Японийә баш вәзири ярдәмчиси билән д у қ ниң муавин рәиси сөһбәттә болди
2017.02.16
11-Февралдин башлап японийәдә зиярәттә болуватқан д у қ һәйити 15-феврал японийә парламентида уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң уйғур мәсилилири бойичә доклат бериш паалийитигә қатнашқан.
Паалийәттин кейин, дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси сейит түмтүрк японийә баш вәзири шинзо абениң ярдәмчиси ето сейҗи әпәнди билән сөһбәттә болуп, шәрқий җәнуби асия әллиридики түрмиләрдә тутуп турулуватқан уйғурлар вә түркийәниң қәйсәри шәһиридики уйғур мусапирлар мәсилиси тоғрисида сөһбәтләшкән.
Бу қетими сөһбәткә йәнә, дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси үмид хәмит вә японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң рәиси турмуһәммәт һашим қатарлиқлар иштирак қилған.
Мәзкур сөһбәттин кейин, ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси сейит түмтүрк, үмид хәмит вә японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң рәиси турмуһәммәт һашимлар билән бу һәқтә сөһбәт елип барди.