Мәмәт тохти әпәнди: уйғурлар дин билән сәнәт мунасивитини тоғра бир тәрәп қилип кәлгән, хитайниң йетәклишигә һаҗәт йоқ

Мәлум болушичә, уйғур районидики бир қисим яш диний затлар бәзи чағларда кишиләрниң той-төкүнләрдә нәғмә-нава қилишини тосмақта, хитай һөкүмити болса мәхсус һөҗҗәт чүшүрүп той-төкүнләрни нәғмә-нава билән өткүзүшниң уйғурларниң миллий өрп-адити икәнликини илгири сүрүп, кишиләрни нахша, усулға риғбәтләндүрмәктә.
Бу зитлиқ һәққидә пикир баян қилған сиясий көзәткүчи мәмәт тохти әпәнди, уйғурларниң тарихтин буян дин билән сәнәтниң мунасивитини тоғра бир тәрәп қилип кәлгәнликини оттуриға қойди вә бу җәһәттә уйғурларниң хитайниң йетәклишигә һаҗити йоқлуқини илгири сүрди. У йәнә уйғур җәмийитидә нөвәттә йүз бериватқан паҗиәләрни нәзәрдә тутқан һалда бир түркүм яш диний затларниң кишиләрни нәғмә-навадин тосушиниму тоғра чүшинишкә болидиғанлиқини баян қилди.