Д у қ рәһбәрлири америкидики уйғур җамаити билән сөһбәттә болди

Мухбиримиз әзиз
2019.02.18
doqun-eysa-amerika-jamaet-1.jpg Америкиға хизмәт зиярити үчүн кәлгән д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәнди америкидики уйғур җамаити билән болған сөһбәт паалийитидә лексийә сөзлимәктә. 2019-Йили 16-феврал.
RFA/Eziz

Муһаҗирәттики уйғурларниң әң чоң вә нопузлуқ тәшкилати болған дуня уйғур қурултийиниң мунасивәтлик рәһбәрлири явропадики бир қисим дөләтләрдә вә башқа җайларда уйғур җамаити билән учришип түрлүк сөһбәтләрдә болуп кәлгән иди. Йеқинда америка уйғур бирләшмиси д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәндимниң хизмәт зиярити үчүн америкиға кәлгәнликидин пайдилинип, д у қ рәһбәрлириниң тунҗи қетимлиқ уйғур җамаити билән учришиш вә сөһбәтлишиш паалийитини тәшкиллиди.

Шәнбә күни чүшкә орунлаштурулған бу қетимқи учришиш паалийити америка уйғур бирләшмисиниң башқа паалийәтлиригә охшашла алди билән “шәрқий түркистан дөләт марши” билән башланди. Паалийәткә кәлгән уйғур җамаити бирдәк орунлиридин туруп, ай-юлтузлуқ байраққа һөрмәт билдүрди.

Дөләт маршидин кейин д у қ иҗраийә тәптиши абликим идрис вәтән вә милләтниң һөрлүки үчүн һазирға қәдәр әзиз җанлирини пида қилған шеһитларниң роһиға атап хәтмә-қуран қилди. Шуниңдәк униң дуаға қол көтүрүши билән җамаәт бирликтә дуа қилип уйғурларниң азадлиқи һәмдә нөвәттики түрлүк мүшкүлатларға асанчилиқ болушни тилиди.

Паалийәтниң күнтәртипи бойичә америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсән уйғур җамаитигә сөз қилиш пурситини долқун әйсаға бәрди. Долқун әйса сөзидә алди билән д у қ өтмүштә бесип өткән әгри-тоқай йолларни қисқичә тонуштуруп өткәндин кейин д у қ ниң маһийәттә 1933-вә 1944-йиллиридики шәрқий түркистан җумһурийәтлириниң давами сүпитидә вуҗудқа кәлгән сиясий гәвдә икәнликини, д у қ ниң 2004-йили һазирқи намни алғандин буян муһаҗирәттики уйғурларниң 1950-йилларда әйса йүсүп алип текин вә муһәммәтимин буғра башчилиқидики муҗадилә һәрикитини йеңи бир сәвийәгә елип чиқиш үчүн қандақ тиришчанлиқларни көрситип кәлгәнликини сөзләп өтти.

Долқун әйса әйни вақиттики тарихий шараитни әсләп өткәч уйғурларниң мәрһум лидерлири уйғур давасини түркийә вә башқа җайлардики һөкүмәтләргә аңлитиш җәрянида маддий шараитниң кәмчиллики, кадирлар қошуниниң йоқ дейәрлик болуши, уйғурлар һәққидә ташқи дуняниң һечқандақ мәлуматиниң болмаслиқи қатарлиқ қатму-қат тосқунлуқлар алдида бәл қоювәтмәй нәччә он йиллап уйғур давасини давам әттүргәнликигә йүксәк баһа бәрди. Шуниңдәк нөвәттә ашу йилларда уйғур даваси үчүн шараит чәклимисиниң қистишиға баш әгмәстин өз паалийәтлирини давам қилдурған пидакарларниң әң зор утуқлиридин бири сүпитидә 1992-йили “дуня шәрқий түркистан миллий қурултийи” ечилғанлиқини, униңда елинған бир қатар қарар вә лайиһәләрниң һазирға қәдәр муһаҗирәттики уйғур давасиниң йетәкчи идийәси болуп кәлгәнликини тәкитләп өтти.

Әмма долқун әйсаниң билдүрүшичә, әйни вақитта муһаҗирәттики уйғур давасиниң сәркилири дава йолида дуч кәлгән көплигән маддий қийинчилиқлар һазир мәвҗут болмисиму, уйғур давасиниң қарши мәйданидики хитай һөкүмитини бу дава үчүн әң зор зор дүшмән болуп кәлмәктә икән. Болупму уларниң бу давани боғуп ташлаш үчүн сәрп қилған ғайәт зор миқдардики маддий хираҗити, хитай дөләт һакимийитиниң биваситә қол тиқиши билән уйғур давасиниң һә десила хәлқара сорунларда чәклимигә учриши сәвәбидин д у қ ниң уйғур давасини хәлқарадики б д т, америка дөләт мәҗлиси, явропа парламенти қатарлиқ сиясий мәркәзләргә елип кириши көплигән тосалғуларға дуч кәлмәктә икән. Шу сәвәбтин д у қ вә башқа уйғур тәшкилатлириниң милярд долларлап малийә хираҗити аҗриталайдиған хитай һөкүмитигә қарши тиғму-тиғ “дипломатийә уруши” қилиши әнә шундақ ғайәт зор күчләр пәрқи шараити астида давам қилип кәлмәктә икән. Йәнә келип уйғурлар мәсилисини хитай һөкүмити хәлқара мунбәрләргә чиқмастинла уҗуқтуруп ташлашқа күчәватқан һазирқидәк пәйттә уйғур дәваси ғәрб дунясидики дөләтләрниң җаниҗан миллий мәнпәәтлири үчүн һечқачан пәвқуладдә орун игилимәйдиған әһвалда дуняни уйғурларға игә чиқишқа риғбәтләндүрүш хизмити наһайити сәврчанлиқ билән ишлинидиған көп қатламлиқ, көп басқучлуқ хизмәт болуп қалмақта икән.

