Д у қ явропа бирликиниң йеңидин сайланған һәйәтлирини тәбриклиди
2014.06.05
Явропа бирликиниң уйғур миллий һәрикити үчүн муһим бир сиясий сәһнә икәнликини тәкитлигән д у қ ниң явропа парламентидики вәкили әнвәрҗан әпәнди, явропа бирликиниң омумий сайлими ахирлишиши биләнла қурултай намидин тәбрик мәктупи йоллап, явропа бирлики йеңи рәһбәрлирини қутлуқлиған вә явропа бирликигә мәхсус зиярәт орунлаштурған.
Д у қ ниң явропа парламентидики вәкили, явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң рәиси әнвәрҗан әпәнди 5-айниң 25-күнлири тамамланған явропа бирликиниң омумий сайлимидин кейинла қурултай намидин тәбрик мәктупи йоллап, явропа комиссийони, явропа парламенти вә явропа бирлики кишилик һоқуқ кеңишигә вәзипигә тәйинләнгән йеңи рәһбәрлик һәйәтлирини уйғурлар намидин мубарәклигән һәмдә алдимиздики һәптигә мәхсус зиярәт орунлаштуруп, йеңи рәһбәрләр билән йүзтуранә учришишни күнтәртипкә қойған.
Әнивәрҗан әпәндиниң билдүрүшичә, һазирға қәдәр уйғурларниң бирқанчә қетимлиқ хәлқаралиқ йиғинлири явропа парламентида өткүзүлгән. явропа парламенти үчүн уйғурлар мәсилиси натонуш тема әмәс. явропа парламенти тәрипидин илгири қәшқәр қәдимий шәһириниң чеқилишиға қарши хитайни агаһландуридиған қарарларму қобул қилинған. Әнивәрҗан әпәнди сөһбитимиз давамида, явропа парламентиниң уйғур миллий дәвасидики әһмийити тоғрилиқ қарашлирини изһар қилди. У сөзидә, уйғурлар мәсилисини явропа бирликигә яхши чүшәндүрүш арқилиқ, хитайға бесим ишлитиш вә хәлқара җәмийәтниң уйғурларға болған һесдашлиқини йәниму күчәйтиш мәқситигә йәткили болидиғанлиқини тәкитлиди. Әнвәрҗан әпәнди сөзиниң хатимисидә, өзиниң алдимиздики һәптидә явропа бирликидә елип баридиған зиярәтлири һәққидә тохталди.