Норвегийәдики уйғур җамаити д у қ рәиси долқун әйсани күтүвалған
2018.09.24

Долқун әйса әпәнди 23-сентәбирдин башлап норвегийәдики бир һәптилик зияритини башлиди.
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәнди 13-сентәбир башланған б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 39-нөвәтлик йиғинидики паалийәтлирини 21-сентәбир күни ахирлаштуруп, 22-сентәбирдин етибарән норвегийәдики бир һәптилик зияритини башлиған.
Норвегийә уйғур комитети вә норвегийәдики д у қ рәһбәрлириниң бәргән мәлуматлириға асасланғанда, 23-сентәбир күни д у қ рәиси долқун әйса әпәнди ослодики уйғур җамаити билән бир сорунға җәм болуп, қурултай хизмәтлиридин доклат тәқдим қилған һәмдә норвегийәдики уйғур җамаитиниң соаллириға җаваб бәргән. Д у қ иҗраийә комитетиниң норвегийәдә турушлуқ муавин рәиси сәмәт абла әпәнди бу тоғрисида бизни әтраплиқ мәлуматлар билән тәминлиди.
Долқун әйса әпәнди шу күни йәнә финландийәдин “әркинлик карвини” ни һәйдәп норвегийә пайтәхти ослоға йетип кәлгән халмурат қатарлиқ яшларни күтүвелиш паалийитигә қатнашқан. У норвегийә парламенти алдида өткүзүлгән намайиш мәйданиға берип, уйғур яшлириниң һәрикитигә илһам бәргән шундақла муһаҗирәттики барлиқ шәрқий түркистанлиқларниң қолидин келишичә вәтән-милләтниң хизмитигә һәссә қошуши зөрүрлүки һәққидә нутуқ сөзлигән.
Норвегийәдә яшайдиған д у қ ниң тәптиши пәрһат яқуп әпәнди зияритимизни қобул қилип, ослодики уйғур җамаитиниң д у қ рәиси долқун әйса әпәнди билән 23-сентәбир күнини интайин мәнилик өткүзгәнликини баян қилди. Норвегийә уйғур комитетиниң рәиси бәхтияр әпәндиму бу һәқтә сөз қилип, долқун әйса әпәндиниң норвегийәдики бир һәптилик зиярити җәрянида сиясий вә иҗтимаий саһәләрдә муһим учришишларға һәм аммиви паалийәтләргә дахил болидиғанлиқини әскәртти.