Америка дөләт мәҗлисидә уйғур дияридики “сақчи дөлити” һәққидә гуваһлиқ бериш йиғини ечилди (2)

Мухбиримиз әзиз
2018.07.27
2018-dolet-mejliside-guwahliq.jpg Америка кеңәш палата әзаси марко рубийо әпәндим гуваһлиқ бериш йиғинида сөздә. 2018-Йили 26- июл. Вашингтон д. С., америка.
Social Media

Уйғурлар дияридики сиясий бастурушниң барғансери юқири пәллигә чиқиши өз нөвитидә һәрқайси ахбарат васитилиридә орун елиш биләнла чәклинип қалмастин, барғансери көп саһәләрниң, җүмлидин бир қисим һөкүмәт органлириниңму күчлүк диққитини қозғап кәлмәктә. 26-Июл күни америка дөләт мәҗлисигә қарашлиқ хитай ишлири комитетиниң биваситә саһибханилиқида чақирилған уйғурлар һәққидики гуваһлиқ бериш йиғини әнә шуларниң бири.

Икки саәттин көпрәк давам қилған бу қетимқи гуваһлиқ бериш йиғининиң иккинчи басқучида алди билән америка авам палатасиниң әзаси кристофер симис нуқтилиқ қилип “йәр шари магнетски қануни” һәққидә сөз қилди. У бу қанунниң иҗра қилинишиға даир бәзи әмәлий мисаллар қатарида беларосийәдики диктатор локашенкониң инсан һәқлири дәпсәндичилики үчүн җазаға тартилғанлиқини баян қилғач бу қанунниң һәқиқәтәнму муһим ролларға игә икәнликини, шу сәвәбтин буни уйғурлар дуч келиватқан “қабаһәтлик қирғинчилиқ” қа җавабкар кишиләргә тәдбиқлашни қоллайдиғанлиқини билдүрди. 
У сөзиниң давамида нөвәттә уйғурлар дуч келиватқан әһвалниң толиму еғир кризис һалитигә йәткәнликини, мәлум нуқтидин алғанда милйон сандики кишиләрниң “өгиниш мәркизи” намидики түрмиләргә коллектип һалда қамилишини иккинчи дуня уруши мәзгилидики натсистларниң зор көләмлик йиғивелиш лагерлири бәрпа қилғиниға охшайдиғанлиқини билдүрди. Шуниңдин кейин уйғурлар дуч келиватқан ирқий қирғинчилиқ һадисилириниң йәнә изчил давам қиливатқан “мәҗбурий һамилә чүшүрүш” қилмиши арқилиқму көпләп садир болғанлиқини әсләтти.

Шуниңдин кейин иккинчи гуруппидики гуваһчилардин әркин асия радиосиниң мухбири гүлчеһрә өзиниң шәхсий кәчүрмишлиригә бирләштүргән һалда өзиниң америкидики хизмити үчүн үрүмчи вә ғулҗа қатарлиқ җайлардики нәччә онлиған туғқанлириниң, җүмлидин ата-аниси вә инисиниң йиғивелиш мәркәзлиригә елип кетилгәнликини һәмдә шу йосунда нөвәттә қамиливатқан бир милйондин ошуқ уйғур тутқунлар қатариға қошулуп кәткәнликини баян қилди. 
У сөзиниң давамида нөвәттә диктаторлуқ асасидики хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан зулумини ташқи дуняға ашкарилаватқан һәрқандақ паалийәтни “еғир җинайәт” дәп қараватқанлиқини, шу сәвәбтин өзигә охшаш қисмәткә дуч келиватқан кишиләрниң көпийиватқанлиқини, әмма буниңлиқ билән уйғурлар диярида немиләрниң болуватқанлиқи һәққидә дуняға һәқни йәткүзүштәк мәҗбурийәттин ваз кәчмәйдиғанлиқини, буниңда көплигән мүшкүлатларға дуч кәлсиму өзиниң тохтап қалмайдиғанлиқини тәкитлиди.

Шуниңдин кейин бу гуруппидики гуваһчилардин раян сам сөз алди. Америкидики лойола университетиниң дотсенти, доктор раян сам өткән он нәччә йил мабәйнидә уйғур дияриға көп қетим сәпәр қилған, шуниңдәк уйғур вә хитай тиллириға пухта болуштәк алаһидиликини җари қилдуруп, қәшқәр вә хотәндин тартип үрүмчигичә болған җайларда әмәлий тәкшүрүш вә өгиништә болған. У бу җәрянда уйғур һазирқи заман тарихиға даир көплигән надир әсәрләрни нәшр қилдурған. Шуңа у өзиниң биваситә кәчүрмишлири вә алақидар санлиқ мәлуматларға асасән уйғурлар диярида нөвәттә иҗра болуватқан әһвални “тәхирсиз җиддий вәзийәт” дәп қараш лазимлиқини тәкитлиди. Профессор раянниң пикричә, “уйғурларниң омумий нопусиниң он пирсәнти яки бир милйондин артуқ уйғур қамалған” дегән мәлуматлар 2018-йили январда ташқи дуняға мәлум болған. Әмма шуниңдин кейинки йерим йилдин көпрәк вақитта бу хилдики тутқунлар техиму тез сүрәттә вә зор көләмдә давам қилған. Әмма бу лагерлардин қоюп берилгәнләрниң сани йоқниң орнида. Техиму муһими хитай һөкүмитиниң алақидар еланлири вә башқа көплигән учурлар бу хилдики лагерларниң көпләп селиниватқанлиқини көрсәтмәктә. Шуңа мушу мәзгилдә йәнә қанчилик уйғурниң бундақ лагерларға қамалғанлиқи намәлум икән. Шу сәвәбтин нөвәттә һәрқайси җайлардики наһийиләрдә уйғурлар зор санда ғайиб болушқа башлиғанлиқтин көплигән дуканлар вә өйләр бош қалған. ялғуз қәшқәрдики бир наһийидила өткән бир йилда йеңидин 18 дарилетам селинған. Чүнки ата-анилири “тәрбийиләш” кә елип кетилгән қаранчуқсиз балиларниң сани зор дәриҗидә көпәйгән.

