Д у қ рәһбәрлири лондон вә берлинда муһим учришишлар өткүзди
2018.10.17

Дуня уйғур қурултийиниң рәһбәрлиридин долқун әйса вә әсқәрҗанлар әнглийә һәмдә германийәниң дөләт хадимлири билән учрашти.
Тәклипкә бинаән 15-өктәбир әнглийә сәпирини башлиған долқун әйса әпәнди бүгүн лондондин зияритимизни қобул қилғанда бу сәпәрниң 2017-йили 11-айда мюнхенда чақирилған 6-нөвәтлик пәвқуладдә қурултайдин кейинки д у қ вәкиллириниң тунҗи қетимлиқ әнглийә зиярити болуп һесаблинидиғанлиқи тилға алди. У бу қетимлиқ әнглийә зияритиниң мәзмуни һәққидә бизни бәзи мәлуматлар билән тәминлиди.
Долқун әйса әпәнди 16-өктәбир күни әнглийә парламентида өткүзүлгән “хитайдики орган әткәсчиликидин гуваһлиқ бериш” йиғиниға қатнишип, уйғур диярдики җаза лагерлиридин хитай өлкилиригә йөткәлгән 200 миңдин артуқ уйғурниң ички әзалириниң сөкүлүп сетилиш еһтимали барлиқини оттуриға қойған.
Долқун әйса әпәнди йәнә әнглийә ташқи ишлар министирлиқи кишилик һоқуқ комитетиниң рәһбәрлири һәмдә әнглийә парламент әзалири билән уйғурлар вә уларниң нөвәттики еғир вәзийити тоғрисида мәхсус сөһбәт өткүзгән. У бу учришишлар давамида нуқтилиқ һалда уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилисини оттуриға қойған. Долқун әйса әпәнди бүгүн йәнә әнглийәниң муһим әрбаблири билән очуқ вә бәзи йепиқ сөһбәтләр елип баридикән.
16-Өктәбир күни д у қ ниң явропа вәкили әсқәрҗан әпәнди германийә пайтәхти берлинға берип, германийә һөкүмитиниң “кишилик һоқуқ вә инсаний ярдәм комитети” тәрипидин чақирилған “мәлумат бериш вә пикир алмаштуруш” сөһбәт йиғиниға қатнашқан. 3 Саәт давам қилған бу йиғинға германийә һөкүмәт хадимлиридин “кишилик һоқуқ вә инсаний ярдәм комитети” ниң мәсули доктор бәрбел ханим, асия вә хитай ишлири комитетиниң мәсуллиридин доктор петер ройис, ташқи ишлар министирлиқи хадимлиридин алберикт фолквайин һәмдә андиреяс лаң әпәндиләр қатнашқан.
Бу қетимқи йиғин, 11-айда б д т да өткүзүлидиған хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитини көздин көчүрүш йиғини үчүн мәлумат топлаш вә пикир алмаштуруш мәқситидә чақирилған болуп, йиғинға уйғурлар, тибәтләр вә хәлқара кишилик һоқуқ органлириниң вәкиллири тәклип қилинған. Д у қ ға вакалитән бу йиғинға қатнашқан әсқәрҗан әпәнди уйғурларниң нөвәттики вәзийити тоғрисида әтраплиқ мәлумат бәргән.
18-Сентәбир күни б д т да өткүзүлгән кишилик һоқуқ кеңишиниң 39-нөвәтлик йиғинида явропа иттипақиға әза 28 дөләткә вакалитән австрийә һәмдә германийә башлиқ 6 дөләт хитайдики җаза лагерлири мәсилисини оттуриға қойған. Болупму германийә вәкилиниң позитсийәси интайин кәскин болғанлиқи үчүн хитай тәрәп нәқ мәйданда германийәгә қаттиқ наразилиқ билдүргән иди. Әсқәрҗан әпәндиниң ейтишичә, германийә тәрәпниң позитсийәсидә һазирму өзгириш болмиған һәмдә бу йил 11-айда б д т да өткүзүлидиған хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитини көздин көчүрүш йиғинида германийә вәкиллири йәнә охшашла қәтий мәйданини ипадиләйдикән.
Уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилиси ахирқи бирқанчә айдин буян америка, явропа әллири, явропа парламенти вә б д т да рәсмий күнтәртипкә кәлгәндин бери ғәрб дөләтлири һөкүмәтлириниң д у қ билән болған алақиси зор дәриҗидә күчәйгән. Д у қ рәһбәрлириниң билдүрүшичә, һазир ғәрб әллири һөкүмәтлири, парламентлириниң д у қ рәһбәрлирини сөһбәтләргә чақиридиған тәклипнамилириниң сани барғансери көпийиватқан болуп, қурултай рәһбәрлири йетишәлмәйдиған вәзийәт шәкиллинишкә башлиған. Бу бир мәнидин, ғәрб дунясида уйғурлар тоғрисида йеңи бир долқунниң яритилидиғанлиқиниң бешарити һесаблинидикән.