охшаш тинчсиз-хәтәрлик җайға айлинип қалмамду?! шуңа бөртала област бойичә һәммә йәрдә тәкитлиниватқини муқимлиқ хизмити. Областимиздики һәммә наһийиләрдә муқимлиқ хизмити тәкитлиниватиду.”

Бу сақчи хадими йәнә, нөвәттә уйғур аптоном райониниң муқимлиқини сақлашқа һәрбийләр, сақчилар һәтта пүткүл һөкүмәт хадимлири сәпәрвәр қилинғанлиқини баян қилип: “һазир муқимлиқ хизмити пәқәт сақчиларниңла вәзиписи әмәс. Бәлки йеза кадирлири, йезиларға чүшүрүлгән хизмәт әтрәт кадирлири вә бу йил йеңи йилдин буян мәхсус тәсис қилинған хәлқ әскәрлири һәммәйләнниң 1-вәзиписи муқимлиқни сақлаш дәп бәлгиләнди. Шуңа, шинҗаңни әлвәттә әң бихәтәр җай дәп қарисиңиз болиду. Бу йәрдики шунчә көп қораллиқ қисимлар вә сақчиларниң әң асасий вәзипимиз, һәрқандақ шараитта бу җайниң муқимлиққа капаләтлик қилиш. Бу сәвәбтин һазир шинҗаң пүтүн мәмликәт бойичә тинч-муқим районға айланди. Болупму шималий шинҗаң райониға саяһәт вә башқа иш үчүн кәлмәкчи болған һәрқандақ киши кимлики вә мунасивәтлик материяллирини елип хатирҗәм кәлсә болиду” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.