Рабийә қадир ханим японийә парламентида уйғур мәсилиси һәққидә доклат бәрди

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2015.02.04
rebiye-yaponiye-parlamet-305.jpg Д у қ рәиси рабийә қадир ханим башчилиқидики дуня уйғур қурултийи вәкиллири японийә парламент бинаси алдида. 2015-Йили 3-феврал.
RFA/Qutluq

3-Феврал әтигән саәт тоққуздин он йеримға қәдәр дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим японийә парламентида, японийә парламенти уйғур достлуқ гурупписиниң әзалириға уйғур мәсилиси һәққидә мәхсус доклат бәрди.

Рабийә қадир ханимни алди билән японийә баш вәзири мәслиһәтчиләр ишханисиниң алаһидә мәслиһәтчиси сеиичи ето әпәнди күтүвалди.

Японийә парламентида өткүзүлгән уйғур мәсилиси һәққидә доклат бериш йиғиниға японийә парламенти уйғур достлуқ гурупписиниң әзалири, дуня уйғур қурултийиниң вәкиллири вә шундақла бир қисим сиясийонлар қатнашти.

Рабийә қадир ханим доклатида, нөвәттә уйғур елида елип бериливатқан қирғинчилиқлар шундақла шәрқий җәнуби асия әллиридә түрмиләрдә тутқунда туруватқан уйғур мусапирлар мәсилиси һәққидә тәпсилий тохтилип өтти вә шундақла японийә һөкүмитини бу мәсилиләргә көңүл бөлүшкә чақирди.

Японийә парламентида өткүзүлгән уйғур мәсилиси һәққидә доклат бериш йиғиниға японийә баш вәзири мәслиһәтчиләр ишханисиниң алаһидә мәслиһәтчиси сәиичи ето әпәнди, японийә әркин демократлар партийәсиниң ғоллуқ әзаси, парламент әзаси кеиҗи фуруя әпәндиләр риясәтчилик қилди.

Рабийә қадир ханимниң доклатидин кейин, парламент әзалири сөз қилип, өзлириниң уйғур елиниң вәзийитини йеқиндин көзитип туруватқанлиқини билдүрди.

Диққитиңлар, рабийә қадир ханим билән мәзкур доклат һәққидә елип барған сөһбитимиздә болғай. (Аваз улинишидин аңлиғайсиз)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.