Хитай уйғур мөтивәрлиригә мәҗбурий дөләт марши оқутқан
2016.10.26

Өткән һәптә иҗтимаий учур васитилиридә кимлики ениқ болмиған уйғур мойсипитлириниң хитай дөләт маршини омумий хор шәклидә оқуғанлиқи әкс әттүрүлгән бир қисқа филим тарқалди.
Бу һал чәтәлләрдики уйғурларда йәнә бир муназирә темисиға айлинип, түрлүк көз қарашлар қанат яйди. Җүмлидин голландийәдә яшаватқан уйғурлар бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, бу вәқә мунасивити билән көңлидин кәчкәнлирини радийо аңлиғучилиримиз билән ортақлашти.
Зияритимизни қобул қилған әйса савут қараҗим, абдурахман қараҗим, абдусалам ғени вә һүсәйин тәҗәлли әпәндиләрниң илгири сүрүшичә, бу филимда әкс әттүрүлгән көрүнүшләрни уйғур аммисиниң меңә ююш һәрикитигә чәктин ашқан дәриҗидә мәҗбурлиниватқанлиқиниң ипадиси дейишкә болидикән.
Биз мәзкур филимниң қәйәрдә, қачан вә қандақ тартилғанлиқини сүрүштә қилған болсақму, бу һәқтә бир җавабқа еришәлмидуқ. Һазирчә “уйғур мойсипитлиригә дөләт маршини оқутуш” қилмиши уйғур елиниң башқа йәрлиридиму йолға қоюлған-қоюлмиғанлиқи мәлум әмәс. Әмма, хитай һөкүмитиниң илгири уйғур һәрсаһә мөтивәрлирини “кичик алма усули” ойнашқа, уйғур яшлирини болса танса, итот вә чоң мәйданларда тәйҗи гумписи ойнашқа селиш арқилиқ уйғур мойсипитлириниң образини хунүкләштүрүшкә урунғандин башқа, уйғур яшлириниму миллий кимликтин йирақлаштурушқа тиришқанлиқи ашкариланған иди.