Илшат һәсән: чен чүәнгониң қошмақ туғқан тәшәббуси мәнтиқсиз вә күлкилик

Мухбиримиз меһрибан
2016.12.02
chen-quanguo-chen-chuengo-3.jpg Уйғур елиға тәйинлигән йеңи партком секретари чен чүәнго йиғинда сөздә.
weibo

Бу йил 9-айдин башлап уйғур районида һакимийәт бешиға чиққан чен чүәнго уйғур диярида “қошмақ туғқан” тәшәббусини оттуриға қойған вә бу тәшәббустин кейин хитай мәтбуатлирида бир қисим хитай әмәлдарларниң йезилардики уйғур аилиләр билән қошмақ туғқан болғанлиқи хәвәр қилинған. Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән 1-декабир күни тор бетидә елан қилинған “бир қисим уйғурлар хитай компартийисиниң әтиварлиқ момисиға айланди” мавзулуқ мақалисидә, чен чүәнгуниң мәзкур тәшәббусини тәнқид вә мәсхирә қилған. Илшат әпәндиниң қаришичә, мәйли қан, мәйли дин, мәйли мәдәнийәт җәһәттин қилчә ортақлиқи болмиған икки милләт әзалири арисида туғқандарчилиқни тәшәббус қилиш пүтүнләй мәнтиқсиз; шундақла инсаний тәбиәт вә җәмийәтниң қанунийитигә хилап.

Йеқиндин буян хитай таратқулирида, уйғур аптоном райониниң тәйинләнгән йеңи партком секретари чен чүәнгониң “қошмақ туғқан” тәшәббусиға аит хәвәрләр көпәйди. Уйғур дияриниң мәркизи үрүмчидин кичик наһийә, базар, йезилардики кадирларғичә кеңәйтилгән, һәммә адәм “қошмақ туғқан” болуш һәрикити хитай таратқулирида уйғур дияридики “инақ кәйпият”ниң ипадиси сүпитидә мәдһийиләнгән болсиму, әмма хитай вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқан вәзийәт анализчилири вә уйғур паалийәтчилири бу хил сүний бәрпа қилинған “миллий инақлиқ” ниң әмәлий үнүминиң йоқлуқи тәкитлимәктә.

Америка уйғур бирликиниң рәиси елшат һәсән әпәнди 1-декабир уйғур кишилик һоқуқ программиси тор бекитидә хитай тилида елан қилған “бирқисим уйғурлар хитай компартийисиниң әтиварлиқ момисиға айланди” сәрләвһилик филйәтонида, тәйинләнгән әмәлдар чен чүәнгониң тәшәббуси билән уйғур диярида “қошмақ туғқан” болуштәк сүний инақлиқ һәрикити йолға қоюлуватқан болсиму, әгәр һәқиқий баравәрлик сиясити йүргүзүлмисә, уйғур дияридики барғанчә кәскинлишиватқан миллий зиддийәтниң йәнила һәл болмайдиғанлиқини юмуристик, кинайилик вә вә мәсхирилик тиллар билән оттуриға қойған.

Елшат һәсән әпәнди бүгүн радиомиз зияритини қобул қилип, өзиниң мәзкур филйәтонни йезишиға сәвәб болған амиллар вә хитай әмәлдари чен чүәнгониң тәшәббуси билән уйғур диярида дағдуғилиқ елип бериливатқан аталмиш “қошмақ туғқан” болуш һәрикити һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойди.

Елшат һәсән әпәнди сөзидә уйғур диярида чен чүәнгониң “қошмақ туғқан” тәшәббуси билән давамлишиватқан сүний инақлиқ һәрикитиниң мәқсити вә нәтиҗиси һәққидә тохталди.