Долқун әйса сөзиниң давамида өткән 60 нәччә йилдин буян уйғурларни ассимилятсийә қилип йоқитиветиштәк дөләт сияситини өзиниң һәрқайси дәврләрдики сиясий малиманчилиқ мәзгиллиридиму ағмастин иҗра қилип кәлгән хитай һөкүмитиниң һазирқи вақитқа кәлгәндә уйғурлар мәсилисиниң мәвҗутлуқини инкар қилиштин бу һәқтә өзлирини пәрдазлашқа өткәнликини маһийәттә муһаҗирәттики уйғур давасиниң әң чоң ғәлибилириниң бири, дәп қарайдиғанлиқини тәкитлиди.

Бу қетимқи йиғин мәйданини азғинә рәсмийәт һәққи биләнла арийәткә бәргән труро англян черкавиниң мәсул хадимлиридин хусәк гурийгелму сәһнигә чиқип өзлириниң уйғурлар дуч келиватқан қисмәтләрдин хәвәрдар икәнликини, шуниң үчүн уйғурларниң кәлгүсигә вә адаләткә дуа қилидиғанлиқини, шәхсән өзиниң хитайға саяһәткә барғанда сетивалған “уйғур” чә тарғақ билән чечини тараш арқилиқ һәр күни уйғурларни яд етидиғанлиқини баян қилғанда залда қизғин алқиш яңриди.

Шу қатарда америкидики теббий пәнләр алими ришат аббасму өзлириниң 1998-йили ғуламидин пахта, долқун қәмбири, әркин сидиқ қатарлиқ уйғур зиялийлири билән бирликтә америка уйғур бирләшмисини қандақ қуруп чиққанлиқини, шу вақитлардила уйғур зиялийлириниң “мустәқиллиқ арқилиқ шәрқий түркистанға әркинлик вә һөрлүк елип келиш” шоари астида иш башлиғанлиқини баян қилип, уйғур зиялийлириниң уйғур давасида буниңдин кейинму давамлиқ муһим ролларни ойнишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.

Арилиқта америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсән сөз елип уйғур даваси үчүн әҗир қиливатқан кишиләрниң әйни вақитта уйғур давасида бирәр рәһбәрлик вәзиписигә игә болуш үчүн иш башлимиғанлиқини, уларниң һәммисиниң пәқәт шәхсий пидакарлиқ үчүн бу йолға маңғанлиқини алаһидә тәкитләп өтти. Шуниң билән биргә уйғур тәшкилатлирида сайлам билән вәзипигә олтурған шәхсләр қисмән кишиләргә яқмиған һаләттиму буни “дүшмән” лик дәриҗисигә көтүрүп чиқишниң маһийәттә уйғурниң путиға палта чапқанлиққа баравәр болидиғанлиқини тәкитлиди.

Д у қ ниң мунасивәтлик рәһбәрлиридин өмәр қанат, зубәйрә шәмсидин, абликим идрис, дилмурат сулайман қатарлиқларму алақидар мәсилиләр бойичә чүшәнчә бәргәндин кейин муһаҗирәттики уйғурларниң өзлиригә хас аиливий паҗиәләрни һәрқайси җайлардики һөкүмәтләргә қандақ йосунда уқтуруши, уйғурлуқ бәдәл пулиниң топлиниши вә ишлитилиши, америкидики яшларниң уйғур тәшкилатлири билән қандақ мунасивәттә болуши, йеңи дәврдики уйғур аиливи тәрбийәсидә кейинки әвлад уйғур пәрзәнтлиригә миллий дава еңини қандақ сиңдүрүш қатарлиқ көплигән темилар бойичә йиғин иштиракчилири бәс-бәстә соаллар сориди. Д у қ ниң рәһбәрлириму айрим-айрим соалларға җаваб берип, бир қисим кишиләргә мүҗмәл болуп туруватқан бәзи әһвалларни техиму яхши йорутуп бәрди.

Паалийәт ахирида биз америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсәнни айрим зиярәт қилдуқ. Биз униңдин д у қ һәққидә тор дунясида көплигән тәйяр учурлар бар болған әһвалда немә үчүн бундақ бир паалийәтни тәшкиллигәнликини соридуқ. Елшат һәсән бу һәқтә чүшәнчә берип, уйғур давасиниң һазирқи реал әһвалини уйғур җамаитигә техиму яхши тонутушта бундақ бир паалийәтниң муһим рол ойнайдиғанлиқини тәкитлиди.

Мәлум болушичә, бу қетимқи сөһбәт паалийити арқилиқ уйғур җамаити арисидики бир қисим уқушмаслиқлар түгитилип, уйғур тәшкилатлири билән уйғур җамаити оттурисидики өзара қоллаш вә чүшиниш техиму чоңқурлиған. Нөвәттә бу һалниң бундин кейинки уйғур давасиниң техиму сағлам тәрәққий қилишиға ярдәмдә болуши үмид қилинмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.