Ши җинпиңниң парихорлуққа зәрбә бериш намида сәзгүр орунлардики қарши еқимдикиләрни тазилап болғанлиқи илгири сүрүлмәктә

Мухбиримиз меһрибан
2016.05.28
zhou-yongkang-ju-yongkang.jpg Хитай сиясий қанун комитетиниң сабиқ башлиқи җу юңкаң хитай хәлқ қурултийида. 2012-Йили 5-март, бейҗиң.
AFP


Мәлум болушичә, йеқиндин буян хитай рәиси ши җинпиң башлиған “парихорлуққа зәрбә бериш” һәрикити һәққидики хәвәр - муназириләр йәнә көпийишкә башлиған. Муназириләрдә җу юңкаң вә сабиқ хитай рәиси ху җинтавниң баш катипи лин җихуа қатарлиқ юқири дәриҗилик әмәлдарларниң тутқун қилиниши, ши җинпиңниң “парихорлуққа зәрбә бериш” намида өзигә қарши пикир еқимидикиләрни асасән тазилап болғанлиқидин дерәк беридиғанлиқи илгири сүрүлгән.

Хитай интизам тәкшүрүш комитети 24 - май сәйшәнбә күни уқтуруш чиқирип, “хитай дөләт мәхпийәтлик идарисиниң башлиқи, хитай дөләт кабинети қанун ишлири ишханисиниң муавин башлиқи ша юңниң, лиң җихуаниң ‛интизамға еғир дәриҗидә хилаплиқ қилиш делоси‚ һәққидики тәкшүрүшкә маслишиватқан” лиқини елан қилди.

Мәзкур хәвәр хитай вәзийити көзәткүчилириниң диққитини қозғиди. Хоңкоңда чиқидиған “миңбав” гезитидә 26 - май күни елан қилинған хәвәр анализида, ши җинпиңниң парихорлуққа зәрбә бериш намида хитай сиясий қанун саһәсини асасий тазилаш нишани қилғанлиқи илгири сүрүлүп, “һазирчә хитай һөкүмәт даирилири ша юңниң хизмитидин рәсмий қалдурулғанлиқини ениқ дәлиллимиди, әмма илгири дөләт мәхпийәтлик идарисиниң башлиқи болған ша юң нәччә йил илгири хитай дөләт кабинети қанун ишлири ишханисиниң муавин башлиқи қилип йөткәлди. Бу қетим ша юңниң лин җихуа делосиға четилип тәкшүрүлүши униң техиму яман ақивәткә дучар болидиғанлиқини көрсәтмәктә. Ши җинпиң һакимийәтни қолиға алған 3 йилдин буян хитай мәркизи һөкүмәт ишханиси, дөләт интизам тәкшүрүш комитети, дөләт бихәтәрлик ишханиси вә хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи қатарлиқ сәзгүр орунларда чоң тазилаш елип барди” дейилди.

Мәзкур хәвәр анализида 2013 - йили хитай сиясий қанун системисида вәзипә өтигән 7 нәпәр министир дәриҗилик әмәлдардин һазир пәқәт хуаң миң, мең хуңвей, чен җимиң қатарлиқ 3 нәпириниңла қалғанлиқи, илгири җ х министирлиқида муавин министир болған ли дуңшеңниң җу юңкаң делосиға четилип 15 йил сотланғанлиқи, қанун саһәсидики йәнә бир муавин министир яң хуәнниңниң хизмитиниң йөткиветилгәнлики, хитай мәркизи интизам тәкшүрүш ишханисиниң илгирики партком секретари җаң шинфеңниң аввал террорлуққа зәрбә бериш ишханисиға йөткиветилип, йеқинда пенсийигә чиқириветилгәнлики тилға елинип, нөвәттә ши җинпиңниң бу сәзгүр орунлардики “қарши пикир еқимидикиләрни асасән тазилап болғанлиқи” илгири сүрүлди.

Әнглийә б б с агентлиқиниң хәвәр анализида, нөвәттә хитай дөләт кабинети қанун ишлири ишханисиниң муавин башлиқи вәзиписини өтәватқан ша юңниң тәкшүрүлүши, хитайда җаң земин тәрәпдарлири дәп тәриплинип келиватқан хитай сиясий қанун комитетиниң сабиқ башлиқи җу юңкаң хитай қанун саһәсини тутуп турған мәзгилләрдики әмәл тутқунларниң асасән тазилинип болғанлиқидин дерәк беридиғанлиқи, бу әмәлдарлар арисида йәнә ху җинтавниң йеқинлиридин лиң җихуа вә ша юң қатарлиқларниңму барлиқи тилға елинип, ши җинпиңниң мәйли җаң земин гуруһидикиләр болсун яки ху җинтав, венҗябав тәрәпдарлири болсун, уларниң ичидики өзигә қарши пикир еқимидикиләрни тазилаш нишани қиливатқанлиқи оттуриға қоюлди.

Америкидики хитай вәзийәт анализчилиридин обзорчи чен покуң әпәнди мундақ деди: “ши җинпиң бирнәччә йилдин буян җаң земин тәрәпдарлириға зәрбә беришни асасий нишан қилип кәлгән иди. Мана һазир ху җинтав, венҗябавлар вәкиллик қилидиған комсомоллар тәрәпдарлири арисидики қарши пикирдикиләрниму тазилашқа башлиди. Әһвалдин қариғанда ши җинпиң нөвәттә җаң земин тәрәпдарлириға вәкиллик қилидиған әмәлдарларни парихорлуққа зәрбә бериш намида асасән тазилап болди, әмди у келәр йили ечилидиған хитай компартийисиниң 19 - нөвәтлик қурултийидин илгири өзигә қарши пикир еқимидикиләрни тазилап өзиниң һоқуқини мустәһкәмләш мәқситигә йәтмәкчи.”

Чәтәлләрдики хитай демократлири торлиридин җуңгоға нәзәр торида 27 - май берилгән хәвәр анализдиму ши җинпиңниң нөвәттә җаң земин гуруһиға вәкиллик қилидиған қарши пикир еқимидики әмәлдарлардин сиясий қанун саһәсигә охшаш сәзгүр орунлардикиләрни асасән тазилап болғанлиқи оттуриға қоюлған.

Униңда мундақ дейилгән: “җаң земинниң йеқини җу юңкаң 2000 - йилдин башлап сиясий қанун саһәсидә һакимийәт тутқан мәзгилләрдә бу саһәсидики органлар барғанчә кеңийип мәзкур саһәдики малийә хамчоти хитайниң һәрбий чиқимидинму ешип кәткән иди. Ши җинпиң ‛парихорлуққа зәрбә бериш‚ намида елип барған һәрикитидә бу саһәдики әмәлдарларниң асасий тазилаш нишани қилинип, 3 йилдин буян бу саһәдики чоң - кичик һөкүмәт әмәлдарлириниң зор бир қисми тазилинип болди.”

Әмма хитай һөкүмәт таратқулирида ши җинпиң башлиған парихорлуққа зәрбә бериш һәрикити мәдһийәлинип, мәзкру һәрикәт җәрянида “хитай компартийәси ичидики парихор чирик әмәлдарлар тазилинип, компартийәниң хитай хәлқи қәлбидики образи вә орниниң йәниму юқири көтүрүлүп мустәһкәмләнгән” лики тәкитләнмәктә.

Көзәткүчиләрниң қаришичә, нөвәттики мурәккәп хитай вәзийити нуқтисидин алғанда, мәзкур зәрбә бериш һәрикитини нәтиҗисини һәқиқий муддиасини мөлчәрләш йәнила қейин икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.