Д у қ ниң 6-нөвәтлик пәвқуладдә вәкилләр қурултийи ахирлашти
2017.11.13
12-Ноябир күни дуня уйғур қурултийиниң 6-нөвәтлик пәвқуладдә вәкилләр қурултийи германийәниң мюнхен шәһиридә ахирлашти.
Д у қ ниң 6-нөвәтлик пәвқуладдә қурултийи 11-айниң 10-күнидин 12-күнигичә 3 күн давамлашти. Пәвқуладдә қурултайниң йепилиш мурасими саәт 14:00 тә мюнхен шәһиридә өткүзүлди. Йепилиш мурасимиға дуня уйғур қурултийиға йеңи сайланған һәр дәриҗилик рәһбәрләр вә 20 дөләттин кәлгән 120 әтрапида вәкил қатнашти. Дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса әпәнди йепилиш нутқида, бу қетимқи қурултайниң мувәппәқийәтлик өткәнликини, бирлик-иттипақлиқниң еғиздики қуруқ шоар билән әмәлгә ашмайдиғанлиқини, әмили хизмәтләр билән әмәлгә ашурғили болидиғанлиқини тәкитлиди.
Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди йеңи сайланған рәһбәрләрниң бирлик-иттипақлиқ ичидә ишләп, дуня уйғур қурултийини “шәрқий түркистан хәлқи күтүватқан тәләпләрни әмәлийләштүрәләйдиған бир тәшкилатқа айландуридиғанлиқи” ни билдүрди.
Бу қетимқи қурултай җәрянида бәзи йеңи тәклипләр оттуриға қоюлди. Катиплиқ вә хитай ишлири комитети, екологийә комитетиға охшаш йеңи комитетлар қурулди.
Қурултай рәиси долқун әйса әпәнди нутқида дуня уйғур қурултийи дуняниң һәрқайси җайлиридики тәшкилатлар билән башқуруш -башқурулуш мунасивитидә әмәс, әксичә һәмкарлишиш мунасивитидә болидиғанлиқини, д у қ рәһбәрлириниң д у қ ға әза тәшкилатларниң ички ишлириға арилишивалмайдиғанлиқини җакарлиди.
Буниңға вәкилләр қандақ қарайду? қисқиси вәкилләр дуня уйғур қурултийиниң 6-нөвәтлик пәвқуладдә вәкилләр қурултийиға қандақ баһа бәрди? бу һәқтики көз қаришини игиләш үчүн нәқ мәйданда америка қошма штатлири, японийә, қазақистан, норвегийә қатарлиқ дөләтләрдин кәлгән вәкилләргә микрофонимизни узаттуқ. Улар һәммә бирдәк бу қетимқи қурултайниң демократийәлик өлчәмләргә тошидиған шәкилдә өткүзүлгәнликини, “шәрқий түркистан дәваси үчүн йеңи бир башланғуч болғанлиқи” ни баян қилишти.
Дуня уйғур қурултийиниң 5-нөвәтлик қурултийи 2016-йили 7-айда парижда өткүзүлүп узун өтмәй дуня уйғур қурултийида ички кризис мәйданға келиш билән бирликтә уйғур дияриниң вәзийитиму тарихта көрүлүп бақмиған бир шәкилдә еғирлашқан бир вәзийәттә, д у қ бу вәзийәтни нәзәрдә тутуп, 6-нөвәтлик пәвқуладдә қурултай чақириш қарари мақулланған иди.