Үрүмчидики “долан” ширкитиниң директори тутуп кетилгән
2017.11.17
Уйғур елида хитай даирилириниң һәр саһә бойичә елип бериливатқан тәртипкә селиш, түзәш баһанисидики тәқипләш-тазилаш һәрикитиниң давам қиливатқанлиқи мәлум болмақта. Болупму йеқинқи айларда радиомизға уйғур мәдәнийәт саһәсидики төһпикар сәнәткар вә мәдәнийәт әрбаблиридин башқа йәнә мәдәнийәт тарқитишни кәсип қилған карханиларниңму тәқибгә учриғанлиқи һәққидә мәлуматлар кәлмәктә.
Йеқинда чәтәлләрдики бир қисим уйғурлар, мәдәнийәт кәспидики төһпикар кархана дәп нам берилгән “шинҗаң долан оқәтчилик чәклик ширкити” ниң дерктори вә қануний вакаләтчиси абдухелил убулқасимниң из дерикиниң йоқлуқини, биринчи өктәбирдин буян униң чәтәлләрдики достлири билән болған үндидар вә башқа телефон алақисиниңму пүтүнләй үзүлүп қалғанлиқини мәлум қилди.
Убулқасимниң достлири йәткүзгән учурларға асасән “долан” ширкити вә униң аялиға қилған телифонлиримизму уланмиди. Ширкәтниң тор бекитиму ечилмиди.
Әмма үрүмчидики “долан” ширкитидә хизмәт қиливатқан, салаһийитини ашкарилимаслиқ шәрти билән мәлумат бәргән бир хадим, деркториниң бир йерим ай илгири сақчилар тәрипидин елип кетилгәндин буян хәвири йоқлуқини дәлиллиди. У, мәзкур ширкәтниң хизмәт түрлири көп вә хәлқаралашқан бир ширкәт болғачқа, башқа хадимлар ширкәтниң хизмәтлирини давамлаштурушқа тиришиватқанлиқини, әмма уларниңму бәлгилик тосалғуларға дуч келиватқанлиқини билдүрди.
Биз абдухелилниң тутулуш сәвәби вә һазир қәйәрдә икәнлики һәққидә мәлумат елиш үчүн үрүмчи ғалибийәт йоли сақчиханиси, үрүмчи шәһәрлик җамаәт хәвпсизлик идарилири билән алақә қилған болсақму, әмма соаллиримиз җавабсиз қалди.
Уйғур дияридики учур мәнбәлири вә мәдәнийәт-сәнәт саһәсидики бир қисим уйғурларниң тәминлигән мәлуматлириға қариғанда, мәдәнийәт кәспидики төһпикар кархана дәп нам берилгән “шинҗаң долан оқәтчилик чәклик ширкити” 2003-йили 5-айда қурулған икән. Бу ширкәт, үрүмчи шәһәрлик иттипақ йоли 505-қуруға җайлашқан болуп, 200 әтрапида хизмәтчи хадими бар икән. Бу ширкәт уйғур дияридила әмәс, бәлки хитай бойичиму алдинқи қатарда туридиған болуп, оюн тәшкилләш, кино-филим ишләш, үн-син буюмлирини нәшр қилдуруп тарқитиш, кино қоюш вә йемәк-ичмәк мулазимитини өзигә муҗәссәмлигән мәдәнийәт-сәнәт кәспи карханиси һесаблинидикән.
“долан” ширкити уйғур дияридики күчлүк болған сәнәткарлар вә иҗадийәтчиләр қошуни, пиланлиғучилар вә башқурғучилар қошуниға игә болуп, ширкәт қурулғандин буян көплигән надир сәһнә әсәрлири вә үн-син әсәрлирини үзлүксиз йоруқлуққа чиқарған икән. Бу ширкәт мәдәнийәт тарқитиш ишлириниң тәрәққиятиға көрүнәрлик һәссиләрни қошуп кәлгәнлики үчүн һәтта 2012-йили уйғур аптоном районлуқ мәдәнийәт назарити тәрипин “шинҗаң уйғур аптоном райониниң мәдәнийәт кәсиплири бойичә үлгә көрситиш базиси” қилип бекитилгән икән.
“долан” ширкити қармиқида “долан оюн қоюш мәркизи”, “долан үн-син буюмлири мәркизи”, “филим ишләш мәркизи”, “музика ишләш-аваз елиш мәркизи”, “хансарай кино-тиятирханиси”, “һаят ғизалиқ чайханиси” қатарлиқ тармақлар бар икән. Бу ширкәт йәнә даңлиқ сәнәт өмәклири билән һәмкарлиқ мунасивити орнатқандин башқа абдурейим һейт, абдукерим аблиз, мөминҗан абликим, халмурат өмәр, полат турсун, ташмәмәт батур қатарлиқ нәччә онлиған даңлиқ чолпанлар билән узун муддәтлик һәмкарлиқ тохтами имзалиған, әл сөйгән даңлиқ чолпанларниң йетишип чиқиши һәмдә тонулушида түрткилик рол ойнап кәлгән.