Шуниңдин кейин раян сам бу хил “тәрбийиләш мәркәзлири” ниң асасий җәһәттин қорқутуш вә мәҗбурлаш шәклини қоллиниш арқилиқ уйғурларниң пикир қилиш услубини пүтүнләй өзгәртип чиқишни ахирқи мәқсәт қиливатқанлиқини, шуниңдәк көплигән хитай әмәлдарларниң мушундақ қилғили болиду, дәп қараватқанлиқини, әмма буниңда бир қисим кишиләрниң, болупму 20 яш билән 40 яш арисидики кишиләрниң нуқтилиқ йоқитиш нишани болуватқанлиқини, гәрчә һазирқи учурлар сан җәһәттә анчә көп болмиған қийнақ вә өлүм вәқәлириниң оттуриға чиқиватқанлиқини көрсәтсиму, буниңдики әң қорқунчлуқ болған зор көләмлик қирғин шәклиниң һазирчә көрүлмигәнликини, әмма ахирқи йосунда бундақ қирғинниң оттуриға чиқишини контрол қилишниң һазирчә мумкин әмәсликини билдүрди.

Арқидин америкида чиқидиған “хитай архиплири” журнилиниң алий муһәррири җессика беки сөз алди. У һазирқи вақитта хитай һөкүмитиниң шунчә зор сандики уйғурлар қамалған бу җайларни “өгиниш мәркизи”, “өзгириш мәркизи” дегәндәк чирайлиқ намлар билән ативалған билән бу җайға қамалғанларниң қабаһәт ичидә яшаватқанлиқини, әмма бәзи мутәхәссисләрниң бу мәркәзләргә нишанлиқ болған миллий вә диний тәркипкә мәнсуп уйғурларниң қамалғанлиқиға қарап бу җайларни 2-дуня урушидикигә охшаш “йиғивелиш лагери” дәп атаватқанлиқини, шуңа америка һөкүмитиниң бих һалитидики бу бишарәтләргә әстайидил муамилә қилиши лазимлиқини, болмиса буниңдинму дәһшәтлик болған ақивәтниң оттуриға чиқиши мумкинликини тәкитлиди.

У сөзиниң ахирида америка һөкүмитигә уйғурлар дияридики инсан һәқлири мәсилисини аддий мәсилә қатарида қаримаслиқ, бир қисим мусулман әллири билән алақидә болуп, хитайға омумйүзлүк бесим пәйда қилиш, хитай һөкүмитиниң “террорлуққа қарши туруш” намидики ялған-явидақлириға алдинип қалмаслиқ, америкиға яки башқа җайларға қечип чиққан уйғурларға қолидин келидиған ярдәмни айимаслиқ дегәндәк бирнәччә тәклипни сунди. Шундақла “инсан һәқлири дәпсәндичиликигә сүкүт қилишимизни битәрәп турғанлиқ, дәп ойлаш бир түрлүк хаталиқ. Һәр қетим мушундақ қилсақ хитайниң хорикини техиму өстүрүп, инсан һәқлириниң қурбанлирини көпәйтивалимиз” деди.

Ахирида кеңәш палата әзаси марко рубийо гуваһчилардин соаллар сориди. Шуниңдәк уйғурлар диярида йүз бериватқан бу һадисиләрни һәқиқәтәнму ушшақ мәсилиләр қатарида ойлашқа болмайдиғанлиқини ейтип келип: “әгәр мушундақ ишлар дуняниң башқа җайлирида болған болса бу һәқтики хәвәрләр пүткүл гезитләрни бир алған болатти” деди. Шундақла бу һадисини “21-әсирдики дуняниң кәлгүсидинму муһим болған әһвал” дәп қарашқа болидиғанлиқини билдүрди.

Мәлум болушичә, бу хилдики гуваһлиқ бериш йиғинида сөзләнгән нутуқлар вә тәклипләр бирдәк америка дөләт мәҗлисиниң шу мәсилә һәққидә қарар вә қанун лайиһиси чиқиришидики таянч пакитлар болидикән. Алақидар шәхсләр бу һәқтә тохтилип, мушу хилдики паалийәтләрниң көпийиши уйғур давасиниң кәлгүси үчүн зор дәриҗидә пайдилиқ болидиғанлиқини тәкитләватқанлиқи мәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.