Д у қ һәйити б д т дә зор утуқларни қолға кәлтүрди
2013.09.19

Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 24-нөвәтлик йиғини җәнвәдә давам қиливатқан бүгүн д у қ рәиси рабийә қадир ханим башчилиқидики һәйәт америка қошма штатлириниң җәнвәдә турушлуқ әлчиси билән көрүшти вә б д т бинасида фалуңгуңчиларниң доклат бериш йиғиниға қатнашти. Хитай вәкилләр уйғурларни б д т бинасидин қоғлап чиқириш үчүн көп тиришқанлиқ көрсәткән болсиму, бирақ бу нийити әмәлгә ашмиди.
Д у қ рәиси рабийә қадир ханим, муавин рәис сейит түмтүрк, өмәр қанат, иҗраийә комитети мудири долқун әйса вә майик әпәндиләрдин тәркиб тапқан д у қ һәйитиниң 19-сентәбир күнидики паалийити наһайити ғәлибилик өткән болуп, икки чоң дөләтниң вәкилигә уйғур мәсилисини әтраплиқ аңлитип,уларниң қоллап қуввәтлишигә еришкән. Бу вәкилләр келәр ай өткүзүлидиған хитайни инсан һәқлири җәһәттин тәкшүрүш йиғинида уйғур мәсилисини күн тәртипкә елип келидиғанлиқи тоғрисида вәдә бәргән. Биз бу һәқтә техиму тәпсилий мәлумат елиш үчүн улар билән телефон сөһбити елип бардуқ.
Д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк вә өмәр қанат әпәндиниң ейтишичә, бүгүн б д т бинасида д у қ һәйити зор утуқларни қолға кәлтүргән.