Д у қ рәиси рабийә қадир ханим башчилиқидики вәкилләр японийәдә зиярәттә болиду

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2016.05.11
duq-yaponiye-rabiye-tumturk.jpg Д у қ рәиси рабийә қадир ханим башчилиқидики вәкилләрниң японийәдә болидиған зияритиниң күнтәртипи. 2016-Йили май.
RFA/Qutluq

24-Майдин башлап дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим башчилиқидики вәкилләр японийәдә нөвәттики уйғур мусапирлар мәсилиси тоғрисида доклат сөзләш паалийити елип бариду.

Японийә уйғур бирлики тәшкилатидин игилишимизчә, дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим башчилиқидики вәкилләр нөвәттики уйғур мусапирлар мәсилиси тоғрисида японийәниң токйо, осака, кйото вә сәндай қатарлиқ шәһәрлиридә доклат сөзләш паалийити елип баридикән.

Зияритимизни қобул қилған японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң рәиси доктор турмуһәммәт һашимниң билдүрүшичә, бу қетимқи рабийә қадир ханим башчилиқидики вәкилләр өмикиниң японийәдә доклат сөзләш паалийитини японийә уйғур бирлики тәшкилати тәшкиллигән болуп, паалийәткә японийәдики нопузлуқ аммиви тәшкилатлардин японийә қурултийи, куритаке асия мунбири қатарлиқ тәшкилатларму һәмкарлашқан.

Рабийә қадир ханим башчилиқидики вәкилләрниң токйодики паалийәтлиригә һәмраһ болидиған японийә такушоку университетиниң хәлқара сиясий мәсилиләр мутәхәссиси, профессор фуҗи генки әпәнди телефон зияритимизни қобул қилип:“бу қетимқи доклат сөзләш паалийитини уюштурушта, асаслиқи шәрқий җәнуби асия әллиридики уйғур мусапирлар мәсилиси, йәни мундақчә ейтқанда, хитай компартийәсиниң зулумидин қечип чиқип сиясий панаһлиқ тилигән уйғурлар һәққидә японийә һөкүмитигә вә хәлқигә доклат сөзләш, болупму йеқинда һиндонезийәдә етип өлтүрүлгән уйғурлар тоғрисида тәпсилий доклат бериш мәқсәт қилинған” деди.

Сөһбитимиз җәрянида хәлқара сиясий мәсилиләр мутәхәссиси, профессор фуҗи генки йәнә, рабийә қадир ханимниң токйодики бир қисим учришишларда шинзо абе һөкүмитидики муһим бәзибир әрбаблар билән нөвәттики уйғур вәзийити вә уйғур мусапирлар мәсилиси тоғрисида айрим-айрим сөһбәтләрдә болидиғанлиқини илгири сүргән болсиму, бирақ бу һәқтә тәпсилий тохтилишни халимиди.

Профессор фуҗи генки сөзиниң ахирида: “уйғур сиясий панаһлиқ тилигүчиләр мәсилисини японийә һөкүмитигә аңлитишниң әһмийитини толиму зор дәп қараймән. Чүнки, японийә уйғур сиясий панаһлиқ тилигүчиләрни дәрһал өзигә қобул қилалмисиму, бирақ һәр хил дипломатик йоллар арқилиқ уларға түрлүк ярдәмләрдә болалайду дәп ойлаймән” деди.

Японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң бу қетимқи паалийитигә йеқиндин ярдәм болған японийәдики тарихий узун аммиви тәшкилатлардин куритаке асия мунбириниң рәис ярдәмчиси һиросе әпәнди өзлириниң узундин буян японийәдә паалийәт елип бериватқан уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлирини қоллап келиватқанлиқини билдүрүп: “тәшкилатимиз тарихтин буян асия хәлқлириниң өз һәқ-һоқуқлирини қолға кәлтүрүш үчүн елип барған күрәшлирини қоллап кәлди.Мәсилән: тарихта суң җуңсәнни, вийетнам вә корейәдики инқилабчиларни қоллиған” деди.

Бу қетимиқи паалийәтни тәшкиллигән доктор турмуһәммәт һашимниң илгири сүрүшичә, рабийә қадир ханим башчилиқидики дуня уйғур қурултийи вәкиллиридин муавин рәиси сейит түмтүрк, үмид агаһи қатарлиқларму осака университетида түркийәдики уйғур мусапирлар мәсилиси, уйғур маарипи һәққидә доклат беридикән.

Японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң билдүрүшичә, бу қетимқи паалийәт һәққидә мәзкур тәшкилат тор бетидә хәвәр тарқатқандин кейин, көплигән кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә уйғур мәсилисигә қизиққучи японлар күчлүк инкас билдүрүп, өзлириниң японийә уйғур бирлики тәшкилатиға йеқиндин ярдәмдә болидиғанлиқини вә қизғин қоллайдиғанлиқини билдүргән.

Японийә мәтбуатлириниң хәвиригә қариғанда, тибәтниң роһаний даһийси далай ламаму 8-май токйоға йетип келип бир һәптилик японийә зияритини башлиған.

Далай лама билән рабийә қадир ханимниң арқа-арқидин японийәдә зиярәт елип бериши японийәдә 26-май башлинидиған тәрәққий қилған йәттә дөләт йиғини вә америка президенти барак обаманиң 27-май иккинчи дуня урушида атом бомбиси ташланған һирошима шәһирини зиярәт қилиш мәзгилигә тоғра кәлгәнлики үчүн, бир қисим японлар тор бәтлиридә далай лама билән рабийә қадир ханимниң бу зияритини японийә һөкүмити мәқсәтлик орунлаштурған болуши еһтималиққа йеқин дәп түрлүк мулаһизә вә тәһлиләрни елип барған.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.