Уйғур вәкиллири “рафто әркинлик фонди” ниң хадимлири билән көрүшти
2018.09.26
Долқун әйса башчилиқидики уйғур вәкилләр норвегийәдики “рафто әркинлик фонди” ни зиярәт қилди.
23-Сентәбирдин башлап норвегийәдики бир һәптилик зияритини давамлаштуруватқан дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәнди башчилиқидики бир гуруппа уйғурлар бүгүн, йәни 26-сентәбир күни бергин шәһиридә “рафто әркинлик фонди” ниң мәсуллири билән көрүшкән. Уйғур вәкилләр “рафто әркинлик фонди” ниң мәсуллиридин терезә җебсен ханим, җостайин коббелтвет әпәнди, ингрид брайтайнслен ханим қатарлиқлар билән узун сөһбәт елип берип, уйғур дияридики җаза лагерлири вә уйғур дияриниң нөвәттики омумий вәзийити тоғрилиқ сөзләшкән.
Д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәнди бу сөһбәттә нуқтилиқ һалда уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилисини оттуриға қоюп, “рафто әркинлик фонди” хадимлириниң хәлқара җамаәт пикри һазирлаш вә хәлқара қәләмкәшләр, кишилик һоқуқ актиплирини җаза лагерлириға қарши қозғаш ишлириға һәмдәмдә болушни илтимас қилған. Көрүшүштә улар йәнә хитай түрмисидики уйғур өктичи зиялийси илһам тохтиға “рафто әркинлик мукапати” ниң берилишини тәләп қилған.
Норвегийә уйғур комитетиниң рәиси бәхтияр әпәнди бу һәқтә тохталғанда “рафто әркинлик фонди” билән уйғурларниң узун йиллиқ бир достанә алақисиниң барлиқини, “рафто әркинлик фонди” хадимлириниң уйғурларниң нөвәттики вәзийитигә йеқиндин диққәттә болуп келиватқанлиқини тилға алди.
Германийәдин келип д у қ рәиси билән биргә норвегийәдә зиярәттә болуватқан уйғур зиялийси аблимит турсун әпәндиму пикир баян қилип, уйғур вәкиллириниң “рафто әркинлик фонди” хадимлириниң қизғин күтүвелишиға еришкәнликини вә уйғурлар вәзийити тоғрилиқ, болупму һазирқи җиддий тема болуватқан җаза лагерлири мәсилиси тоғрилиқ мәзкур фонди җәмийәтниң хизмәт мәркизидә әтраплиқ сөһбәтләр болғанлиқини тәкитлиди.
Норвегийәдә яшаватқан уйғур зиялийси абдурешит әпәндиму д у қ рәиси билән биргә бу сөһбәтләргә дахил болған болуп, у д у қ рәисиниң 23-сентәбирдин буян норвегийәдә көплигән сиясий вә иҗтимаий паалийәтләргә қатнашқанлиқини әскәртти.
Д у қ рәиси долқун әйса әпәндиниң норвегийә зиярити 30-сентәбиргичә давам қилидикән. Бу җәрянда у йәнә норвегийәдики бир қисим һөкүмәт хадимлири вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң мәсуллири билән көрүшидикән һәмдә уйғур җамаити билән сөһбәт елип баридикән.