Д у қ рәиси норвегийә парламент әзалири вә қәләмкәшлиригә “җаза лагерлири” мәсилисини аңлатти
2018.09.25

Долқун әйса әпәнди норвегийә парламент әзалири вә қәләмкәшлири билән сөһбәт елип барди.
23-Сентәбир норвегийәдики бир һәптилик зияритини башлиған д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәнди 24-сентәбир норвегийәдики қәләмкәшләр җәмийити һәмдә норвегийә парламент әзалири билән учришип, уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилисини оттуриға қойған.
24-Сентәбир д у қ рәиси долқун әйса әпәнди йәнә норвегийә уйғур комитети рәһбәрлири билән бирликтә норвегийә парламентиниң бир қисим әзалири билән сөһбәт өткүзүп, бу йил 11-айда б д т да чақирилидиған хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитини көздин көчүрүш йиғинида норвегийә һөкүмитиниң уйғурлар мәсилисини, болупму җаза лагерлири темисини күнтәртипкә кәлтүрүшини тәләп қилған.
Ослодин зияритимизни қобул қилған д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәнди 24-сентәбир күни чүштин бурун “хәлқара қәләмкәшләр җәмийити норвегийә шөбиси” ниң хадимлири һәмдә “қамалған язғучилар җәмийити” әзалири билән учришип, уларға җаза лагерлири мәсилисини аңлатқанлиқини вә келәр йили бирликтә кишилик һоқуқ саһәси бойичә түрмидики уйғур қәләмкәшлири асасий тема қилинған илмий йиғинлар уюштурушқа келишкәнликини тилға алди.
Д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәндигә һәмраһ болуп, бу сөһбәтләргә қатнашқан норвегийә уйғур комитети рәиси бәхтияр өмәр әпәнди 24-сентәбирдики учришишлар һәққидә бизни бәзи учурлар билән тәминлиди. Д у қ ниң норвегийәдики тәптиши пәрһат яқуп әпәндиму д у қ ниң рәиси билән биргә норвегийә қәләмкәшләр җәмийити вә парламентида болуп өткән сөһбәтләр һәққидә өз қарашлирини баян қилип өтти.
Д у қ рәисиниң бу қетимқи норвегийә зияритигә мюнхендики җамаәт әрбаблиридин уйғур зиялийси аблимит турсун әпәндиму һәмраһ болған болуп, у норвегийәдики уйғурларни “уйғурлуқ бәдили” гә вә 11-айда җәнвәдә өткүзүлидиған кәң көләмлик намайишқа сәпәрвәр қилиш паалийәтлириниңму нәтиҗилик һалда давам қиливатқанлиқини әскәртти.