6 Айлар аввал хитай даирилири тәрипидин тутулғанлиқи йеқинда ашкариланған даңлиқ сәнәткар абдурейим һейтниң нахша-музика, үн-син боюмлириму мушу ширкәт тәрипидин ишләп тарқитилған. Әмма абдухелилниң тутулушиниң абдуреһим һейтниң тутқун қилиниши билән қандақ алақиси барлиқи техи енқланмиди.
Илгири “долан” ширкитини қурушта абдухелил билән һәмкарлашқучилардин һазир чәтәлдә яшаватқан исмини ашкарилашни халимиған бир ханим, өзиниң вә “долан” ширкити билән һәмкарлиқи бар оттура асиядики ортақлириниңму абдухелил билән алақисиниң пүтүнләй үзүлүп қалғанлиқини билдүрди.
Мәзкур ханимниң ейтишичә, “долан” оқәтчилик чәклик ширкити бу саһәдә аз болмиған төһпилик хизмәтләрни қилған болуп, қурулғандин буян хәлқ арисидики бибаһа сәнәт байлиқлирини қезип, һәр йили һәр милләт хәлқ аммиси яқтуридиған 5-10 ғичә чоң типтики сәнәт кечилики тәйярлап, уйғур дияриниң һәр қайси җайлирида вә һәтта оттура асиядиму оюн тәшкилләп, чегра ичи вә сиртидики уйғурларниң қизғин алқишиға еришкән икән.
“долан” ширкити йәнә йеқинқи йилларда чәтәлниң катта филимлирини уйғурчиға тәрҗимә қилиш вә рәқәмлик кино ишләш саһәсигә җиддий тутуш қилип, кино вә үн-син боюмини нәшр қилдуруп тарқитишта таратқу саһәсидики башламчилиқ ролини ойнап кәлгән. Йеқинқи бир-икки йилда райондики әң нопузлуқ программиға айланған “шинҗаң талант сәһниси” гә охшаш дуня мода еқимиға мас тәқлиди универсал программиларни телевизийә истансилири билән һәмкарлишип оттуриға чиқирип, уйғур дияри вә уттур асиядики уйғур талант игилири, сәнәткарларниң байқилиши шундақла тонулушиға йол ачқан.
Абдухелил һәққидә мәлумат елиш мәқситидә оттур асиядики тонулған бир қанчә сәнәткар билән алақиләштуқ уларму кәспий чәклик ширкитиниң баш дерктори вә қануний вакаләтчиси абдухелил убулқасимниң из дерәксиз йоқап кәткәнликидин һәйран болушқанлиқини билдүргән болсиму у һәққидики баянлириниң техи тәқдири ениқ болмиған, абдухелилға зийини болуп қелишидин әндишә қилип өзини чәткә алди.
Түркийәдә яшаватқан, салаһийитини ашкарилимаслиқ шәрти билән учур бәргән бир уйғур сәнәтчи, “долан” ширкитиниң җәмийәтниң еһтияҗи билән телевизийә, радийо, тор қатарлиқ һәрхил таратқуларниң өз-ара достанә һәмкарлиқини күчәйтиштә көврүклүк рол ойниғанлиқини тилға алди. У, бу йилниң бешида “долан” ширкитиниң түркийәдики сәнәт саһәсидикиләр билән һәмкарлишип түрк сәнәткарларни “шинҗаң талант сәһниси” гә тәкилп қилиш һәққидики пиланиниң хитай даирилириниң тосқунлуқиға учриғанлиқини ейтти.
Абдухелил билән алқиси үзүлүп қелиштин бурун давамлиқ алақилишип туруватқан бу сәнәтчиниң ейтишичә, абдухелил икки ай аввал хитай даирилириниң бәзи сәнәткарларни тәкшүрүватқанлиқини ейтқан икән. Униң билдүрүшичә, уйғур дияридики сәнәт саһәсидикиләр йеқиндин буян үндидарини қизиллаштуруш арқилиқ өзлириниң аваричиликкә йолуққанлиқидин бешарәт беришни алдин дейишивалғанлиқи мәлум. Гәрчә абдухелилниң тутулуш сәвәби һазирғичә ениқ болмисиму, әмма униң достлири 30-сентәбир вә 1-өктәбир күнлири абдухелилниң уда қизил байрақ чиқиришидин, сақчиларниң уни аварә қиливатқанлиқини қияс қилған. Шуниңдин башлап уларниң абдухелил билән болған алақиси үзүлүп қалған.
Абдухелилниң хитай даирилири тәрипидин сәвәбсиз елип кетилиши “шинҗаң долан оқәтчилик чәклик ширкити” ниң хизмәтлирини зор бесимға учратқан. Униң тутулуши өз нөвитидә йәнә мәдәнийәт сәнәт саһәсидики сәпдашлирини, уйғур таратқу ишлириға көңүл бөлүватқан уйғурларни әндишигә селиватқанлиқи мәлум.