Елшат һәсән әпәнди сөзидә чен чүәнгониң “қошмақ туғқан” сияситиниң һечқандақ әмәлий үнүм бәрмәйдиған мәнтиқсиз, инсан тәбиити вә җәмийәт қанунийитигә хилап болған қилмиш икәнликини тәкитләп, “хитай даирилири мав зедуң дәвридин башлапла уйғурларға зорлап таңидиған бу хил тәшшәббус вә һәрикәтләрни һәр хил намларда елип барған болсиму, әмма районда уйғурларға қарита йүргүзүватқан миллий сияситидә баравәрлик әмәс, бәлки уйғурларниң маддий вә мәниви мәнпәәтигә таҗавуз қилинидиған, миллий өрп-адити вә диний етиқади аяқ асти қилинидиған баравәрсиз миллий сиясәт йүргүзүлүп келиватқини үчүн, уйғурларниң хитай һөкүмитигә болған наразилиқ кәйпиятиниң барғанчә күчийип, қаршилиқ һәрикәтлириму йеқинқи йиллардин буян көпийиватқанлиқини билдүрди.

Елшат әпәнди йәнә, мәзкур сиясәттә тилға елинған кадирлар билән амма “қошмақ туғқан” болушта хитай вә уйғурниң бир аилә кишилиридәк болуши тәләп қилиниши, диний етиқади вә миллий мәдәнийитидә һечқандақ ортақлиқи болмиған, һәтта бир-бириниң мәдәнийитини йәкләйдиған икки милләт кишилирини сүний һалда достлуқ орнитишқа, һәтта бир дастиханда ғизалинишқа мәҗбурлаш болуп, милләтләр ара қарму-қаршилиқлар ямриған бир җәмийәттә сүний йосундики “қошмақ туғқан” чилиқ тәшвиқатлири һечқанчә үнүм яриталмайла қалмастин, бәлки инсанийәт әхлақи вә кишилик инсан һәқлиригә хилап бу хил қилмишларниң уйғурларниң хитай һөкүмитигә вә районда барғанчә көпийиватқан хитай көчмәнлиригә болған наразилиқ вә нәпрәтни күчәйтиветидиғанлиқини агаһландурди.

Хитай хәвәрлиридин мәлум болушичә, “қошмақ туғқан” болуш сиясити уйғур аптоном райониниң йеңидин тәйинләнгән әмәлдари чен чүәнго бу йил 9-айда вәзипигә олтурғандин кейин йолға қоюлған. Хитай таратқулирида бу сиясәтниң мәқсити “5-июл вәқәси” дин буян районда күнсери җиддийлишип бериватқан милләтләр мунасивитини яхшилаш дәп көрситилгән.

Елшат һәсән әпәнди хитай һөкүмәт таратқулирида тәкитлиниватқан “милләтләр иттипақ” болған вәзийәтниң һазирқи шараитта әмәлгә ашмайдиғанлиқини, әмма әгәр хитай һөкүмитиниң бу арзусини әмәлгә ашурушқа қарита һәқиқий сәмимийити болса, у һалда алди билән нөвәттә йүргүзүватқан баравәрсиз миллий сияситини пүтүнләй өзгәртиши керәкликини тәкитлиди.

Елшат әпәнди мундақ деди: “хитай һөкүмити йиллардин буян уйғурларға қарита йүргүзгән сияситидә һәқиқий миллий баравәрлик, миллий өрп-адәт вә диний етиқадни һөрмәтләйдиған, кишилик һоқуқ капаләткә игә болған миллий сиясәт йүргүзүшниң орниға, уйғурларға қарита баравәрсиз, миллий бастуруш вә һәтта миллий өрп‏-адәт вә диний етиқад һақарәт қилинидиған бир қатар тәңсиз сиясәтләрни йүргүзүп кәлди. Мениңчә, әгәр даириләр бу хил бастуруш сияситини өзгәртиштә өз сәмимийитини ипадилисә, бәлким нөвәттә районда барғанчә кәскинлишиватқан миллий зиддийәтләрдә юмшаш вәзийити барлиққа келиши мумкин. Әмма даириләр һазир дағдуға билән елип бериватқан аталмиш “қошмақ туғқан” болуш һәрикити, мениңчә, мәйли қан, мәйли дин, мәйли мәдәнийәт җәһәттин болсун, қилчә ортақлиқи болмиған икки милләт арисида туғқандарчилиқни тәшәббус қилиш пүтүнләй мәнтиқсиз; шундақла инсаний тәбиәт вә җәмийәтниң қанунийитигә хилап қилмиш!”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.